Австралийә хәвпсизлик журнили ғәрб әллирини хитайниң террорлуққа қарши урушини еһтиятчанлиқ билән көзитишкә чақирди
2015.02.27
Хитай һөкүмити тунҗи террорлуққа қарши туруш қанун лайиһисини музакиригә қойғандин кейин, хәлқарадики көзәткүчиләр арисида хитайда зади террорлуқ мәвҗутму, униңдин келидиған тәһдит зади қанчилик дегәнгә охшаш темилар үстидә музакириләр болмақта. Бүгүн австралийидә нәшрдин чиқидиған австралийә хәвпсзлик журнилида елан қилинған мулаһизидә юқиридики соаллар үстидә аптор өзиниң пикрини оттуриға қоюп, хитайдики террорлуқни тәһлил қилғанда хитай һөкүмитиниң өз контроллуқидики барлиқ учур вастилирини өз сиясити үчүн ишқа салидиғанлиқидәк бир әмәлийәтни нәзәрдә тутуш керәкликини билдүргән.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, австралийидә нәшрдин чиқидиған хәвпсизлик журнилида “хитайда террорлуқниң баш көтүрүши вә униң террорлуқ билән болған күриши” мавзулуқ бир мақалә елан қилинди. Мақалидә хитай һөкүмитиниң уйғурлар билән болған мунасивити, хитайниң террорлуққа бәргән ениқлимиси, униң йүз бәргән һуҗум қилиш вәқәлирини хәвәр қилиш услуби, хитайниң ғәрбниң ислам террор гуруппилири билән болған күришигә болған бипәрвалиқи қатарлиқ темилар йорутуп берилгән. Мақалидә 11 - синтәбир вәқәсидин кейин америка террорлуққа қарши уруш қозғиғандин кейин, хитайниңму өз алдиға террорлуққа қарши уруш қозғиғанлиқи, бирақ уйғур елида бундақ қанлиқ вәқәләрниң әмәлийәттә 1 - синтәбир вәқәсидин илгириму йүз бәргәнлики баян қилинған. Мақалидә 1990 - йилидин 2001 - йилиғичә болған арилиқта алаһәзәл 200 қетим вәқә йүз бәргәнлики қәйт қилинип мундақ дейилгән :
- 11 - Синтәбир вәқәсидин кейин хитайму өзиниң аталмиш“террорчилар” ға қарши урушини қозғиди. Хитайниң ғәрбий шималида яшайдиған уйғур мусулманлири узун йиллардин буян өзиниң мустәқил дөлитини қуруш үчүн күрәш қилип кәлгән. Улар хитай һөкүмитиниң һакимийитидин қутулуп чиқишни арзу қилип кәлгән... 2002 - Йили хитайниң бесим ишлитиши билән америка буш һөкүмити шәрқий түркистан ислам һәрикитини террор тәшкилати тизимликигә киргүзди. Бирақ уни америка дөләт ишлири министирлиқиниң әң муһим чәтәл террор тәшкилатлири тизимликигә алмиди. Австралийә һөкүмитиму әйни чағда шәрқий түркистан ислам һәрикитини террор тәшкилати тизимликигә киргүзмигән. Бирақ уйғурлар биләнму алақиси болған ислам һәрикитини тизимликкә алған. Бирақ, бәзи көзәткүчиләр шәрқий түркистан ислам һәрикити тәшкилатиниң һәрикәт қиливатқан яки қилмайватқанлиқидин, һәтта униң зади мәвҗут яки әмәсликидинму гуманлиниду.
Мақалидә, америкиниң афғанистандики уруши мәзгилидә 20 уйғурни әлқаидә билән четишлиқи бар, дәп қолға елип гуәнтанамоға қамиғанлиқи, уларниң қолға елиниши шәрқий түркистан ислам һәрикитиниң мәвҗутлуқини испатлайдиған бир пакит дәп һесаблашқа болидиғанлиқи, бирақ кейин бу кишиләрниң америка дүшмини болмиғанлиқи испатлинип чиққанлиқи, әмма хитайниң кишилик һоқуқ хатириси вә бу кишиләрниң ақивитиниң немә болидиғанлиқи ениқ болмиғанлиқтин уларниң хитайға қайтурулмай, башқа - башқа дөләтләргә қоюветилгәнлики баян қилинған. Униңда мундақ дейилгән :
- Хитай һөкүмити уйғурлар билән хитайларниң иттипақлиқ ичидә яшаватқанлиқини илгири сүрсиму, бирақ йәң ичидә уйғурларға кәң ямриған кәмситиш сиясити йүргүзиду. Нурғун уйғурлар хитайниң кәмситиш сияситидин, диний вә мәдәнийитигә қоюватқан чәклимисидин вә йәрликләрни шалаңлаштуруш үчүн йөткәватқан хитай көчмәнлиридин қаттиқ нарази... Хитайниң өзиниң мусулман пуқралири билән болған мунасивити вә террорлуққа қарши уруштики позитсийиси һәммиси униң хәлқаралиқ тоқунушларда қолланмақчи болған сияситигә бағлиқ. Профессор роһан гунаратна соғуқ уруш мәзгилидә совет иттипақиниң қарақурум йоллирини игидарчилиқиға өткүзүвелишиниң алдини елиш үчүн хитайниң уйғур мусулманлирини тәрбийиләп уларни афғанистанда русларға қарши урушқа салғанлиқини язған...
