Нурмәмәт мусабай: “12-декабир уйғур оқуғучилар һәрикити” яшлиқ хатирәмдики әң ярқин әслимә
2016.12.12

Уйғурлар буниңдин 30 йиллар муқәддәм үрүмчидики 7 алий билим юртлиридики уйғур оқуғучиларниң елип барған “12-декабир уйғур оқуғучилар һәрикити” гә уйғур һазирқи заман тарихидики көлими зор, тәсири чоңқур болған дәвр бөлгүч зор вәқә дәп баһа бәргән болса, тарихшунаслар бүгүн йәнә, 1985-йилидики “12-декабир уйғур оқуғучилар һәрикити” 1980-йиллардики дуня коммунизм лагерида көрүлгән әң дәсләпки демократик һәрикәтләрниң бири дәп һесаблимақта.
12-Декабир уйғур оқуғучилар һәрикитиниң әйни чағдики йетәкчилири, бу шанлиқ тарихни яратқан вә шаһит болған нәвқиран яшларниң бәзилири һаятиниң тәң йеримини ят, йирақ әлләрдә муһаҗирәттә өткүзгән, 50 яшниң қарисини алғанлар қатарида. Нөвәттә амеркида яшаватқан нурмуһәммәт мусабай әпәнди әнә шу оқуғучилар һәрикитиниң қозғилишида асаслиқ йетәкчилик ролини ойниған, биваситә қатнашқан шундақла әйни чағдики уйғур аптоном районлуқ партком вә һөкүмәтниң әң алий дәриҗилик рәһбәрлири билән сөһбәт үстилигә кәлгән уйғур оқуғучилар вәкиллириниң бири иди.
Бүгүнкидәк тарихий бир күндә мухбиримиз гүлчеһрәниң зияритини қобул қилған нурмәмәт мусабай әпәнди, аридин 31 йил өткән болсиму, әйни вақитта үрүмчиниң зимистан соғуқ қиш күнидә, миңлиған от йүрәк уйғур яшлири билән қалдурған 12-декабир әслимилириниң һаятидики, яшлиқ хатирисидики әң һаяҗанлиқ унтулмас ярқин әслимиләр икәнликини аңлатти.
Юқиридики аваз улинишидин, нурмәмәт әпәнди билән болған сөһбитимизгә иштирак қилиң.
(Давами бар)