Чәтәлләрдики уйғурлар 5-феврал ғулҗа вәқәсини хатириләш паалийәтлиригә тәйярланмақта

Мухбиримиз гүлчеһрә
2014.01.28
Ghulja-weqesi-lentisi-305 1997 - Йили вәтәндин елип чиқилған, 5 - феврал ғулҗа вәқәси көрситилгән синалғу лентисиниң сүрити.
RFA Photo / Erkin Tarim

Феврал ейи уйғурлар үчүн уйғур ели йеқинқи заман тарихидики 5-феврал ғулҗа вәқәсидәк унтулғусиз хатириләр пүтүлгән бир айдур. 5-Феврал ғулҗа қирғинчилиқи хитай һакимийитиниң уйғурлар үстидин давам қилған системилиқ қирғинчилиқини ашкара елип барған җинайи пакитлардин бири.

Уйғур яшлириниң 5-феврал ғулҗа вәқәсини хатириләш, вәқәдә шеһит болған вә хитай түрмилиригә наһәқ қамалған ғулҗа яшлирини әсләшни өзиниң виҗдани бурчи, дәп билип келиватқан муһаҗирәттики уйғурлар, дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғур тәшкилатлар вәқәниң 17 йиллиқ хатириси үчүн бу йил охшимиған әлләрдә, намайиш, хатириләш сөһбәтлири, муһакимә йиғинлири, испат бериш йиғинлири қатарлиқ һәр хил шәкилдики паалийәтләргә җиддий тәйярлиқ көрмәктә. Дуня уйғур қурултийи рәһбири рабийә қадир ханим вә қурултай иҗраийә комитет рәиси долқун әйса зияритимизни қобул қилип, хитайниң һазирға қәдәр уйғурлар үстидин давам қиливатқан бастурушлирини дуняға аңлитиш вә уйғурлар вәзийитигә дуняниң диққәт етибарини қозғаш үчүн пүтүн дунядики уйғурларни 5-феврал мунасивити билән елип берилидиған хатириләш паалийәтлиригә аваз қошушқа чақириқ қилди.

Уйғурларниң хитай коммунист һакимийитигә қарши елип барған тинчлиқ намайишлириму хитайниң қанлиқ бастуруши билән нәтиҗилинип кәлмәктә. Буниң әң җанлиқ мисали 1997-йили илида йүз бәргән 5-феврал қирғинчилиқидур. Хитайниң уйғур яшлирини ишсиз қалдуруш, динсизлаштуруш, наданлиққа, намратлиққа иттиришлиригә чидап туралмиған миңға йеқин ғулҗа яшлири 5-феврал күни тинч намайишқа чиқип, хитай ишлигән кийимләрни киймәймиз дейишип, үсти бешидики хитай ишлигән чапанларни ташлап, бир-бирини чиң қолтуқлишип сәп болуп меңип, йол бойи тәртиплик һалда шәһәр мәркизидики һакимийәт идариси алдиға кәлгәндә, хитайларниң мунтизим армийә, сақчи, биңтуән қисимлири, бихәтәрлик күчлири вә җасуслириниң қоршавиға елинди, сақчилар қәһритан қиш, нөлдин төвән 20 нәччә селсийә градус соғуққа қаримай, қилчә рәһим қилмай уларға соғуқ су чачти, уруп‏-соқти, қаршилиқ көрсәткәнләрни етип өлтүрүп, һаят қалғанларни тутуп түрмиләргә қамиди.

Вәқәдә тирик қалған шаһитларниң еғзидин мәлум болған пакитларға асасланғанда, вәқәгә сәвәб болған амиллар мундақ, бир қанчә қетим шәрқий түркистан миллий азадлиқ күришиниң мәркизи болған ғулҗа шәһири вә униң әтрапидики вәтәнпәрвәр яшлар 1994-йилидин тартип хитай мустәмликичилириниң уйғур яшлирини ишсиз қалдурупла қалмастин, бәлки уларни әхлақи җәһәттин чириклишишкә йәни зәһәрлик чекимлик вә ичимликкә муптила қилиштәк рәзил қилмишиға тақабил туруп, хитайниң системилиқ зиянкәшликигә учраватқан яшларни қутулдуруш, улардики миллий роһни ойғитиш мәқситидә или мәшрипини җанландуруп, уйғур яшлирини җисманий вә роһий сағламлиққа башлиди. Лекин узун өтмәй яшларниң бу хил қанунлуқ паалийәтлириму хитай даирилириниң қаттиқ тосқунлуқиға учриди, һәтта яшларниң путбол командилири тәшкилләп мусабиқә паалийәтлирини өткүзүшму мәни қилинди. яшларниң һәр қандақ баһанә билән бир йәргә топлиниши чәкләнди.

