Австралийә парламентида уйғур, тибәт вәкиллири билән сөһбәт елип берилди
Хитай дөләт рәиси ши җинпиң австралийә парламентида икки дөләт сөһбитини башлаштин аввал, австралийә йешиллар партийиси австралийәдә паалийәт елип бериватқан уйғур, тибәт, фалунгуң вә шундақла хитай демократчилири вәкиллири билән йепиқ сөһбәт өткүзгән.
-
Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2014-11-18 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
Австралийәниң брисбане шәһиридә өткүзүлгән 20 дөләт гуруһи рәһбәрләр йиғиниға қатнашқан хитай дөләт рәиси ши җинпиң 17-ноябир чүштин кейин австралийәниң канбира шәһиригә йетип келип, австралийә парламентида икки дөләт сөһбитини башлаштин аввал, австралийәдики үчинчи чоң сиясий партийә шундақла хитайдики уйғур, тибәт қатарлиқ милләтләрниң кишилик һоқуқ мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлүп келиватқан йешиллар партийиси шу күни әтигәндә канбирадики парламент бинасида австралийәдә паалийәт елип бериватқан уйғур, тибәт, фалунгуң вә шундақла хитай демократчилири вәкиллири билән йепиқ сөһбәт өткүзгән.
Мәзкур парламент бинасида өткүзүлгән бу қетимқи йепиқ сөһбәт йиғиниға австралийәдики уйғур тәшкилатлириға вакалитән дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси доктор мәмтимин әла қатнишип уйғурларниң йеқинқи вәзийити һәққидә доклат бәргән.
Мухбиримизниң зияритини қобул қилған доктор мәмтимин әла парламент бинасида елип берилған йепиқ сөһбәт һәққидә бәзи бир учурларни билдүрди.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.