Анализчилар: “шинҗаң ақ ташлиқ китаби” һөкүмәтниң миллий мәдәнийәткә зәрбә бериш қилмишлирини ақлиялмиди

Мухбиримиз меһрибан
2017.06.15
aq-tashliq-kitab-munderije.jpg Хитай дөләт кабинети 1-июн елан қилған “шинҗаң кишилик һоқуқ тәрәққияти” китабиниң мундәриҗиси.
CCTV

Хитай дөләт кабинети 1-июн елан қилған “шинҗаң кишилик һоқуқ тәрәққияти” намидики ақ ташлиқ китабта, хитай компартийиси һөкүмранлиқ қилған 60 йилдин буян, йәрлик аз санлиқ милләтләрниң тил-мәдәнийәт, нәшрият һоқуқи капаләткә игә қилинғанлиқини мәдһийилигән. Әмма, ақ ташлиқ китабта хитай һөкүмити қозғиған сиясий һәрикәтләрдә уйғур диярида бастурушқа учриған мәдәнийәт-сәнәт әсәрлири, түрмиләргә соланған язғучи, сәнәткарлар вә 2009-йилидин кейин “миллий қутратқулуқ”, “бөлгүнчилик” қалпиқи кийдүрүлүп тақиветилгән уйғурчә тор бекәтләр, тутқун қилинған тор башқурғучилири, язарлар қатарлиқ хәлқарада кишилик һоқуқ бузғунчилиқи дәп тәриплиниватқан сәзгүр мәсилиләр тилға елинмиған.

“шинҗаң кишилик һоқуқ тәрәққияти” намлиқ ақ ташлиқ китабта уйғур аптоном районида мәдәнийәт һоқуқи капаләткә игә қилинғанлиқи мәдһийилинип, 60 йилдин буян районда уйғур, хитай, қазақ, моңғул, қирғиз қатарлиқ 5 милләтниң тилида китаб, журнал, гезит нәшриятчилиқини йолға қоюп, һәрқайси аз санлиқ милләтләрниң тил-йезиқ тәрәққияти капаләткә игә қилинғанлиқи баян қилинған.

Мәдәнийәт һоқуқи һәққидики баянлар қисмида йәнә, нөвәттә уйғурларниң миллий мәдәнийитиниң муһим символлиридин бири болған миллий нахша-усул сәнити гүлләнгән вәзийәт барлиққа кәлгәнлики, уйғур муқам сәнити, қирғиз манас дастани қатарлиқларниң б д т мәдәнийәт -маарип комитети тәрипидин “инсанийәт мәдәнийәт мираслири” вә қоғдилидиған мәдәнийәт мираслири тизимликигә киргүзүлгәнлики тилға елинип, хитай һөкүмитиниң райондики һәр милләт хәлқиниң вәкиллик мәдәний мираслирини қоғдиғанлиқини баян қилған.

Чәтәлләрдики вәзийәт анализчилиридин нюйорк шәһәр университетиниң сиясий пәнләр профессори ша миң әпәндиниң қаришичә, уйғур диярида елип берилған бирқанчә қетимлиқ сиясий һәрикәтләрдә уйғур қатарлиқ йәрлик хәлқләрниң әнәниви миллий мәдәнийити һуҗум нишани қилинип, хәлқ сәнәткарлири, язғучи-шаирлар, зиялийларниң түрлүк қалпақлар кийдүрүлүп бастурушқа учриғанлиқидәк пакитлар мәзкур ақ ташлиқ китабта тилға елинмиған болсиму, әмма бу реаллиқ хәлқарада аллиқачан ашкариланған вә диққәт қозғаватқан муһим мәсилиләрниң бири.

Ша миң мундақ деди: даириләр ақ ташлиқ китабта тилға алған аталмиш мәдәнийәт һоқуқлири әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң тәшвиқати үчүн хизмәт қилишни мәқсәт қилған. Хитай һөкүмити 60 йилдин буян бу хил тәшвиқат органлиридин пайдилинип хитай пуқралириға қарита “меңә ююш” тәрбийиси елип бармақта. Бу органлар һөкүмәтниң канийи, коммунистларниң әхлақ қаришини тәшвиқ қилидиған әң муһим қораллар болғини үчүн, хитай һөкүмитиниң бу хил тәшвиқат органлири вә уларниң хизмәтлирини йәрлик хәлқниң мәдәнийәт һоқуқи капаләткә игә қилинғанлиқиниң испати дәп тәшвиқ қилиши муқәррәр. Әмма, компартийә һөкүмити дәвридә пүткүл хитай хәлқи мәдәнийәт җәһәттин бастурулушқа учриғинидәк, уйғурларму еғир дәриҗидә мәдәнийәт бастурулушиға учриди, һәтта уйғурларниң әнәниви мәдәнийити әң еғир бастурушқа учриди, уйғур сәнәткарлири, язғучи-зиялийлири техиму еғир зиянкәшликкә учриди вә давамлиқ учраватиду. Шуңа хитай һөкүмити мәзкур ақ ташлиқ китабта бу земиндики йәрлик хәлқләрниң мәдәнийәт һоқуқи қоғдалди дәп тәшвиқ қилсиму, әмма бу ялғанчилиқлири билән өзиниң райондики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини пәрдазлиялмайду. Шуңа нөвәттә уйғурлар учраватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликидә мәдәнийәт җәһәттә уйғурлар учраватқан таҗавузчилиқ вә бастуруш дуняниң диққитини қозғаватқан мәсилиләрниң биригә айланди.”

