Канада парламент әзаси: “уйғурларниң зораван күчкә қарши күчлүк туруши интайин муһим”
2023.07.19

Канада парламентиниң һакимийәт бешидики либераллар партийәсидин болған авам палата әзалиридин (Sameer Zuberi) самир зубәри 18-июл күни американиң виригинийә штатиға җайлашқан уйғур мәркизидә уйғур җамаити билән учрашқанда, уйғурларниң интайин чоң бир “зораван күч” билән қаршилишиватқанлиқи, бу узун муддәтлик күрәштә уйғурларниң бу “зораван күч” кә қарши изчил күчлүк турушиниң интайин муһим икәнликини көрсәтти.
Униң көрситишичә, уйғурлар күчлүк болғандила авазини у вә униңға охшаш сиясийонларға техиму үнүмлүк йәткүзүп, уларниң уйғур мәсилисигә техиму техиму яхши көңүл бөлүшигә түрткә болидикән. Самир зубәри уйғур мәсилисиниң узун муддәтлик күрәш икәнлики вә өзлириниң униңға давамлиқ хизмәт қилидиғанлиқини билдүрди.
Самир зубәридин сирт, канада парламентиниң консерватиплар партийәсидин болған әзаси арнолд веирсен вә парламентниң кюбек гурупписидин болған әзаси андрейн ларуш ханимдин тәшкил тапқан 3 киши, вашингтонға қилған бир һәптилик хизмәт зиярити әснасида 19-июл уйғур мәркизидә бәлгилик сандики уйғур җамаити билән учрашқан. Учришишта улар канаданиң 10 миң уйғур мусапирини канадаға елип келиш пиланиниң илгириләш әһвали, уйғур мәҗбурий әмгәк мәһсулатлириниң канадаға киришини чәкләш қатарлиқ мәсилиләрдә сөз қилған вә соалларға җаваб бәргән.
Самир зубәри мундақ деди: “маһийәт җәһәттин әгәр бир дөләт, бир зораван күч зиянкәшлик қилмақчи болса, улар пәқәт буниңға рухсәт қилинғанда, рәсмий буйруқ берилмигичә буни қилалмайду. Шуниңға охшашла пүтүн бир дөләт бирлишип сизгә яхши иш қилип бәрмәкчи болғандиму, язма буйруқ болмиса буму ишқа ашмайду. Шуңа, шуни билиңларки, қиливатқан будәвада силәр зораван бир күч, қудрәтлик бир күч билән қаршилишиватисиләр. Һечқандақ күч рәсмий буйруқ болмиса силәргә зиянкәшлик қилалмайду. Шуңа, шуниңға диққәт қилиңларки, һәрикитиңларда һәмишә күчлүк туруңлар. Силәрниң күчлүк турушуңлар интайин муһим”.
Самир зубәри канада парламентиниң 2021-йили хитайниң уйғурларға қаратқан сияситини “ирқий қирғинчилиқ” дәп етирап қилиши, шундақла бу йил канаданиң аз дегәндә 10 миң уйғурни канадаға елип келишкә мунасивәтлик қанун-қарарнамилириниң чиқирилишида һалқилиқ рол ойниған сиясийондур. Самир зубәриниң көрситишичә, уйғурларниң бу узун муддәтлик күрәш мусаписидә күчлүк туруши, у вә униңға охшаш сиясийонларниң уйғур мәсилисигә техиму йеқиндин көңүл бөлүшигә илһам болидикән.

Учришишта канада парламенти кюбек гурупписиниң әзаси андрейн ларуш (Andreanne Larouche) ханим сөз қилип, униң партийәсиниң уйғурларни изчил қоллайдиғанлиқи, уйғурларниң бир милләт сүпитидә өз мәдәнийити билән мәвҗут болуп турушиниң интайин муһим икәнликини қәйт қилди.
Андрейн ларуш: “бизниң партийәмиз һәмишә бу мәсилини ойлайду. Буниң муһимлиқини, болупму уйғур җәмийитигә әтраплиқ ярдәм беришниң муһимлиқини тәкитләйду. Чүнки, бу силәр үчүн ейтқанда мәвҗүтлуқ мәсилиси, силәрниң бир милләт сүпитидә қалтис вә интайин есил, һәқиқәтәнму есил мәдәнийитиңлар билән яшаш һәққиңлар бар. Мән һәммиңларға яхши тиләкләрни тиләймән” деди.
Бу канада парламент әзалириниң тунҗи қетим америкадики уйғур мәркизигә келип, уйғур җамаити билән бундақ бир учришишита болушидур. Андрейн ларуш ханимниң ейтишичә, нөвәттә аяллар мәсилиси, болупму уйғур аяллириниң мәсилиси чоң бир мәсилә икән.
