Шинҗаң педагогика университети шаир абдуқадир җалалидинниң тутқун қилинғанлиқини дәлиллиди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2018.04.23
Abduqadir-Jalalidin.jpg Шинҗаң педагогика университетиниң профессори, атақлиқ шаир вә әдиб абдуқадир җалалидин.
Social Media

Шинҗаң педагогика университетиниң профессори, атақлиқ шаир вә әдиб абдуқадир җалалидинниң үрүмчи шәһиридики дөләт аманлиқи сақчилири тәрипидин тутқун қилинғанлиқи ениқланди. Бу учур мәзкур университетниң аманлиқ башқармиси сиясий ишлар бөлүминиң мәсули фең венчяң тәрипидин дәлилләнди. Фең венчяң абдуқадир җалалидинниң 29‏-январ күни үрүмчи шәһәрлик дөләт аманлиқи сақчилири тәрипидин тутуп кетилгәнликини баян қилди.

Шаир абдуқадир җалалидинниң тутулғанлиқи буниңдин бир айчә илгири аңлиғучилиримиз тәрипидин радийомизға йәткүзүлгән иди. Әмма үрүмчидики алақидар идарә-органлар абдуқадир җалалидин һәққидә мәлумат беришини изчил түрдә рәт қилип кәлгән иди. Өткән һәптиниң ахири германийәдики “шәрқи түркистан учур мәркизи” қатарлиқ иҗтимаий ахбарат вастилириму абдуқадир җалалидинниң тутулғанлиқи һәққидә хәвәр бәргән иди.

Уйғур дияриға қарита изчил давамлашқан телефон зиярәтлиримиз давамида көпинчә хадимлар әһвал һәққидә мәлумат бериштин өзини қачурди. Шинҗаң педагогика университети қоғдаш башқармисиниң бир хадими абдуқадир җалалидинниң 3 айдин бери мәктәптә йоқлуқини ашкарилиди. У йәнә абдуқадир җалалидинниң тутулуп кәткәнлики һәққидә җәмийәттә гәп тарқалғанлиқи, әмма мәктәпниң рәсмий йосунда бу вәқәни ишчи-хизмәтчилиригә техи уқтурмиғанлиқини баян қилди. Мәктәп қоғдаш башқармиси сиясий ишлар бөлүминиң мәсули фең венчяң, абдуқадир җалалидинниң тутқун қилинғанлиқини дәлиллиди. Телефон зияритимиз давамида хатирисидики тутқунлар тизимликигә әстайидил қарап чиққан фең венчяң, абдуқадир җалалидинниң үрүмчи шәһәрлик дөләт аманлиқ сақчи әтрити тәрипидин бу йил 1‏-айниң 29‏-күни тутуп кетилгәнликини баян қилди. 

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, бу учур дәлиллиништин аввал, йәни өткән җүмә күни дуня уйғур қурултийиниң алий рәһбири рабийә қадир ханим абдуқадир җалалидин һәққидә мәхсус баянат елан қилип, муһаҗирәттики уйғур тәшкилатлирини абдуқадир җалалидинниң тутулғанлиқ хәвирини хәлқара җамаәткә кәң көләмдә йәткүзүшкә дәвәт қилған иди. Бүгүн дуня уйғур қурултийи баянат елан қилип, хитай даирилириниң абдуқадир җалалидинни тутқун қилғанлиқини әйиблиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.