Әмруллаһ әкрәм: “ата-анамниң өлүк-тирикликини билмәймән”
2019.04.18
Хитай һөкүмити уйғур диярида аталмиш “қайта тәрбийә” лагерлирини бәрпа қилғандин буян райондики 800 миңдин икки милйонғичә уйғур вә башқа йәрлик милләтләр бу хилдики лагерниң қурбанлириға айланмақта.
Гәрчә хитай һөкүмити райондики бу вәзийәтни изчил ташқи дунядин йошуруп, уни аталмиш “әсәбийликни түгитиш”, “террорлуқниң алдини елиш”, “районниң әбәдий әминликини илгири сүрүш” дәп тәшвиқ қиливатқан болсиму, лекин муһаҗирәттики уйғурларниң лагердики ата-аниси вә уруқ-туғқанлири һәққидә бәргән гуваһлиқлири бу җайларниң хитай һөкүмити илгири сүргәндин толиму пәрқлиқ икәнликини аян қилмақта.
2012-Йили өз һәдиси дилхумар әкрәм билән америкаға оқушқа кәлгән, нөвәттә вирҗинийә штатидики “шималий вирҗинийә аммиви институти” (NOVA) да машинисазлиқ кәспидә оқуватқан уйғур яш әмруллаһ әкрәмму ата-анисиниң нөвәттики әһвалини иҗтимаий таратқулар арқилиқ дуняға ашкарилиди.
Юқиридики аваз улинишидин мухбиримизниң әмруллаһ әкрәм вә дилхумар әкрәм билән өткүзгән сөһбитиниң тәпсилатини аңлиғайсиләр.