Андрейн ларуш мундақ дәйду: “бизниң әң чоң мәсилимиз аялларниң әһвали, болупму уйғур аяллириниң әһвали. Улар изтирап чәкмәктә, балиларму қийналмақта. Буларниң һәммиси бәк муһим ишлар. Бу соалларниң һәммиси сизни бу балиларниң мәдәнийитидин мәһрум қилинишқа мәҗбурлиниватқанлиқини һәйранлиқ ичидә вақип болушиңизға мәҗбурлайду. Бу бәк ечинишлиқ, шундақла мәҗбурий туғмас қилишму аялларға нисбәтән бәк қорқунчлуқ. Мән 17 айлиқ бир қизниң аниси болуш сүпитидә барлиқ балиларға яхши тиләкләрни тиләймән. Уларниң өз мәдәнийитидә яшиялиши интайин муһим”.
Америка уйғур бирләшмисиниң саһибханилиқида өткүзүлгән бу қетимлиқ учришишта, канада парламент әзалириға канада “уйғур һәқлирини қоғдаш қурулуши” ниң директори мәмәт тохти һәмраһ болған. Учришишта тунҗи болуп сөз алған мәмәт тохти, канадаға 10 миң уйғур мусапирини орунлаштуруш пиланиниң тәрәққият әһвали, тәйярлиқ хизмити вә дуч келиватқан қийинчилиқлар һәққидә тохтилип өтти.
Мәмәт тохтиниң көрситишичә, бәзи дөләтләр бу мәсилидә канада билән һәмкарлишишта истәксиз болсиму, әмма канада һөкүмитиниң бу мәсилидики ирадиси күчлүк икән. Мәмәт тохти: “канада һөкүмитиниң бу мәсилидики вәдиси интайин күчлүк. Буниңда баш министир, муавин баш министир, көчмәнләр министирлиқи, пүткүл парламент бирдәк. Парламентниң биз бу ишни қилимиз, дегән ортақ мәйданини көрсәтти. Нөвәттә, һөкүмәт бу пиланниң ахирқи шәкли үстидә ишлимәктә. Буниң өктәбирниң оттурилирида пүтүп чиқишиға үмидвармиз” дәп көрсәтти.
Лекин самир зубәри уйғур мәркизидики учришиштин кейин мәхсус зияритимизни қобул қилғанда ейтишичә, нөвәттә 10 миң уйғурниң канадаға орунлаштуруш мәсилисидики асаслиқ хирис вақит мәсилиси, йәни бу пиланни кечиктүрмәй иҗра қилиш мәсилиси икән. У, 10 миң уйғурни орунлаштуруш пиланини әмәлийләштүрүштә дуч келиватқан асаслиқ тосалғу немә, дәп қарайсиз, дегән суалимизға: “асаслиқ риқабәт шуки, мениңчә биз буни мәлум җәһәттин кечиктүрмәсликимиз вә толуқ иҗра қилишимиз керәк. Мениң демәкчи болғиним бу, йәни һазирқи асаслиқ хирис” дәп көрсәтти.
Уйғур мәҗбурий әмгики мәсилиси канада парламенти вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң канада һөкүмитидин америкаға охшаш техиму күчлүк чәкләш тәдбирлирини елишини тәләп қилип келиватқан темиларниң бири. Самир зубәриниң зияритимизни қобул қилғанда ейтишичә, нөвәттә канада һөкүмити уйғур мәҗбурий әмгикини чиқиш нуқтиси қилған йәнә бир қанун лайиһәси сунушни келәр йиллиқ қанун чиқириш пиланиға киргүзгән. Самир зубәри, уйғур мәҗбурий әмгики бу қанунниң бирдин-бир чиқиш нуқтиси икәнликини билдүрди.
Самир зубәри мундақ дәйду: “мәҗбурий әмгәк мәсилисиниң әмәлий чиқиш нуқтиси уйғур мәҗбурий әмгики. Уйғур мәҗбурий әмгики буниң бирдин-бир чиқиш нуқтиси. Шуңа, бизниң һөкүмитимиз бу нуқтини көрүп йәтти һәм қанун чиқирип, мәҗбурий әмгәккә техиму күчлүк рәвиштә тағил турушни пиланлимақта”.
Канада парламенти бу йил 5-айда S-211 намлиқ бир қанун мақуллап, тәминләш зәнҗиридики мәҗбурий әмгәк вә балилар әмгикини чәкләш қәдимини күчәйткән. Лекин бу қанун кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә канада парламентидики бәзи өктичиләр тәрипидин хитайниң тәминләш зәнҗиридә чоңқур вә кәң көләмлик мәвҗут болған уйғур мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини чәкләштә йетәрлик әмәс, дәп қаралған. Улар канаданиң американиң “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни”” ға охшаш күчлүк қанун чиқирип, хитайниң канадани уйғур мәҗурий әмгәк мәһсулатлириниң “төкмә базири” қилишиға тақабил турушни тәләп қилип кәлгәниди.