Мақалидә, хитай һөкүмитиниң өзини мәркәз қилған, тар даирилидики ташқи сиясити сәвәбидин та йеқинғичила һечқандақ бир хәлқаралиқ террор тәшкилатлиридинму тәһдит елип бақмиғанлиқи, бирақ кейин әлқаидә вә ислам дөлити тәшкилатиниң хитайни уйғур мусулманлириға қиливатқан муамилиси түпәйли тәнқид қилғанлиқи баян қилинған. Бирақ аптор, уйғур елида та 1980 - йилидин тартип һазирғичә йүз бәргән һәр хил наразилиқ вә һуҗум қилиш вәқәлирини нәзәрдә тутқанда, бу вәқәләрниң хәлқаралиқ террор һәрикәтлири билән алақиси йоқлуқини әскәрткән. Мақалиниң хуласә қисмида мунулар оттуриға қоюлған :
- Тарихтин буян америка, әнгилийә, австралийә вә яврупа дөләтлири террорлуқ һуҗумлириға нишан болуп кәлгән. Хитай буниңдин сақлинип қалған болсиму, әмма күнмиң вәқәси вә тйәнәнмендики аптомобил билән һуҗум қилиш вәқәлири йәрлик террорлуқ вәқәлириниң дәсләпки бишарити. Һуҗумчилар бәлки бундин кейин хитайдики адәм сани көп вә ғәрб ахбарат вастилири көп җайларни таллап бундақ һуҗумларни йәнә қилиши мумкин. Гәрчә шәрқий түркситан ислам һәрикити хитай һөкүмити үчүн зор бир тәһдит әп келәлмисиму, әмма униң һәрикәтлири хитай һөкүмитини техиму қаттиқ террорлуққа қарши тәдбирләрни елип, қаттиқ бастуруш сиясәтлирини йүргүзүшигә сәвәб болуп қелиши, буниң билән райондики етник зиддийәт техиму күчийип, уйғур елида вә хитайниң башқа җайлирида зораванлиқ вәқәлири йәнә көпләп йүз бериши мумкин.
Мақалиниң хуласә қисмида ғәрб дөләтлири хитайниң террорлуқ мәсилисини анализ қилғанда диққәт қилишқа тегишлик нуқтиларға йәр берилгән болуп униңда мундақ дейилгән :
- Хитайда илгири көрүлүп бақмиған террор вәқәлири йүз бериши мумкин. Бирақ, хәлқара җамаәт хитайда йүз бәргән вәқәләрни анализ қилғанда еһтиятчан болуши керәк. Чүнки хитай ахбарат вастилири қайси хәвәрни һөкүмәтниң сиясий мәқсәтлири үчүн хизмәт қилдуруш, қайси хәвәрни өз хәлқигә, қайси хәвәрни хәлқараға елан қилиш мәсилисидә һәрвақит дөләт чәклимилирини иҗра қилип кәлгән. Хитайда чәтәл дипломатлириниң, чәтәллик мухбирларниң вәқәләр үстидин тәкшүрүш елип берип, вәқәниң характерини өз алдиға бекитишигә рухсәт қилинмайду. Мана буниң өзила хитайдики ахбарат вастилиридә террорлуқ дәп хәвәр қилинған вәқәләрниң чинлиқиға шәк чүшүриду. Хитай террорлуқни очуқ - ашкара тәнқид қилсиму, әмма униң америка, әнгилийә, австралийә қатарлиқ дөләтләрниң ислам дөлити тәшкилатиға қарши урушиға һәмкарлишишитин узақ туруши, униң бу мәсилидики позитсийисигә қарита гуман пәйда қилиду. Шуңа хитайға ички җәһәттин келидиған террор тәһдити зорайғанда, ғәрб әллириниң һесдашлиқиға еришәлмәсликиму турғанла гәп.