Австиралийәниң 3 чоң шәһиридә уйғурларниң хитайға қарши намайиши өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2019.02.11
awstraliye-2019-fewral-namayish-0.jpg Хитайниң уйғур диярида йүргүзүватқан бесим сиясәтлиригә қарши өткүзүлгән намайиштин көрүнүш. 2019-Йили 8-феврал, австралийә.
RFA/Arslan

8‏-Феврал, йәни җүмә күни австиралийәдики уйғурлар хитайниң уйғур диярида йүргүзүватқан бесим сиясәтлиригә қарши австиралийәниң 3 чоң шәһиридә охшаш вақитта намайиш өткүзди.

Намайишқа йәнә нурғун йәрлик австиралийәликләр вә австиралийәдә яшаватқан түркләр болуп көп санда киши қатнашти. Бу намайиш тоғрисида радийомиз зияритини қобул қилған австралийә шәрқий түркситан җәмийитиниң рәиси нурмуһәммәд түркистаний әпәнди австиралийәниң адилайд, седний вә мелборун қатарлиқ үч чоң шәһиридики уйғурлар охшаш вақитта хитайға қарши намайиш уюштурғанлиқини билдүрди. У мундақ деди: “австралийә шәрқий түркистан җәмийитиниң уюштуруши билән адилайд шәһиридә 2‏-айниң 8‏-күни намайиш орунлаштурулди. Аделайдтики намайишимизниң көлимиз бир қәдәр чоң болуп, буниңға 400 әтрапида киши қатнашти вә австралийә парламенттин бир қисим әрбабларму намайишқа қатнашти. Охшаш вақитта йетә милборун шәһиридики уйғурлар түрк қериндашларниң қоллап-қуввәтлиши билән 150 әтрапида киши қатнашқан намайиш өткүзди. Милборундики әмир султан җамәсидә йәнә “5‏-феврал ғулҗа вәҗәси” ниң 22 йиллиқи мунасивити билән милборундики бир қисим түрк қериндашлар билән биргә шеһитләрни хатириләш мурасими өткүзүлди. Сиднейда австралийә уйғур җәмийитиниң уюштуруши билән хитай консолханиси алдида намайиш елип берилди бу намайишта бир қисим уйғурлар хитай җаза лагерлириға қамалған уруқ-туғқанлириниң рәсимлирини көтүрүп чиқти.”

Нурмуһәммәд әпәнди бу қетимқи намайишта уйғурларниң вәзийити тонуштурулғанлиқини вә уйғур мәсилиси тоғрисида баянатлар оттуриға қоюлғанлиқини тәкитләп өтти.

Мелборун шәһиридиму намайиш өткүзүлгән болуп, хитай консолханиси алдида өткүзүлгән намайишта хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бесим сиясәтлиригә хатимә берилиши лазимлиқи тәләп қилинған. Намайишчилар бирдәк, “шәрқий түркистанға әркинлик”, “хитай шәрқий түркистандин чиқип кәт!”, “уйғурларни өлтүрүшни тохтат!”, “әркинлик тәләп қилимиз!” дегәндәк шоарлар товлиған.

Мелборун шәһиридики намайиш тоғрисида намайишқа қатнашқан таш һаҗи бизгә мәлумат бәрди. У мелборундики намайишқа 150 әтрапида уйғурлар вә түркләр шундақла бир қисим австиралийәлик тәтқиқатчиларниң қатнашқанлиқини билдүрди.

Намайишқа қатнашқан австиралийәлик түркләрдин сәйфи сейит әпәнди мундақ деди: “йәр шарида яшаватқан пүткүл инсанлар хитайниң уйғурларға қарши йүргүзүватқан зулумлириға қарши туруши керәк, хитай дуняниң әң чоң иқтисадий күчи болди. Һәр ким хитайдин қорқуватиду, бирақ биз хитайдин қорқмастин, аллаһтин қорқушимиз керәк. Аллаһ разилиқи үчүн һәр бир мусулман, һәр бир түрк бир иш қилиши лазим. Әң аддийси хитай маллириға ембарго йүргүзүш керәк.”

Намайишқа қатнашқан нуран мулайим ханимму уйғурлар һәққидә пикир баян қилип мундақ деди: “хитай нәччә йилдин буян бу хил зулумни давам қилдуруватиду, 21‏-әсиргә кәлгәндиму зулум қилишни давам қиливатиду. Биз түрк вә мусулман болуш сүпитимиз билән һәммимиз бирлишип ‛бу зулумни тохтат‚! дейишимиз керәк.”

Таш һаҗиниң билдүрүшичә, мелборун шәһиридә йәнә уйғурлар җәм болуп, “5‏-феврал ғулҗа вәқәси” вә бу вәқәдә шеһит болған уйғурларни хатириләш вә дуа қилиш мурасими өткүзүлгән.

Австралийә уйғур җәмийитиниң уюштуруши билән 8‏-феврал күни сидней шәһиридә өткүзүлгән намайишқа “уйғур дөлити” намлиқ китаб язған австиралийәлик уйғур тарихи тәтқиқатчиси дейвид брофей әпәндиму қатнашқан вә намайишта сөз қилған. У сөзидә уйғур мәсилисиниң һазир хәлқаралиқ чоң бир мәсилә болуп оттуриға чиқиватқанлиқини, хитайға бесим қилиш үчүн австиралийәдики уйғурларниң тиришчанлиқ көрситишиниң зөрүрлүкини тәкитлигән.

У сөзидә австиралийәдики уйғурларниң һазирқи вақитта австралийә хәлқини омумйүзлүк һәрикәткә кәлтүрүшиниң бәк қийин икәнликини, бирақ уйғур районидики хитайниң бесим сиясәтлири, кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини дәлил-испатлиқ һалда аңлитиш арқилиқ кишиләрни бу мәсилигә қизиқтуруш вә қайил қилишқа тамамән мумкин болидиғанлиқини ипадилигән. У йәнә австиралийәдики уйғурларниң бирлишиши, һәмкарлишиши вә ортақ һәрикәт қилиши керәкликини тәкитлигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.