Уйғурлар осакада намайиш өткүзүп, 20 дөләт гуруһи башлиқлириға уйғур мәсилисини аңлатқан

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2019.06.28
osaka1.jpeg

Д у қ вә японийә уйғур җәмийити қатарлиқ аммиви тәшкилатлар 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғини мәзгилидә өткүзгән намайишидин көрүнүш. 2019-Йили 28-июн, осака, японийә. RFA/Erkin Tarim

osaka2.jpeg

Д у қ вә японийә уйғур җәмийити қатарлиқ аммиви тәшкилатлар 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғини мәзгилидә өткүзгән намайишидин көрүнүш. 2019-Йили 28-июн, осака, японийә. RFA/Erkin Tarim

osaka3.jpeg

Д у қ вә японийә уйғур җәмийити қатарлиқ аммиви тәшкилатлар 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғини мәзгилидә өткүзгән намайишидин көрүнүш. 2019-Йили 28-июн, осака, японийә. RFA/Erkin Tarim

osaka4.jpeg

Д у қ вә японийә уйғур җәмийити қатарлиқ аммиви тәшкилатлар 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғини мәзгилидә өткүзгән намайишидин көрүнүш. 2019-Йили 28-июн, осака, японийә. RFA/Erkin Tarim

osaka5.jpeg

Д у қ вә японийә уйғур җәмийити қатарлиқ аммиви тәшкилатлар 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғини мәзгилидә өткүзгән намайишидин көрүнүш. 2019-Йили 28-июн, осака, японийә. RFA/Erkin Tarim

osaka6.jpeg

Д у қ вә японийә уйғур җәмийити қатарлиқ аммиви тәшкилатлар 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғини мәзгилидә өткүзгән намайишидин көрүнүш. 2019-Йили 28-июн, осака, японийә. RFA/Erkin Tarim

osaka7.jpeg

Д у қ вә японийә уйғур җәмийити қатарлиқ аммиви тәшкилатлар 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғини мәзгилидә өткүзгән намайишидин көрүнүш. 2019-Йили 28-июн, осака, японийә. RFA/Erkin Tarim

osaka8.jpeg

Д у қ вә японийә уйғур җәмийити қатарлиқ аммиви тәшкилатлар 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғини мәзгилидә өткүзгән намайишидин көрүнүш. 2019-Йили 28-июн, осака, японийә. RFA/Erkin Tarim

Д у қ вә японийә уйғур җәмийити қатарлиқ аммиви тәшкилатлар 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғини чақириливатқан японийәниң осака шәһиригә берип, хитай дөләт рәиси ши җинпиңға қарши наразилиқ намайиши өткүзгән һәмдә уйғурларниң һазирқи еғир вәзийитини дуня җамаәтчиликигә аңлатқан.

Бу қетимқи 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғини 6-айниң 28-күни японийәниң осака шәһиридә башланған.

28-Июн күни дуня уйғур қурултийи, японийә уйғур бирлики, һөр һинди тинч окян бирлики тәшкилати, хоңкоңға әркинлик тәшкилати, японийә тибәт бирлики вә японийә моңғул бирлики қатарлиқ тәшкилатлар бирликтә мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзгән. Һөр һинди тинч окян бирлики тәшкилатиниң рәиси, дуня уйғур қурултийиниң сабиқ рәиси рабийә қадир ханим зияритимизни қобул қилип, уйғур мәсилисигә японийә вә дуня мәтбуатлириниң қизиқишиниң интайин юқири икәнликини баян қилди.

У йәнә дунядики 20 чоң дөләтниң алий рәһбәрлири иштирак қиливатқан бундақ бир йиғин ечиливатқан осакада уйғурларниң һазирқи еғир вәзийитини аңлитиш зор әһмийәткә игә, деди

Д у қ ниң японийәдики вәкили илһам мәхмут әпәнди д у қ ниң бу қетимқи паалийәткә пухта тәйярлиқ қилғанлиқини, лозунка вә рәсимләрни тәйярлап мухбирларни күтүвелиш йиғинидин сирт, рәсим көргәзмиси ачқанлиқини вә уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити баян қилинған варақчә тарқатқанлиқини баян қилди.

Осакада чақирилған 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғини башлиништин бурун, йәни 27-июн күни осака шәһиридә чоң намайиш өткүзүлгән. японийә уйғур бирлики тәрипидин уюштурулған бу паалийәткә японийәдики кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә башқа аммиви тәшкилатларниң мәсуллири вә әзалиридин болуп 400 әтрапида киши иштирак қилған. японийә уйғур бирликиниң мәсули турмәмәт һашим әпәнди бу һәқтә мәлумат бәрди.

Турмәмәт һашим әпәнди намайиш арқилиқ уйғур трагедийәсини японийә һөкүмитигә вә 20 дөләт гуруһиниң рәһбәрлиригә йәткүзүшкә тиришқанлиқини, буниң мувәппәқийәтлик болғанлиқини баян қилди.

Мухбирларни күтүвелиш паалийити икки қисимға бөлүп елип берилған болуп, мухбирлар нуқтилиқ һалда уйғурларниң һазирқи вәзийити тоғрисида соал сориған. японийә уйғур бирлики башқуруш һәйитиниң әзаси ғалип миҗит әпәнди бу һәқтә мәлумат бәрди.

Японийә уйғурлар тоғрисида даим паалийәтләр өткүзүлүп туридиған дөләтләрдин бири. Ундақта, бу қетимқи паалийәтниң бурунқи паалийәтләргә охшимайдиған тәрипи немә? илһам мәхмут әпәнди бу қетимқи паалийәткә хоңкоң вә тәйвәнликләрниңму иштирак қилғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.