Австралийәдики уйғур тәшкилатлири уйғур елидики “йепиқ тәрбийә лагери” ға қарши намайиш өткүзди
2018.03.26
25- Март күни австралийәдики үч уйғур тәшкилати бирлишип хитайниң уйғур районида тәсис қилған “йепиқ тәрбийә лагирлири” ға қарши кәң-көләмлик наразилиқ намайиши өткүзди. Австралийәниң йирақ -йеқин шәһәрлидин пайтәхт канбераға келип топланған 300 дин артуқ намайишчи өзлириниң яңрақ шуарлири, ахбарат баянати вә тәсирлик нутуқлири арқилиқ уйғур елиниң нөвәттики әң җиддий мәсилиси болған “йепиқ тәрбийә лагирлири” ниң әвали һәққидә австралийә хәлқи вә австралийә һөкүмитигә мәлумат бәрди. Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған программиси диққитиңларда болиду.
10 Күнниң алдида муһаҗирәттики уйғур ханим-қизлири тәрипидин дуня миқясида елип берилған “бир аваз, бир қәдәм” намайиши австралийәдин башланған иди. Йигирмә бәшинчи март күни австралийәдики 3 уйғур тәшкилати бирликтә хитайниң уйғур районидики “йепиқ тәрбийә лагерлири” ға қарши йәнә бир қетим кәң-көләмлик намайиш елип барди. Намайишқа австралийәниң аделайд, седней вә викторийә қатарлиқ җайлиридин кәлгән 300 дин артуқ уйғур җамаити иштирак қилди.
Намайишта “австралийә шәрқи түркистан җәмийити” ниң рәиси нурмәмәт түркистани әпәнди ахбарат баянати елан қилип, “йепиқ тәрбийә лагерлири” ниң нөвәттики әһвали һәққидә мәлумат бәрди вә австралийә һөкүмитини мәзкур мәсилидә хитайға инкас қайтуруш вә лагирларни тақаш үчүн хитайға бесим ишлитишкә чақирди.
Нөвәттә австралийәдә зиярәттә болуватқан дуня уйғур қурултийиниң алий рәһбири рабийә қадир ханимму намайишқа шитирак қилди. Рабийә ханим сөзидә пүтүн дуня җамаитини “йепиқ лагерлар” мәсилисиниң нөвәттики зиян-зәхмити вә хәвп-хәтәрлирини тонуп йетишкә чақирди. Наянйишчилар өзлириниң ахбарат баянати вә шуарлирида “йепиқ лагер” ларни тақаш мәсилисидә пүтүн дуня җамаитигә мураҗиәт елан қилди. Муһаҗирәттики уйғур миллий һәркитиниң пешқәдәм рәһбәрлиридин әхмәт игәмбәрди әпәндиму сөз қилип, ислам дунясини уйғур мусулманлириниң йенида болушқа дәвәт қилди.
Паалийәтчиләрдин бәхтияр бөрә әпәндиниң баян қилишичә, бу қетимқи намайиш “5-июл вәқәси” дин кейин австралийәдә өткүзүлгән уйғурларниң көлими әң зор болған бир қетимлиқ наразилиқ намайиши һесаблинидикән. Униң баян қилишичә, бу қетимқи намайиш икки күн давам қилидикән. Намайиш австралийә парламентидин башқа 5 дөләтниң австралийәдә турушлуқ әлчиханилири алдидиму давам қилидикән. Намайиш йетәкчилиридин мәмтимин әла әпәнди намайишчилар вәкиллириниң австралийә парламент әзалири билән йүзму йүз көрүшидиғанлиқи баян қилди.
Намайишта диний зат абдусалам қари сөз қилип, һәрқандақ залим һакимийәтниң һаман бир күни ғулайдиғанлиқиниң тарихий муқәррәрлик икәнликини алаһидә тәкитлиди.