Америка уйғур бирликиниң рәиси, сиясий анализчи елшат һәсән әпәндиниң қаришичә, хитай коммунист һөкүмити һөкүмранлиқи дәвридики тил-мәдәнийәт бузғунчилиқиға аит вәкиллик вәқәләрдин, 60 йилдин буян уйғурларниң тил-мәдәнийити әң еғир бастурулушқа учраватқан риял әмәлийәтни көрүш мумкин.

Хитай һөкүмәт таратқулириниң хәвәрлиридин вә әркин асия радийоси қатарлиқ хәлқара таратқулар игилигән әһваллардин ашкарилинишичә, 60 йилдин буян уйғурларниң миллий тил-йезиқи һөкүмәт даирилири тәрипидин һәр хил баһаниләрдә көп қетим өзгәртишкә учриған, миллий тилдики гезит, журнал вә әсәрләр 60-70-йилларда районда елип берилған һәр хил сиясий һәрикәтләрдә “буржуа идийиси вә йәрлик милләтчилик тәрғиб қилинған әксийәтчи язма”, “сериқ әсәр, сериқ нахша” қалпақлири кийдүрүлүп бастуруш, көйдүрүш қисмитигә йолуқуп, язғучи,шаирлар әксийәтчи унсур, йәрлик милләтчи қалпақлири кийдүрүлүп түрмигә ташланған, өткән әсирниң 80-йиллиридин кейинки миллий сиясәтниң юмшиши сәвәблик бир мәзгил тәрәққиятқа еришкән миллий мәдәнийәт-сәнәткә 90-йилларниң ахиридин башлап “миллий бөлгүнчилик”, “диний әсәбийлик”, “дөләтни парчилашқа урунуш” дегәндәк җинайәтләр артилип, бир қисим тонулған уйғур зиялийлири,язғучи, сәнәткарлар қайтидин күрәш нишаниға айланған. 2000-Йиллардин кейин болса, интернет тәрәққияти нәтиҗисидә барлиққа кәлгән уйғур торчилиқи 2009-йилдики 5-июл үрүмчи вәқәсидин кейин “миллий қутратқулуқ”, “бөлгүнчилик, диний әсәбийлик” идийилирини тарқатқан дегән баһаниләрдә бастурушқа учриған, хәлқара тәрәққият сәвийисигә йәткән 200 дин артуқ уйғур тор бекәтлири мәҗбурий тақиветилип, тор саһиблири вә тор язарлири тутқун қилинип түрмиләргә ташланғанлиқи мәлум болған вә бу әһваллар чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин ашкарилинип келиватқан мәсилиләр иди.

Елшат һәсән әпәнди йәнә, мәзкур ақ ташлиқ китабта тилға елинған “йәрлик хәлқләрниң миллий сәнити қоғдалди, миллий тилдики радио-телевизийә аңлитиши капаләткә игә қилинди” дегән баянлар һәққидә тохтилип, һөкүмәтниң тәшвиқати үчүн хизмәт қилидиған аталмиш “мәдәнийәт-сәнәт” ниң һөкүмәтниң һакимийитини мустәһкәмләш қорали икәнликини билдүрди.

Елшат әпәнди баянида йәнә, уйғурларниң миллий өрп-адитиниң һәқиқий намайәндиси болған авам хәлқниң мәдәнийәт-адәтлири, классик намайәндилири, тарихи язмилар, сәнәт әсәрлири вә уйғур хәлқиниң миллий мәдәнийитини тәшәббус қилған язарларниң, хитай компартийиси тәрипидин әң еғир бастурушқа учраватқанлиқини тәкитләп, дуня җамаәтчиликиниң бу нуқтиға диққәт қилишини, чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири өз хизмәтлиридә хитай һөкүмитиниң мәдәнийәт бузғунчилиқиға аит әмәлий пакитларни мунасивәтлик кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә демократик дөләт һөкүмәтлиригә доклат шәклидә сунуши лазимлиқини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.