“5-июл үрүмчи вәқәси” мунасивити билән әнқәрәдә йиғин өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2018.07.09
enqere-5-iyul-yighin-1.jpg Әнқәрәдә өткүзүлгән “5-июл үрүмчи қирғинчилиқиниң 9-йилида шәрқий түркистан” намлиқ муһакимә йиғинидин көрүнүш. 2018-Йили 7-июл, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

7-Июл күни түркийә пайтәхти әнқәрәдә “5-июл үрүмчи қирғинчилиқиниң 9-йилида шәрқий түркистан” намлиқ муһакимә йиғини өткүзүлди.

“5-июл үрүмчи вәқәси” ниң 9-йили мунасивити билән өткүзүлгән бу йиғин үрүмчи вәқәсидә һаятидин айрилғанларниң роһиға атап қуран тилавәт қилиш, түркийә вә шәрқий түркистан истиқлал маршини оқуш билән башланди. Йиғинниң ечилиш мурасимида дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси доктор әркин әкрәм, шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики рәиси һидайәт оғузхан, уйғур академийәси рәиси абдулхәмит қарахан қатарлиқ кишиләр сөзлиди.

Йиғинға риясәтчилик қилған нурийә сарибай ханим йиғинниң ечилишини мундақ башлиди: “һөрмәтлик йиғин әһли 5-июл үрүмчи вәқәсиниң 9-йиллиқи мунасивити билән дуня уйғур қурултийи, шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики, уйғур академийәси вә уйғур тәтқиқат институти бирликтә уюштурған ‛5-июл үрүмчи қирғинчилиқиниң 9-йилида шәрқий түркистан‚ муһакимә йиғиниға хуш кәлдиңлар”.

Мәзкур йиғинға сабиқ парламент әзалири, аммиви тәшкилат мәсуллири, истанбул, коня, кастамону вилайити вә әнқәрәдики уйғурлардин болуп 150 әтрапида киши иштирак қилди.

Д у қ муавин рәиси әркин әкрәм әпәнди ечилиш мурасимида сөзләп мундақ деди: “буниңдин 9 йил бурун үрүмчидә болған бир вәқәни әсләш үчүн бир йәргә җәм болдуқ. Буниңдәк вәқәләр шәрқий түркистан тарихида давамлиқ йүз берип кәлди. Шәрқий түркистан күриши 130 йилдин буян давамлишиватиду. 134 Йил мабәйнидә шәрқий түркистанниң һәр йеридә қан төкүлгән, шеһитларниң қени билән суғурулған бу земин һазир хитайниң ишғали астида. Һәр дәврдә рәһбәрләр чиқип хитайниң боюнтуруқидин қутулушқа тиришқан болсиму, қутулалмиди. Бүгүнки күндә биз бу күрәшни давамлаштуруватимиз. Үрүмчи вәқәсиму мана мушу күрәшниң давами һесаблиниду. Бүгүнки йиғинимизда бундин 9 йил бурун йүз бәргән бу вәқәни мутәхәссисләр һәр җәһәттин тәһлил қилип өтмәкчи”.

Арқидин истанбулдики уйғур академийәси рәиси абдулхәмит қарахан әпәнди сөзлигән ечилиш нутқида, бүгүнки йиғинда 4 мутәхәссисниң үрүмчи вәқәси тоғрисида елип барған илмий тәтқиқатини оттуриға қоюп өтидиған муһим бир йиғин болидиғанлиқини тәкитлиди.

Шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики рәиси һидайәт оғузхан әпәнди “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи”дин кейин уйғур вәзийитиниң техиму еғирлишип кәткәнликини баян қилип мундақ деди: “2009-йили 5-июл күни йүз бәргән қирғинчилиқтин кейин шәрқий түркистандики кишиләрниң әркинликкә, һәқ-һоқуққа еришиши җәһәттин һеч қандақ илгириләш болмиди. Үрүмчи вәқәсидин кейин көп санда доклат тәйярлап мунасивәтлик органларға бәрдуқ, бүгүнки вәзийитимиз һәммигә мәлум, әпсуски һөкүмәтләр түзүк инкас қайтурмиди. Шуңа мән түркийә һөкүмити, сиясий партийәләр вә аммиви тәшкилатларниң шәрқий түркистан мәсилисигә алаһидә көңүл бөлүшини илтимас қилимән.”

Ечилиш мурасими ахирлашқандин кейин сабиқ парламент әзаси профессор орхан қавунҗу риясәтчилик қилған муһакимә йиғини башланди. Доктор әркин әкрәм әпәнди “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи вә хәлқара мунасивәттики тәсири” темисида, измирдики әгә университети оқутқучиси профессор алимҗан инайәт “5-июл үрүмчи қирғинчилиқиниң сәвәблири” темисида, ғази университети тарих оқутқучиси қонуралп әрҗиласун әпәнди “хитайниң шәрқий түркистандики тарихни бурмилаш сиясити тоғрисида”, истанбул университети оқутқучиси доктор өмәр қул әпәнди болса “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи вә һәрқайси дөләтләр вә хәлқара тәшкилатларниң инкаси” темисида сөзлиди.

Мутәхәссисләр доклатлирида, 2009-йили 5-июл күни нурғунлиған уйғур яшлири шу йили 6-айниң 26-күни гуаңдуңниң шавгүән шәһиридә таяқ йәп өлүп кәткән уйғур ишчилар үчүн адаләт тәләп қилип тинчлиқ билән намайиш қилғанлиқини, әмма намайиш сақчиларниң қаттиқ бастурушиға учриғандин кейин тоқунушқа айлинип кәткәнликини оттуриға қойди. Улар доклатлирида, хитай даирилири өз қолидики һөкүмәт таратқулириға тайинип вәқәдә өлгәнләрниң саниниң 200 әтрапида икәнликини, буларниң мутләқ көп қисминиң хитайлар икәнликини җакарлиғанлиқини, һалбуки, дуня уйғур қурултийи вә башқа хәлқаралиқ тәшкилатлар хитай һөкүмитиниң вәқәдин кейинки уйғурлар көп олтурақлашқан мәһәллиләргә қаратқан бастуруш, тазилаш һәрикитидә миңлиған уйғурниң өлгәнлики вә из-дерәксиз ғайиб болғанларниң саниниңму көп икәнликини илгири сүрүватқанлиқини оттуриға қойди.

Йиғин ахирлашқандин кейин йиғинға иштирак қилған уйғур оқуғучиларға микрофонимизни узаттуқ. Кастамону университети оқуғучиси сираҗидин абдулкерим әпәнди “5-июл үрүмчи вәқәси” тоғрисидики мәлуматларни хитай ахбарат васитилиридин билгәнликини, бүгүнки йиғинда йеңи мәлуматларға игә болғанлиқини баян қилди.

Кастамону университети оқуғучиси субинур йиғинниң яшларниң ойғиниши үчүн пайдилиқ болғанлиқини баян қилди.

7-Июл күни түркийә пайтәхти әнқәрәдә өткүзүлгән “5-июл үрүмчи қирғинчилиқиниң 9-йилида шәрқий түркистан” намлиқ муһакимә йиғини 4 саәт давамлашти. Йиғинға көп санда уйғур оқуғучи вә мухбирлар иштирак қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.