Гүлбаһар хативаҗи: қамаққа қамалғанға қәдәр хитай үчүн уйғурлуқимизниң өзи йетәрлик җинайәт санилидиғанлиқини аңқиралмиған икәнмән.
Хитайниң қаримайдики қамақхана вә җаза лагерлирида қабаһәтлик 32 айни өткүзүп, 2019-йили авғустта фирансийәдики аилиси билән җәм болған лагер шаһити гүлбаһар хативаҗи ханим билән "мән лагердин қандақ һаят чиқтим" темисида өткүзгән, йүрүшлүк сөһбитимизниң 2-санини диққитиңларға сунмақчимиз.
Гүлбаһар ханим өзиниң пенсийә рәсмийәтлирини өтәш үчүн, 2016-йил ахирида қаримайға чақиртилғинида, буниң бир қилтақ икәнликини ойлимиған, һәтта у пут-қоллири ишкәллинип "адәм топлап җәмийәт аманлиқини бузуш" җинайити билән қолға елинғандиму, һаятиниң хәвп астида икәнликини аңқиралмиған. Пәқәт адвокат тутуш һоқуқи рәт қилинип, қамақханида өзигә охшаш бигунаһ инсанларни көргәндила, андин уйғур болушниң өзи хитай үчүн йетәрлик җинайәт икәнликини чүшүрүп йәткәникән. Гүлбаһар ханим бу сөһбитимиздә, уйғурларни сиясий бихудлуқтин әмди болсиму ойғинишни, хитай даирилириниң бундин кейинки оюнлириға сәгәк болушни тәвсийә қилди.
Юқиридики аваз улинишидин мухбиримизниң гүлбаһар хативаҗи ханим билән өткүзгән сөһбитини аңлиғайсиләр.