Абдурәһим һейтниң ләрзи

Ихтиярий мухбиримиз абдувәли аюп
2019.02.15
Abdurehim-Heyt-Enqere-01.jpg Абдурәһим һейтниң 2015-йилидики түркийә зияритидин бир көрүнүш. Әнқәрә, түркийә.
RFA/Abduweli Ayup

Абдурәһим һейтниң вапати һәққидә хәвәр чиққандин кейин маңа тунҗи қетим бир қанчә түркчә таратқулардин тәңла телефон кәлди. Уларниң ичидә үммәтчиләр, милләтчиләр, солчилар-һәммиси бар болуп, абләт мәхсум вапат болғанда, керим абдувәли шеһит болғанда, муһәммәт салиһ дамоллам аллаһқа қайтқанда телефонум бундақ сайрап кәтмигән иди.

Дәсләп үрүмчидики мәнбәдин хәвәрни ениқлаш үчүн қилған тиришчанлиқим нәтиҗә бәрмигәч сүкүт қилдим. Шәнбә кечә саәт 11 билән “ундақ гәп йоқ” дегән хәвәр кәлди, сәнәткар һаят. Қандақ қилимиз? таһир һамут билән көрүштүм, уму мәндәк учурға еришипту. Иккимиз бәзиләрниң һаҗимни өлтүрүп немә қилмақчи икәнликини мулаһизә қилиштуқ. Чүнки һаҗим сақ, әмма милйонлиған уйғур қийниливатқан, өлүмни тиләп аллаһқа йелиниватқан иди. Қарап туруп сақниң, һаят бир инсанниң давасини өлди дәп қилимиз-ю, һалакәт архипиға исми тизилған милйонлиған кишиләрни санға чиқирип болди қилимизму?

Мени әң һаяҗанға салғини һаҗимниң тирикликидин башқа түркийәниң кечикип болсиму чиқарған садаси болуп, һөкүмәтниң бу баянати титрәп немә қилишини билмәй йүзлигән кишиләрни, онлиған таратқуни һәрикәткә кәлтүргән иди. Маңа әзәлдин йеқин йолимайдиған ақ партийәчи гезитләрниң қилған телефонлири вә қизғинлиқи маңа түркийәдә өчкән үмидниң шамлири бирақла йенип кәткәндәк билинди. Түркийә бир абдурәһим һейт билән хитайдин лагерларни тақашни тәләп қилди. Әң қаттиқ дипломатик ибарә қолланди, барикалла! һакимийәттики кечикип ойғанған инсанлиқ давамлиқ яшап кәтсун.

Әгәр абдурәһим һейтниң ләрзи түркийәни титрәтмигән, түркийә хәлқини чөчүтмигән болса һакимийәт бундақ бир кәскин мәйданға тәвәккүл қилмиған болатти. Башқа уйғур мулаһизичиләр дегәндәк бу баянатта оюнларниң, һесабларниң барлиқини чәткә қақмисамму, ақ партийә һөкүмитидә инсанпәрвәрликниң ойғанғанлиқиға ишинишни бәкму халаймән. “түрк хәлқиниң бесими муһим рол ойниди” дегән хуласәмдә чиң туримән.

Түркийә ташқи ишлар министирлиқи абдурәһим һейтқа атап мәхсус баянат елан қилғанда хиялим мәмәт салиһ дамолламға кәтти. “исламчи” аталған адаләт вә тәрәққият партийәси һакимийәт сүрүватқан түркийә һөкүмитиниң алланиң сөзини уйғурға ана тилда йәткүзгән катта өлима өлтүрүлгәндә сүкүт қилип, уйғурлуқниң гүзәллики, азаблири вә арзу арманлирини дутарида күйлигән бир нахшичиға көрсәткән бу қәдәр күчлүк етирапи мени ойға салди.

Абдурәһим һейтниң дутарни тутуп, һели яркәнтниң, һели йеңисарниң, һели қумулниң бөкини кийип турған салапити көз алдимдин кәтмиди. Мәнчә дуня уйғур десә мушу салапәтни, мушундақ қияпәтни көрүшни истәйду. Әлвәттә бизниң “қуран” имиз бар, әмма дутар уйғурниң хаслиқи, “қуран” уйғурниң пүтүн мусулманларға хас ортақлиқи.

Бир милләттин җаһанниң күтидиғини шу милләтниң һеч кимдә йоқ өзгичә сәнити, һеч кимдә йоқ кийим-кечәклири, иҗадийәт байлиқидур. Бәлким түркийәни титрәткән, дуняни җәлп қилған, инсанларни һәрикәткә кәлтүргән тәрәп дәл абдурәһим һейтниң уйғурға хас кийими, уйғур роһини муҗәссәмлигән аһаңи вә униң күйлиригә ярашқан уйғур тилиниң гүзәлликини җулаландурған шеирлардур.

Биз өзимизниң “қуран” иға әгәшкән ортақлиқи билән орта асиялиқ, хитайниң ғәрби-шималидики мусулман инсанлардурмиз. Бу бизни башқилардин пәрқләндүрүп уйғур қилип туридиған амил әмәс. Шуңа уйғурлар ичидики бу амилларға вәкиллик қилғучи улуғлиримиз биздин уйғурлуқни издәватқан җаһанниң нәзирдә анчә вәкиллик характеригә игә әмәс. Җаһанниң көзи уйғурниң һеч кимгә охшимас уйғурчә сөзидә, инсанийәткә зоқ қатқучи вә һаяҗан қозғатқучи күйидә, җаһанға һәсән-һүсәндәк рәң қошидиған кийим-кечәклиридә. Улар бизни мушу хаслиқимиз болғач уйғур атайду. Бовилар вә момилардин мирас қалған уйғурлуқимиз бизниң һеч кимгә охшап қалмайдиған тонимизда, мәрданә усулимизда, ләрзан муқамимизда, қизғин мәшрипимиздә, “миң өй” дикидәк миң йилниң тарихни сөзләйдиған рәссамлиқ, һәйкәлтирашлиқ вә бинакарлиқимизда. Мәнчә абдурәһим һейтниң җаһанни титрәткән ләрзи уйғурлуқниң ләрзи, уйғурға хас мәдәнийәтниң мәдәний дуняда йоқап кетишидин сарасимигә чүшкән һессидашлиқниң ләрзидур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.