Абдувәли аюп: “мән мәсләкдишим билән биллә адаләт болмиған сотта сотландим” (8)
2016.09.05
Абдувәли аюп гүлән(солда) “мисраним” ториниң башқурғучиси турсунҗан мәмәт маршал(оңда, у 2016-йили 3-айниң 29-күни тутуп кетилгән) билән.
Абдувәли аюпниң 2011-йили америкидики оқушини тамамлап вәтәнгә қайтиши вә хусусий мәктәп ечип, кризис ичидә туруватқан уйғур маарипи үчүн йеңи йол ачмақчи болғанлиқи өз хәлқиниң келәчики үчүн қайғуруватқан уйғур сәрхиллириға нисбәтән зор бир синақ болған иди.
Һалбуки, бу еғир синаққа тәвәккүл қилған абдувәли аюп узун өтмәйла даириләрниң тәқиб қилишиға учрайду.
Абдувәли аюпниң шәхсий кәчүрмишлиригә беғишланған мәзкур программиниң бүгүн аңлитилидиған 8-қисмида, униң хитай түрмисидә бешидин өткүзгән кәчүрмишлири вә бу һәқтики әслимилири баян қилиниду.
Абдувәли аюпниң баянлириға қариғанда, униң әйни чағда өз мәсләкдашлири билән биллә адаләт болмиған сотқа елип чиқилиши қандақтур “иқтисадий дело” яки “сиясий дело” сәвәбидин әмәс, бәлки алдин бекитип қоюлған “дөләткә дүшмән яритиш” сиясий тәпәккуриниң нәтиҗисидин болған икән.
Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.









