Уйғур зиялийлириниң австралийәдики паалийәтлири нәтиҗилик ахирлашқан

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2019.02.22
Erkin-Sidiq-Memet-Toxti-Awstralite-2019-01.jpg Доктор әркин сидиқ вә мәмәт тохти әпәндиләрниң австралийә зияритидин хатириләр. 2019-Йили, 17-21 феврал. Австралийә.
RFA/Ekrem

Доктор әркин сидиқ вә мәмәт тохти әпәндиләр 17-февралдин етибарән мәркизи сиднейда болған “туран иншаат ширкити” вә “туран бағлиниш ширкити” ниң мәсули бәхтияр бөрә әпәндиниң тәклипи билән австралийәдики паалийәтлирини башлиған иди. Уларниң австралийәниң сидней, мелборин, адилайд шәһәрлиридә елип барған бир һәптилик паалийәтлири 21-феврал күни нәтиҗилик ахирлашқан.

Уйғур зиялийси бәхтияр бөрә әпәнди бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилғанда алди билән доктор әркин сидиқ вә мәмәт тохти әпәндиләрни алаһидә австралийәгә тәклип қилиштики мәқситини қисқичә изаһлап өтти.

Мәмәт тохти әпәнди австралийәдики бу бир һәптилик паалийити тоғрисида тохталғанда 5 күн ичидә 3 чоң шәһәрдә елип барған түрлүк паалийәтләрниң интайин нәтиҗилик, тәсирлик болғанлиқини әскәртти. У сөзидә йәнә австралийәдики уйғур җамаитини вә йәрлик хәлқни хитай тәһдитидин агаһландурғанлиқини тәкитлиди.

Доктор әркин сидиқ әпәндиму бу бир һәптилик паалийәт җәрянида көп қетим лексийә сөзлигән болуп, у асаслиқи җаза лагерлириниң қурулуши, хитайниң мәқсити, лагерларниң ақивити қатарлиқ мәсилиләрдә өз қарашлирини оттуриға қоюп өткән. У сөзидә бу бир һәптилик паалийәттин көп мәмнун болғанлиқини, австралийә уйғурлириниң қериндашлиқ меһридин тәсирләнгәнликини баян қилди.

Бу қетимқи паалийәтни тәшкиллигән бәхтияр бөрә әпәнди бу 5 күнлүк паалийәтниң австралийәдики уйғурлар вә лексийәләргә дахил болған йәрлик хәлқтә университет оқуғучилирида чоңқур тәсир қалдурғанлиқини қошумчә қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.