Уйғур ана тилиниң бугуни вә кәлгүси

Мухбиримиз гүлчеһрә
2014.02.20
awstraliye-sidney-ana-til-mektep-305.png “сидней уйғур ана тил мәктипи” оқуғучилири
RFA

Дуня ана тил күниңларға мубарәк болсун. Тил мутәхәссислириниң йәкүни шуки, “мәлум бир тилда сөзлишидиған милләт ичидә, әгәр үчтә бир бала өз ана тилида әмәс, башқа бир тилда сөзләшни бәкрәк халиған чағда, шу бала сөзләшни халимиған ашу тил йоқилиш хәвпи йошурун тил дәп қарилиду.”

Йәкүнниң давами “униңдин башқа йәнә, қошна миллий тил ортақ гәвдиси йетәкчи орунни игиләшкә башлиғанда нисбәтән кичикрәк болған миллий тил ортақ гәвдиси хәтәр ичидә қелиши мумкин. Мәлум бир тилда сөзлишидиған кишиләрниң йеши 20 яш яки униңдинму чоң болса, ундақта ашу тил хәтәр ичидә қалған тил дәп қарилиду. Ишләткүчиси болмиған тил әлвәттә йоқалған тилдур.” буни уйғур тилиниң һазирқи әһвалиға тәдбиқлиғанда шуниси толиму рошәнки, уйғур тили тәһдит астида. Дуня ана тил күнидә бу мәсилә уйғур зиялийлириниң әң қиззиқ мулаһизә темиси әлвәттә, бу мунасивәт билән радиомиздиму бүгүн мухбиримиз гүлчеһрә уйғур ана тилиниң бугуни вә кәлгүси һәққидә сөһбәт уюштурди, диққитиңиз, һиҗрәттики уйғур зиялийлиридин түркийидин қуддус һапиз әпәнди вә америкидин мәмәт тохти әпәндиләрниң мулаһизилиридә болсун.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.