Язғучи аблимит ғоҗабдулла тутқун қилинишниң алди-кәйнидә (2)
2016.10.20
Язғучи аблимит ғоҗабдулланиң буниңдин икки йил бурун тутқун қилинип кесиветилгәнлики һәққидә әң дәсләп радийомизға учур бәргән абдувәли аюп өзиниң 2013-йилиниң май айлирида униң билән қарақашта биринчи қетим йүз көрүшкәнликини тилға алди.
Абдувәли аюп ашу қетимлиқ учришишта “тохти покан” чатма һекайилири вә “зулмәтлик тупрақ” романи билән әл ичигә тонулған язғучи аблимит ғоҗабдулла билән узун сөһбәттә болғанлиқини, униң әсәрлирини зордун сабирниң әсәрлири билән тәң орунға қоюп баһалиғанлиқини әслимә қилиду.
Абдувәли аюп йәнә, аблимит ғоҗабдулланиң бир язғучи болупла қалмастин, бәлки йәнә қәлби ойғақ бир иҗтимаий паалийәтчи икәнликини, униң қарақашта уйғур балилири үчүн бир шәхсий кутупхана ачқанлиқини, һәтта аталмиш “қош тиллиқ” мәктәпләрдә оқуватқан уйғур балилириниң өз ана тилида дәрсликләрни оқуп чүшиниши үчүн һәқсиз тәрҗимә мулазимити биләнму шуғулланғанлиқини илгири сүриду.
Даириләр язғучи аблимит ғоҗабдуллани немә сәвәбтин қолға алғанлиқи вә қандақ җинайәт билән қамаққа һөкүм қилғанлиқи һәққидә һазирға қәдәр ениқ мәлумат бәрмигән болсиму, әмма абдувәли аюп әйни вақитта уйғур тор оқурмәнлири арисида күчлүк ғулғула қозғиған “тохти покан” чатма һекайилири билән “зулмәтлик тупрақ” романиниң апторниң қолға елинишиға сәвәб болған болуши мумкинликини тәхмин қилиду.
Аблимит ғоҗабдулланиң қәлимидики “тохти покан” чатма һекайилирини оқуған вә бу һәқтә мулаһизә йүргүзгән түркийәдики уйғур зиялийлиридин имам һәсән әпәнди мунуларни баян қилиду:
“мән ‛тохти покан‚ чатма һекайилириниң дәсләпки үч қисмини әйни вақитта оқуған идим. Униңда аптор биринчи шәхс баян услубини қоллинип, дадиси вә өзи һәққидики кинайилик һекайиләр арқилиқ ‛мәдәнийәт инқилаби‚ дәвридики тетиқсизларни тәсвирлигәндәк көрүниду. Мениң мәзкур әсәрни оқуп һес қилишичә, апторниң йезиватқини ‛мәдәнийәт инқилаби‚ әмәс, бәлки уйғурлар юртида бүгүнму давам қиливатқан, һәтта ‛мәдәнийәт инқилаби‚ дәвридики тетиқсизлиқлардинму ешип чүшидиған юқири бесимлиқ сиясий атмосфера билән уйғур хәлқиниң тәсәввурдин һалқип кәткән иҗтимаий реаллиқидур.”
Имам һәсән әпәндиму аблимит ғоҗабдулланиң қолға елиниш сәвәби һәққидә ениқ бир һөҗҗәтни көрмигән болсиму, әмма униң “тохти покан” чатма һекайилири арқилиқ уйғур җәмийитидә қозғиған зилзилисиниң даириләрни биарам қилған болуши мумкинликини илгири сүриду.
Биз бу һәқтә йәниму илгириләп учур елиш үчүн язғучи аблимит ғоҗабдулла әйни вақитта актип паалийәт елип барған қарақаш наһийәсидики “мәрипәт қош тиллиқ йәсли” сигә телефон қилдуқ. Һалбуки, телефонимизни қобул қилған хизмәтчи хадим аблимит ғоҗабдулланиң исми тилға елиниши билән җиддийлишип, өзиниң уни тонумайдиғанлиқини, әң яхшиси йәсли мәсули билән алақилишишимизни ейтип телефонни қоювәтти.
Биз арқидин қарақаш наһийәлик “мәрипәт қош тиллиқ йәслиси” ниң мәсулиға телефон қилип, аблимит ғоҗабдулланиң әһвалини сүрүштүрдуқ. Әпсуски, йәслиниң мәсул хадими ‛аблимит ғоҗабдуллани зади тонумаймән‚ дәп у һәқтә гәп қилиштин өзини қачурди.
Биз ахирида язғучи аблимит ғоҗабдулланиң қарақаш наһийәлик 4-оттура мәктәптә бир мәзгил хизмәт қилғанлиқ учуриға асасән бу йәргә телефон қилдуқ. Нөвәтчи хадим һазир бундақ бир кишиниң мәктәптә йоқлуқини, өзиниң бу һәқтә һечнемә билмәйдиғанлиқини ейтип соаллиримизға җаваб беришни чирайлиқчә рәт қилди.
Юқирида язғучи аблимит ғоҗабдулланиң 2014-йили қолға елинишиниң алди-кәйнидики вәқәләр һәққидики мәлуматлардин диққитиңларға сундуқ.