Истанбулда әйса йүсүп алиптекин вапатиниң 26 йиллиқи хатириләнди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2021.12.20
Истанбулда әйса йүсүп алиптекин вапатиниң 26 йиллиқи хатириләнди Муһаҗирәттики шәрқий түркистан һәрикитиниң рәһбәрлиридин бири болған мәрһум әйса йүсүп алиптекин вапатиниң 26 йиллиқи хатириләш паалийитидин кейин хатирә сүрәт. 2021-Йили 17-декабир, истанбул.
RFA/Arslan

17-Декабир шәнбә күни истанбулда муһаҗирәттики шәрқий түркистан һәрикитиниң рәһбәрлиридин бири болған мәрһум әйса йүсүп алиптекин вапатиниң 26 йиллиқи хатириләнди.

Бу мурасимни шәрқий түркистан вәхпи, әйса йүсүп алиптекин вәхпи, шәрқий түркситан яшлар вә мәдәнийәт җәмийити қатарлиқ тәшкилатлар бирликтә уюштурған болуп, мурасимға истанбулдики шәрқий түркистан тәшкилатлириниң мәсуллири һәмдә түрк дуняси иҗтимаий тәшкилатлириниң мәсуллири қатнашти. Мурасим қуран кәрим тилавити билән башланди.

Мурасимда истанбулда универистетиниң оқутқучилиридин профессур муалла уйду йүҗәл, доктур өмәр қул, уйғур тәтқиқатчи доктур абдулһәмид авшар қатарлиқлар сөз қилди. Улар сөзидә әйса йүсүп алиптекинниң һаяти вә күрәш мусаписини хатириләп өтти.

Мурасимда шәрқий түркистан вәхпиниң рәиси доктур муһитиддин җан уйғур сөз қилип, мәрһум әйса йүсүп алиптекин һәққидә мундақ деди: “муһаҗирәттики шәрқий түркистан дәвасини чүшиниш үчүн, алди билән әйса йүсүп алиптекин, муһәммәд имин буғра, мәсуд сабири байқузи вә мәһмәт ризабекин паша қатарлиқ шәхсләрниң һаятини, болупму уларниң иш-излирини чүшиниш керәк.”

Әйса йүсүп алптекин вәхпиниң рәиси җаһид дак әпәнди сөз қилип, мундақ деди: “әйса әпәнди вә униң билән биллә йолға чиққан инсанларниң, ғазиларниң, шеһитләрниң ятқан йери җәннәттә болсун. Улар бизгә қалдуруп кәткән байрақни егиз көтүрүп, шәрқий түркистан мустәқил болғучә, шәрқий түркситан хәлқи һәқиқий һөрлүк вә азадлиқини қолға кәлтүргүчә, күрәшлиримизни һармай-талмай давам қилимиз.”

Мурасимға риясәтчилик қилған истанбул универистетиниң оқутқучиси профессур доктур муалла уйду йүҗәл ханим, әйса йүсүп алиптекин тоғрсида тохтилип мундақ деди: “дәва адими болуш үчүн бәдәл төләш керәк. Әйса йүсүп алиптекин болса бәдәл төлигән киши. У бизгә буниңдин кейинки дәврдә шәрқий түркистан үчүн немиләрни қилишимиз керәкликини, бу күрәштин һәргизму ваз кәчмәсликимизни һаяти бойичә бизгә өгитишкә тиришқан иди. У һәқиқәтәнму орнини толдуривалғили болмайдиған муһим шәхсләрдин иди.”

Муалла уйду йүҗәл ханим йәнә мундақ деди: “тарихидин сөз ечилғанда, уйғурларниң түрк тарихида тутқан орни алаһидә муһимдур, болупму, уйғурлар тарихта қурған дөләтләрниң сиясий тәшкиллиниш вә мәдәнийәт яритиш җәһәттики төһпилири зор болуп, түркләргә йол ачқан наһайити муһим бир хәлқтур.”

Мурасимда йәнә уйғур тәтқиқатчи доктур абдулһәмид авшар сөз қилип, әйса йүсүп алиптекинниң иш-излири тоғрисида тохталди.

У мундақ деди: “әйса йүсүп алиптекин муһаҗирәттики шәрқий түркистанлиқлар үчүн бир абидә иди. У дәврдә әйса әпәнди яшимиған болса иди, бәлки шәрқий түркситан дәваси унтулуп кетәтти. Йәни у 1949-йилидин 1995-йилиғичә болған йерим әсиргә йеқин җәрянда шәрқий түркситан дәвасини һармай-талмай җанландурған шәхс иди. Униңдин башқа йәнә муһәммәд имин буғраму интайин муһим бир бүйүк шәхсийәт, у муһаҗирәттики шәрқий түркистанлиқлар үчүн әйса әпәндигә охшашла муһим шәхсләрдин бири иди. У 1965-йили вапат болғичә әйса йүсүп алиптекин билән бирликтә, чәт әлләрдә шәрқий түркистан дәвасини давамлаштуруп кәлгән шәхсләрдин бири иди. Бу җәһәттин бизниң уларға миннәтдарлиқ билдүрүштәк виҗданий бурчимиз бар.”

Игилинишичә, мәрһум әйса йүсүп алптекин 1901-йили қәшқәрниң йеңисар наһийәсидә дуняға кәлгән. У яшлиқ дәвридин башлап, таки 1995-йили 17-декабир күни бу дуня билән видалашқичә болған узун бир заманда, шәрқий түркистан дәваси үчүн һармай-талмай күрәш қилған. У 1949-йили “вәтән үчүн вәтәндин айрилған” дин башлап, болупму 1954-йили түркийәгә келип олтурақлашқандин башлап, түрк дуняси, әрәб дуняси вә ғәрб дунясида пүтүн имканлири билән шәрқий түркистан мәсилисини аңлитип, муһаҗирәттики шәрқий түркистан дәвасиға асас салған вә өчмәс из қалдурған вәтәнпәрвәр затлардин бири иди. У 1995-йили 17-декабир күни 94 йешида истанбулда вапат болған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.