Алтай вилайити елан қилған мукапат, йәрлик милләтләр ортақ учраватқан зулумниң ипадиси, дәп қаралди

Мухбиримиз ирадә
2017.04.14
qeshqer-saqchi-herbiy-uyghur-qarshiliq.jpg Коча чарлаватқан хитай қораллиқ күчлири. 2014-Йили 3-март, қәшқәр.
Imaginechina

Алтай вилайити чаршәнбә күни уқтуруш чиқирип, террорлуққа аит гуманлиқ әһвалларни паш қилғанларни 5 милйон йүәнгичә болған юқири мукапат соммиси билән тартуқлайдиғанлиқини җакарлиди. Уйғур елиниң шималиға җайлашқан вә қазақ нопусини асас қилған алтайда һазирғичә бир җиддий әһвал көрүлмигән болсиму, әмма охшаш уқтурушниң елан қилиниши диққәт қозғиди.

Алтай вилайәтлик җәмийәт аманлиқини омумйүзлүк башқуруш һәйити вә алтай вилайәтлик террорлуққа қарши туруш хизмити рәһбәрлик гурупписи бирликтә чаршәнбә күни “амминиң террорлуқ җинайи қилмишлириға аит йип учлирини паш қилишни мукапатлашқа даир қарари” ни елан қилған. Мәзкур қарар алтай күндилик хәвәрләр гезити вә шуниңдәк алтай вилайитиниң үндидаридики сәһиписи вә кейин җәнубий җуңго сәһәр гезитидә кәң хәвәр қилинди.

Униң мәзмунидин қариғанда, алтайдики һөкүмәт органлири вә башқа муһим органларға террорлуқ һуҗум қилиш пиланини паш қилғанларни 5 милйон йүәндин 3 милйон йүәнгичә, қорал яки партлатқуч ясиғанларни паш қилғанларни 4 милйон, чеградин киргән яки чиққан террорчиларға аит учур билән тәминлигәнләрни 3 милйон, чәтәлләрдики террорчиларға пул ярдәм қилғанларни паш қилғанларни 2 милйон йүән мукапат билән тартуқлайдикән.

Униңда йәнә, зораванлиқ-террорлуққа аит видийоларни, рәсимләрни ясап тарқатқанлар, башқиларни террорлуққа, миллий бөлгүнчиликкә күшкүрткәнләр, нимкәш машина елип-сатқан, суюқландурулған газ алған гуманлиқ әһваллар, топлишип бәдән чениқтуруш қатарлиқ әһваллар вә кишиләрму бирдәк террорлуққа даир гуманлиқ әһваллар қатариға киргүзүлүп айрим-айрим мукапат соммиси бекитилгән.

Америка калифорнийә университетиниң панома институти оқутқучиси доктор дру гләдней әпәнди хитай һөкүмити уйғур елидә еливатқан бундақ тәдбирләрни чекидин ашқан гуманхорлуқ кесәлликигә охшитип, хитай һөкүмитиниң чапиқини алимән дәп, җиртақ қиливатқанлиқни билдүрди.

У мундақ деди: “хитай һөкүмити радикал ислам вә террорлуқ мәсилисидә уйғур елиниң пакистанға яки һиндистанға охшап қелишиниң алдини елиш үчүн радикаллиққа яки өктичиликкә кичиккинә болсиму бир пурсәт бәрмәсликкә тиришиватиду. Лекин мениң қаришимчә, бу вәзийәтни техиму начарлаштуруветиду. Чүнки инсанларға қанчә бесим қилса наразилиқму қаршилиқму шунчә күчийиду. Униң үстигә мәйли қанчилик қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири елинишидин қәтийнәзәр әгәр бир киши қаттиқ нарази болуп, зораванлиқ һәрикити қилимән десә, у һаман униң бир амалини тапиду. Әгәр хитай һөкүмити һәқиқий террорлуқ вәзийити билән йүзләшмәймән десә, у һалда у бундақ бесим сиясәтлирини өзгәртиши керәк.”

Бу йил 14-феврал күни хотән вилайитиниң гума наһийисидә пичақлиқ һуҗум вәқәси йүз бәргәндин кейин хотән вилайити биринчи болуп мана бу 5 милйон йүәнгичә баридиған юқири мукапат соммисини елан қилған иди. Әмма уйғур елиниң шималиға җайлашқан вә қазақ нопусини асас қилидиған алтай вилайитидә бундақ бир уқтуруш чиқиши диққәт қозғиди.

Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси, вәзийәт анализчиси илшат һәсән әпәнди болса сөзидә уйғур елидә йәрлик милләтләрниң һәммиси хитай һөкүмитиниң сиясәтлириниң зийиниға учриди, дәп әскәртти.

Шуниң билән биргә, бу йил мартта уйғур район даирилири 11 кишини “қанунға хилап учур тарқатти” дегән җинайәт билән бир тәрәп қилған вә уларниң ичидики бир нәпири қазақ миллитидин иди.

Уйғур районлуқ партком вә һөкүмәтниң авази һесаблинидиған тәңритағ тори бу һәқтики хәвиридә, бу 11 кишиниң тизимликини бәргәндә қазақ миллитидин болған бу кишини биринчи орунға тизип, уни дини радикаллиққа аит видийо көргән, вәз ейтқан видийоларни көрүп компютерида сақлиған дегән җинайәтни бекиткән.

Хитайда бир қәдәр әркин вә охшимиған пикирдики мақалә-хәвәрләрни елан қилиш билән тонулған, шаңхәй бирләшмә ахбарат гурупписиға қарашлиқ “6-тон” намлиқ тор бәттә йеқинда бир қазақ язғучи уйғур елидики қазақларниң вәзийити һәққидә бир парчә мақалә елан қилған иди.

Мақалисидә өзини “маһирә” дәп тонуштурған бу қазақ қизи қазақлар учраватқан мәсилиләрни мундақ баян қилған: “кичикимдә мән даим алтай тағлирида яшайдиған һаммамниң йенида тураттим. У толиму сап вә җәннәттәк бир йәр иди. Бипаян асманда учуватқан қушларниң авазлири аңлинип туратти. Қишта бу тағ қелин қарлар билән қаплинип кетәтти. Һаммам бизгә чаңға ясап берәтти. Кечилири болса бөриләрниң һувлашлирини аңлайттуқ. Әмма буларниң һәммиси бир әслимә болуп қалди. Бу йәргә қурулған көмүрканлири вә яғаччилиқ санаиـти тәбиий орманларни асасән дегүдәк вәйран қилип болди, балилиқ әслимилиримни безигән явайи һайванларму йоқап кәтти. Нурғун нәрсиләр өзгәрди. Мән башланғуч мәктәптә вақтимда пүтүн дәрслиримиз ана тилим қазақчида өтүләтти. Лекин һазир чоң болуватқан қазақ балилири қазақчә саватини йоқатти улар һәтта қазақчини раван сөзлийәлмәйдиған болуп кәтти... Йәни биз йеримиздин, тилимиздин айрилдуқ. Әлвәттә биз бундақ болушини халимидуқ, лекин таллаш имканимиз йоқ иди...”

Бу һәқтә тохталған илшат һәсән әпәнди хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүргүзүватқан сиясәтлириниң ялғуз уйғурларнила ассимилятсийә қилиш әмәс, бәлки барлиқ йәрлик милләтләргә қаритилғанлиқини, униңда пәқәт вақит пәрқи барлиқини әскәртти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.