Қанун мәслиһәтчиси җәвлан ширмәмәт: “сүкүтүмни буздум, авазимниң йетишичә хитай зулумини ашкарилаймән”

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2020.01.23
Suriye_Tursun-Jewlan-Shirmemet.jpg Җәвлан ширмәмәт аписи сүрийә турсун билән биргә.
Photo: RFA

2011‏-Йили 18 яш вақтида түркийәгә оқушқа кәлгән җәвлан ширмәмәт оқушини әла нәтиҗә билән пүттүргәндин кейин, бир тәрәптин қанун мәслиһәтчилик хизмити билән шуғулланса, йәнә бир тәрәптин машина тиҗарити билән шуғулланған. Бу җәрянда уйғур районида болуп өткән бир қатар сиясий вәқәләр уни биарам қилған вә азаблиған болсиму, әмма ата-ансиниң бихәтәрликини көздә тутуп, вәтини вә миллити үчүн илим вә иқтисадий саһәсдики нәтиҗилири биләнла хизмәт қилиш қарарини бәргән. У түркийәдики 8 йиллиқ һаятида хитайға қарши һәркәтләрдин баштин-ахир узақ турған. Әмма бу узақ туруш униң аписини 5 йил кесилиштин, дадисини лагерда кесәл болуш қисмитидин сақлап қалалмиған. Буниң билән у 2020-йили кириши билән өзиниң һаят йолида йеңидин бир нишан, йеңидин бир сәһипә ечишқа қарар бәргән һәм һәркәткә өткән.

Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, уйғур районида 2017‏-йилидин буянқи лагерлар мәсилиси чәтәлдә йиллардин бери илмий вә тиҗарий саһәдила издинип келиватқан бир түркүм кишиләрниң һаятиға зор өзгиришләрни елип кәлди. Илгири муһаҗирәттики аспирант оқуғучилардин мәрйәм султан, таһир мутәллип қаһири һәмдә тиҗарәтчи гулҗамал ханим қатарлиқ кишиләр аилә тавабиатлири хитайниң зиянкәшликигә учриғандин кейин муһаҗирәттики уйғурларниң хитайға қарши сиясий, аммивий паалийәтлиригә актиплиқ билән атланған зор бир түркүм уйғур муһаҗирлардин бирқанчә мисалдур.


Тәпсилатини йоқириқи аваз улинишидин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.