15-Нөвәтлик уйғур яшлирини тәрбийиләш курси ослода башланди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2018.03.18
Oslo-15-Uyghur-Yashlirini-Terbiyelesh-kursi-01.jpg Д у қ ниң 15-нөвәтлик уйғур яшлирини тәрбийиләш курсидин бир көрүнүш. 2018-Йили 17-март. Осло, норвегийә.
RFA/Ekrem

Дуня уйғур қурултийиниң 15-нөвәтлик уйғур яшлирини тәрбийиләш курси 17-март норвегийәниң осло шәһиридики анкәр меһманханисида башланди. Курсқа норвегийәдики уйғур яшлиридин башқа, д у қ рәиси, муавин рәислири, иҗраийә комитетиниң рәһбәрлири вә бир қисим комитетларниң мәсуллириму қатнашти.

Бу тәрбийиләш курсиниң муқәддимиси 16-март чүштин кейин башланған болуп, хәлқара кәчүрүм тәшкилати, вакаләтсиз милләтләр тәшкилати қатарлиқ тәшкилатларниң хадимлири вә кәспий мутәхәссисләр уйғур яшлириға кишилик һоқуқ муҗадилисини хәлқара сәһниләрдә қандақ елип бериш һәққидә дәрс сөзлигән иди. 17-Март болса, алди билән уйғур яшлириға үнүмлүк алақә сәнити һәққидә мутәхәссис пәмма фох ханим әмәлийәткә бағлап дәрс өтти. 

Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди нәқ мәйданда зияритимизни қобул қилип, 15-нөвәтлик уйғур яшлирини тәрбийиләш курси тоғрисида әтраплиқ мәлумат бәрди һәмдә бу курсиниң мәқсити һәққидә тохталди.

Д у қ муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди бу курс тоғрилиқ зияритимизни қобул қилғанда, бир бөлүк қабилийәтлик уйғур яшлирини йетиштүрүп чиқишниң муһаҗирәттики миллий дәваниң җиддий еһтияҗи икәнликини тәкитлиди. 

Биз курс җәрянида үнүмлүк алақә сәнитини өгиниватқан уйғур яшлириниң нәқ мәйдандики синақ нутуқлирини аңлидуқ. 

Норвегийә уйғур комитетиниң рәиси бәхтияр өмәр әпәнди бу курс һәққидә тохталғанда, уйғур яшлириниң қизғинлиқиниң наһайити юқири болуватқанлиқини тилға алди. 

Норвегийәниң осло шәһиридә өткүзүлгән бу қетимқи курсқа америка, германийә, түркийә, әнглийә, канада, шветсийә қатарлиқ әлләрдин кәлгән уйғур яшлири вә сиясий актиплириму қатнашқан иди. Бу курс 18-март ахирлишидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.