Рабийә қадир: кишилик һоқуқ диалогида америка хитайдин террорлуқини баһанә қилип, уйғурни бастурмаслиқини тәләп қилиши керәк
2015.08.13

Америка һөкүмити бу нөвәтлик кишилик һоқуқ диалогида, қанун билән башқуруш, диний әркинлик, ипадә әркинлики, интернет әркинлики, аз санлиқ милләтләр һоқуқи вә башқа кишилик һоқуқ мәсилилириниң музакирә қилинидиғанлиқини билдүрди.
Америка дөләт ишлар министирлиқиниң илгири сүрүшичә, мәзкур диалог бу йил 6 - айдики америка - хитай иқтисад - истратегийә диалогида оттуриға қоюлған һәм бу йил 9 - айда хитай рәиси ши җинпиң америкини зиярәт қилғанда йәнә оттуриға қоюлидиған ачқучлуқ кишилик һоқуқ мәсилилирини давамлиқ музакирә қилишқа пурсәт яритип бәргән.
Икки күнлүк диалог пәйшәнбә күни америка дөләт ишлар министирлиқида башланди. Дөләт ишлар министири җон кәрий ечилиш нутқи сөзләп, кишилик һоқуқ америка - хитай мунасивәтлиридики һалқилиқ мәсилә икәнликини тәкитлигән.
Диалогда, америка сөһбәт өмикигә дөләт ишлар министирлиқиниң кишилик һоқуқ, демократийә ишлириға мәсул ярдәмчи дөләт ишлар министири там малиновиский, хитай тәрәпкә ташқи ишлар министирлиқи хәлқара иҗтимаий ишлар мәһкимисиниң мудири лю җүнхуа вәкиллик қилди.
Америка дөләт ишлар министирлиқи диалогниң музакирә темиси диний, қанун, тор, аз санлиқ милләтләр вә башқа кишилик һоқуқ мәсилилиригә четилидиғанлиқини қәйт қилған болсиму, бирақ у бу саһәдики конкрет қандақ мәсилиләрниң музакирә қилинидиғанлиқини ашкарилимиди.
Д у қ рәиси рабийә қадир ханимниң көрситишичә, диалогда америка тәрәп хитайниң уйғурларни террорлуққа бағлап бастуруватқанлиқ мәсилисини оттуриға қоюши керәк. У, “америка хитайниң уйғур әркинлик һәрикитини террорлуқ қелипиға селиш тәлипигә наһайити сәзгүр муамилә қилишини үмид қилимиз” деди.
Рабийә қадир: уйғур үчүн һәммидин сәзгүр мәсилә. Немә десиңиз, хитай һөкүмити хәлқараға уйғурларни террорчи дегүзүш үчүн тиришиватиду. У болупму уйғурларни ислам дөлитигә, сүрийәдики тәшкилатларға четип туруп, ашулар билән уйғурларға қалпақ кийдүрүп, вәтән ичидики һәрқандақ бир уйғурни шулар билән мунасивити бар, дәп бир тәрәп қилиш хитайниң асаслиқ мәқсити болуватиду.
Буни хитай америкиғиму, түркийәгиму таңди. Хитай һөкүмити һазир америкини мушуниңға қайил қилмақчи. Бизниң мәқситимиз, америкиниң хитай һөкүмитиниң уйғурларға мушундақ қалпақ көйдүрүшигә йол қоюп, уйғурларниң әркинлик һәрикәтлирини бу қелипқа селишиға мақул демәсликини, хитайниң оттуриға қойған мушундақ мәсилилиригә наһайити сәзгүр муамилә қилишини үмид қилимиз.
Рабийә қадир ханим йәнә, хитай йили байрам мәзгиллиридә уйғурларни бастуруши, кишилик һоқуқ бузғунчилиқи күчийидиғанлиқини әскәртип, бу әһвални алақидар америка һөкүмәт әмәлдарлириға йәткүзгәнликини, уларниң диалогда бу мәсилиләрни оттуриға қоюшини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
Рабийә қадир: 9 - айниң 1 - күни йәрмәнкә болиду. Арқидинла хитайниң өктәбир дөләт байрими йетип келиду. Бу күни хәлқниң өйлиригә бастуруп кириватқан, халиғанчә тутқун қиливатқан, халиғанчә адәм өлтүрүватқан бу мәсилиләр мушу 2 ай ичидә техиму еғирлишиду. Демәк, бу 2 ай ичидә йәнә қанчә миңлиған уйғурлар бәдәл төләйду, биз буни уқмаймиз. Бизму бу йеғиндин бурун буни оттуриға қойған, (америка) һөкүмәт адәмлиригә өзимизниң тәклиплиримизни дегән, уларму оттуриға қойимиз, дегән. Биз( уларниң) шундақ қилишини үмид қилимиз.
Бу қетим вашингтонда өткүзүлгән кишилик һоқуқ диалоги уларниң 19 - қетимлиқ диалогидур. 19 - Нөвәтлик диалог хитай кишилик һоқуқ хатириси давамлиқ начарлишип, уйғурларни бастуруши кәскинләшкән, хитайда нурғун журналист, адвокат вә паалийәтчиләр тутқун қилинип, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаттиқ наразилиқини қозғиған мәзгилдә өткүзүлгән иди.
Бу әһвалда давамлиқ кишилик һоқуқ диалоги өткүзүшниң әһмийити бәзи кишилик һоқуқ паалийәтчилиридә соал пәйда қилған. Чәтәлдики бәзи хитай өктичиләр америкиниң бундақ үнүмсиз диалогни тохтитип, хитайға қаттиқ қол позитсийә тутушни тәләп қилған иди.
Лекин рабийә қадир ханимниң қаришичә, америкиниң хитай билән давамлиқ кишилик һоқуқ диалоги өткүзүши зөрүр. У, кишилик һоқуқ диалогниң рәсмийәт вә содиға айлинип қалмаслиқи керәкликини тәкитләп, “һечқандақ нәтиҗә чиқмисиму, бирақ диалогни давамлиқ өткүзүп туруши яхширақ” деди.
Рабийә қадир: сөһбәтниң суслап кетиватқанлиқи, әһмийитиниң аҗизлап кетиватқанлиқи у раст. Лекин шундақ болсиму, өткүзмигәндин бу сөһбәтни өткүзгән яхши. Кишилик һоқуқ, демократийә, әркинлик америка хәлқи вә дөлитиниң қиммәт өлчими. Мәйли хитай аңлиған - аңлимисун америкиниң йилда бу сөһбәтни өткүзгини яхши. Бирақ сөһбәтни шәкилгә өткүзүп қоюп, йәнила бу содиға айлинип кәтсә, буниң һечқандақ әһмийити болмайду һәм наһайити номус иш болиду.
Шуниң үчүн америка һөкүмити қаттиқрақ туруп, бу ишниң әмәлийләшкән - әмәлийләшмигәнликини, хитай бу йәрдә гәпни қилип қоюп, у йәрдә өзи билгәнни қилмисун үчүн мушундақ бир шәртләр астида қилишини үмид қилимиз.
Лекин кишилик һоқуқ диалогида хитайға қаттиқ қол болушини үмид қиливатқан шәхс вә гуруһлар ялғуз д у қ әмәс.12 - Авғуст диалог һарписида хитайдики бир қисим адвокат вә паалийәтчиләр мәктуп елан қилип, америкини диалогда хитайға қаттиқ бесим ишлитишкә чақирған.