1997-Йили 2-айниң 4-күни кечиси ғулҗида рамзан ейиниң қәдири кечиси мунасивити билән ибадәт қилиш мәқситидә топлишип қуран оқуватқан бир гуруппа аяллар хитай сақчилири тәрипидин тутқун қилинип қамап қоюлди. Сақчилар диний ибадәтни ада қилиштин башқа һечбир мәқсити болмиған бу аялларни тутуп түрмигә қамап қаттиқ уруп қийниди. Бу вәқә әслидинла хитайниң ғулҗа яшлириға қарита елип бериватқан адаләтсиз йолсизлиқлиридин ғәзипи тешиватқан уйғур яшлириниң кочиға чиқип намайиш қилиш арқилиқ өзлириниң һәқ-һоқуқини, адалитини тәләп қилишиға түрткә болған, әмма хитай даирилири армийисини ишқа селип қиш күни соғуқ су чечип һәмдә тутулғанларни соғуқ җайларда қамап қоюп бирмунчә адәм тоңлап өлди. Бу бастурушларға чидап туралмиған ғулҗа хәлқи ғәзәплинип әтиси 6-февралда миңлиған киши кочиға чиқип намайиш қилип хитай һөкүмәт даирилиридин намайишчи яшларни қоюп беришни тәләп қилди. Әмма хитай һөкүмити, қоралсиз хәлқни оққа тутти. Бәзи мәлуматлар бойичә икки күнлүк қирғинчилиқта 150 дин артуқ уйғур яш өлтүрүлгәнлики, 400 дин артуқ яшниң яриланғанлиқи қәйт қилиниду. Шу күнләрдә йәнә или вилайитидә тәхминән 5000, пүтүн вәтинимиз бойичә 20 миң уйғур тутулғанлиқи, нурғунлиған яшлар из-дерәксиз йоқап кәткәнлики мәлум. Әмма һазирға қәдәр хитай ғулҗа вәқәсидә қанчилик кишиниң өлтүрүлгәнлики вә түрмиләргә соланғанлиқи һәққидә һәқиқий санни йошуруп кәлмәктә.

Хитай даирилири, наһәқчиликкә қарши тинч намайиш қилған уйғур яшлири үстидин қирғинчилиқ қилғандин башқа, тутулғанларни түркүм-түркүмләп өлүм җазасиға һөкүм қилип етип өлтүрди.

Шу йили апрелниң ахирлирида йүсүп турсун қатарлиқ 3 нәпәр яшни уруш, булаш, чеқиш, көйдүрүштә актип рол ойниған дегән боһтан билән өлүмгә һөкүм қилди.

Шу йили 7-айда ғаппар тәләт қатарлиқ 9 нәпәр яш сақчилар тәрипидин етиветилди.-5 Феврал намайиш йетәкчилиридин: абдухелил миҗит вә абдумиҗит абдурахманларни чапчалдики су түрмисидә 3 йил дәһшәтлик қийнап өлтүргән. Ибраһим исмаил феврал инқилабиниң пәрдә арқисидики рәһбири дәп әйиблинип ғулҗида чоң даиридә һөкүм елан қилиш йиғини ечилип, өлүм җазасиға һөкүм қилинип, шәһәр сиртида етип өлтүрүлгән. 1999-Йили 21-сентәбирдә или вилайәтлик сот мәһкимиси тәрипидин 30 нәпәр уйғурға һөкүм елан қилинди. Улардин нурәхмәт нияз, қурбанҗан һүсәйин, турған сәйдулла өлүм җазасиға һөкүм қилинип дәрһал иҗра қилиш, меһманҗан әмәт қатарлиқ 7 уйғурға 2 йил кечиктүрүп етиш өлүм җазаси бәрди, йүсүпҗан аблиз қатарлиқ 4 киши өмүрлүк қамақ җазасиға, қалғанлар 20 йилғичә қамақ җазасиға һөкүм қилинди.

Уйғурлар5-феврал ғулҗа вәқәсидә хитай тәрипидин қирғин қилинған қериндашлирини, наһәқчиликкә батурларчә қарши чиқип өзлириниң динини, миллий ғурурини, иппәт‏-номусини қоғдаш, һаятини қоғдаш, аилисини қоғдаш йолида шеһит болди, уйғур роһиниң, әркинлик, һөрлүккә болған интилишниң вә униң үчүн қандақ күрәш қилишниң үлгисини, вәтәнпәрвәрликниң йиқилмас абидисини тиклиди дәп баһа бәрсә. 5-Феврал ғулҗа қирғинчилиқи хитай һакимийитиниң йиллардин бири уйғурлар үстидин давам қилған системилиқ қирғинчилиқиниң ашкара пакити, дөләт террорлуқини дуняға испатлап көрсәткән унтулмас қанлиқ вәқә дәп хатириләйду. Дуня уйғур қурултийиниң чақириқи билән бу йил-5 феврал вәқәсиниң 17 йиллиқ хатириси үчүн, америка, канада, түркийә,германийә, шиветсийә, голландийә қатарлиқ дуняниң көплигән җайлирида уйғурлар йиллардикидәк хатириләш тәйярлиқиға киришти. Бу мунасивәт билән дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитет рәиси долқун әйсани мюнхендики ишханисидин телефон арқилиқ зиярәт қилдуқ.

Вашингтондин зияритимизни қобул қилған уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим пүтүн дунядики уйғурларни-5 феврал ғулҗа вәқәсиниң 17 йиллиқ хатириси мунасивити билән өткүзүлидиған паалийәтләрдә, зич уюшуп бир авазға айлинишқа чақирди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.