Худсон ақиллар мәркизидә уйғурлар мәсилиси бойичә муһакимә йиғини ечилди

Мухбиримиз әзиз
2019.02.06
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Xudson-merkizi-uyghur-mesilisi-dolqun-eysa.jpg Вашингтон шәһиридики әң чоң ақиллар амбириниң бири болған худсон мәркизидә уйғурлар җәмийити нөвәттә дуч келиватқан мәсилиләр һәмдә буниң дуня үчүн немиләрдин дерәк бериши һәққидә ечилған мәхсус муһакимә йиғинидин көрүнүш. 2019-Йили 6-феврал.
RFA/Eziz

6-Феврал күни вашингтон шәһиридики әң чоң ақиллар амбириниң бири болған худсон мәркизидә уйғурлар җәмийити нөвәттә дуч келиватқан мәсилиләр һәмдә буниң дуня үчүн немиләрдин дерәк бериши һәққидә мәхсус муһакимә йиғини ечилди.

Муһакимә йиғини нуқтилиқ һалда хитай һөкүмитиниң уйғурлар диярини исми-җисмиға лайиқ сақчи дөлитигә айландуруп болғанлиқи, мәзкур сақчи дөлитиниң һазир аз дегәндиму бир милйондин артуқ уйғурни “сиясий җәһәттин қайта тәрбийәләш” лагерлириға қамивалғанлиқидәк реаллиқни арқа көрүнүш қилған һалда бу мәсилигә дуняниң қандақ инкаста болуши лазимлиқини тәпсилий муһакимә қилди.

Бу қетимқи муһакимә йиғиниға америка кеңәш палата әзалиридин том каттон ечилиш нутқи сөзләшкә тәклип қилинған болуп, уйғурлар мәсилисидин яхши хәвири болған мушундақ бир сиясий әрбабниң бу йиғинға иштирак қилиши мәзкур муһакиминиң қиммитини техиму ашурған иди. Том каттон нуқтилиқ қилип уйғурлар диярида һазир иҗра болуватқан бастуруш сиясити һәмдә буниң уйғурларниң миллий мәвҗутлуқи үчүн қайсий дәриҗидә еғир тәһдит пәйда қиливатқанлиқини тәпсилий баян қилди.

У нөвәттә хитай һөкүмитиниң бастуруш обйектиға айлинип қалған уйғурларниң әмәлийәттә хитайниң әң чоң енергийә базиси вә йәр асти байлиқ макани болған бир районда яшаватқанлиқини, нөвәттә зор күч билән иҗра қиливатқан “бир бәлвағ бир йол” қурулушиниң мутләқ бихәтәрликини ойлашқан ши җинпиң һакимийитиниң әмдиликтә уйғурларни пүткүл милләт бойичә тәқиб астиға алғанлиқини сөзләп өтти. У сөзиниң ахирида мушундақ һакиммутләқлиқни дөләт күчигә тайинип иҗра қиливатқан бир һакимийәтниң нөвәттә дуняға кеңийишкә урунуватқанлиқини тәкитләп, “америка һөкүмити, шуниңдәк дуня җамаити хитайниң бу хилдики һакиммутләқлиқ һәрикитини чәкләш үчүн әмили тәдбир қоллинидиған вақит йетип кәлди” деди.

Бу қетимқи муһакимә йиғиниға сөз қилишқа тәклип қилинған мутәхәссисләрдин д у қ ниң рәиси долқун әйса, әнглийәдики ноттиңхам университетиниң дотсенти раян сам, америкиниң б д т да турушлуқ иқтисад вә иҗтимаий ишлар вәкили келлей куррий қатарлиқлар айрим-айрим һалда сөз қилди. Улар өз баянлирида уйғурлар мәсилисиниң һазирқи тәрәққияти вә буниң тарихий арқа көрүнүши, лагерлар мәсилисиниң уйғур җәмийитигә көрситиватқан тәсири, дуняни уйғурларға игә чиқиш мәсилисидә қандақ қилип әмили һәрикәткә қозғаш қатарлиқ мәсилиләр һәққидики көзқарашлирини оттуриға қоюп, йиғин әһлидин бу мәсилиләргә әстайидил муамилә қилишни мураҗиәт қилди.

Йиғин ахирида йиғинға кәлгән һәр саһә кишилири уйғурлар дуч келиватқан бастурушлар һәққидә бәс-бәстә соал сориди. Йиғинниң соал-җаваб бөлики арқилиқ йәнә бир қисим әһвалларға чүшәнчә берилип, йиғин иштиракчилириниң уйғурлар һәққидики бәзи мүҗмәл қарашлири айдиңлаштурулди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.