Қәшқәр педагогика институтиниң пенсийәдики сабиқ профессори абдукерим палто лагерға қамалған

Мухбиримиз гүлчеһрә
2019.02.26
Abdukerem-palto-1.jpg Қәшқәр педагогика институтиниң пенсийәдики сабиқ профессори абдукерим палто әпәнди. (Вақти вә орни ениқ әмәс)
Oqurmen teminligen

Хитай һөкүмити лагерларни қуруп, уйғур сәрхиллирини икки йүзлимичилик билән җазалаватқан бир пәйттә, қәшқәр университетидин лагерға елип кетилгән зиялийларниң пәқәт вәзипә үстидики профессор вә мудирлар биләнла чәкләнмәйдиғанлиқи һәтта пенсийәгә чиқип болғиниға хели йиллар болған пешқәдәм профессорларниңму охшаш тәқдиргә учраватқанлиқи мәлум болмақта. Йеңи алған учуримизға қариғанда, һазирқи қәшқәр университети, әйни чағдики қәшқәр педагогика институти тарих факултетиниң мудирлиқидин пенсийәгә чиққан, профессор абдукерим палту әпәндиниңму, бултур сентәбирдә еғир кесәл һаләттә лагерға елип кетилгәнлики мәлум болди.

Сәйшәнбә күни радиомиз билән алақиләшкән, уйғур елидики аилә әзалири вә учур мәнбәсиниң бихәтәрликини көздә тутуп исмини ашкарилимаслиқ шәрти билән учур бәргүчиниң билдүрүшигә қариғанда, сабиқ қәшқәр педагогика институтиниң, йәни һазирқи қәшқәр университетиниң тарих профессори, тарих факултетиниң мудири болғандин кейин пенсийәгә чиққан абдукерим палто әпәнди 2018-йили 9-айда тутуп кетилгән вә һазирғичә хәвири болмиған.

Өзини абдукерим палто әпәнди аилисиниң туғқини дәп испат бәргән бу қизниң алған учуриға қариғанда, мәктәптә “шинҗаң тарихи” вә “дуня тарихи”, “җуңго тарихи” дәрслирини бәргән абдукерим палто әпәндиниң тутулушиға даириләр униң бир қанчә йил илгири түркийәгә келип қизини йоқлап кәткәнликини баһанә қилип көрсәткән. Әпсус 76 яштики абдукерим палто әпәнди тутуп кетилиш алдида, өт сүйи йерилип җигәрни қаплиғанлиқи сәвәблик чоң оператсийә қилинип, җиддий қутқузулған. Тән саламәтлики техи әслигә кәлмәй турупла лагерға қамалған абдукерим әпәнди аз күндин кейин лагерда қаттиқ ағрип қалғанлиқи сәвәблик қайтидин дохтурханиға йөткәлгән. Бу учурлар сақчиларниң абдукерим әпәндиниң аилисигә униң еғир кесәл билән үрүмчидики дохтурханиға апирилғанлиқи вә барлиқ давалаш чиқимини аилисиниң көтүрүши шәртликини уқтуруши билән мәлум болған икән.

Биз бу учурларни дәлилләш үчүн қәшқәр университети тарих факултети, мәктәп сиясий башқармиси, мәктәп аманлиқ қоғдаш бөлүмлиригә телефон қилған болсақму, лекин телефонға һечким җаваб бәрмиди.

Буниң алдида хитай һөкүмитиниң уйғур миллий мәдәнийити вә исламий кимликини бир қәдәр күчлүк сақлап қалған қәшқәрдә, уйғур ана тил маарип тәрбийәси, дини вә миллий мәдәнийәт кимликигә чәклимә қоюшни күчәйткәнлики, қәшқәр университетиниң болса буниңда қаттиқ түзәш нишани болуватқанлиқи, бултур йил ахири бу университетта хитай әнәниви мәдәнийитини тәрғиб қилидиған “күнтийән институти” ниң қурулуши вә йәнә университетиниң бир қанчә нәпәр уйғур профессорниң‚икки йүзлимичилик‛қалпиқи кийдүрүлүп, тәқибләшкә учриғанлиқи қатарлиқлар мәлум болған иди.

Булардин башқа һәтта мушу мәктәптин пенсийәгә чиққан пешқәдәм профессор, “уйғур киши исимлири қамуси”, “әрәб тилини муәллимсиз өгиниш” қатарлиқ китабларниң түзгүчиси, “қәшқәр университети илмий журнили” ниң сабиқ баш муһәррири, исимшунас мутәллип сидиқ қаһириниңму тутқунда икәнлики дәлилләнгән иди.

Мутәллип сидиқ қаһириниң һазир германийәдә яшаватқан оғли, доктор аспирант таһир мутәллип қаһири әпәндиниң билдүрүшичә, у мәктәп қорусида дадиси билән сәпдаш достлардин болған абдукерим палто әпәндиниң алдида өсүп йетилгән вә өзиму илгири абдукерим палто әпәндидин дәрс алған. Униң ейтишичә, абдукерим палто әпәндиниң хели йиллар илгирила еғир йүрәк кесилигә гириптар болғанлиқи һәммигә мәлумлуқ икән. У: “даириләрниң яшанған, тени аҗизлашқан абдукерим әпәндини шу хил кесәл һаләттиму қилчә рәһим қилмай лагерға елип кетиши һәқиқәтән әндишә қозғайду” дәйду.

Таһир мутәллип қаһири әпәндиниң ейтишичә, гәрчә абдукерим палто әпәндиниң “икки йүзлимичилик” бориниға учриғанлиқи ениқ болмисиму, әмма дадиси мутәллип сидиқ қаһири вә абдукерим палто әпәндигә охшаш сабиқ қәшқәр педагогика институтида уйғур тарихи, уйғур мәдәнийити вә тил әдәбияти пәнлири бойичә дәрс бәргән вә бу саһәдә тәтқиқат елип берип пенсийәгә чиққан нопузлуқ оқутқучиларниң нөвәттики бастурушта қайтидин тәқиб қилиш нишаниға айланғанлиқида шәк йоқ.

Радийомизға абдукерим палто әпәндиниң лагерға қамалғанлиқи һәққидә мәлумат бәргүчиниң билдүрүшигә қариғанда, униң аилиси униң бу йил 1-айда лагердин кесәл сәвәблик дохтурда бир мәзгил даваланғанлиқидин хәвәр тапқан болсиму, әмма униңдин кейин нәгә елип кетилгәнлики вә һазирқи саламәтлик әһвалидин хәвәрсиз икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.