Хәлқара аз санлиқ милләтләр һоқуқи тәшкилати уйғурлар үстидики миллий вә дини бесимниң күчийип кетиватқанлиқини билдүрди
2016.07.12

Мәркизи әнглийәдә турушлуқ хәлқара аз санлиқ милләтләр һоқуқи тәшкилати 11-июл күни елан қилған йиллиқ доклатида уйғурларниң кишилик һоқуқи, миллий вә дини кимликлирини қоғдаш һоқуқиниң өткән бир йил ичидә хитай һөкүмити тәрипидин дәпсәндә қилинғанлиқини билдүрди. Доклатта уйғурларниң вәзийитиниң кишини әндишигә салидиғанлиқи тәкитләнгән.
Хәлқара аз санлиқ милләтләр һоқуқи тәшкилати дуняниң һәрқайси қитәлиридә, охшимиған дөләтләр ичидә яшаватқан аз санлиқ милләтләр вә йәрлик хәлқләрниң һоқуқиниң қоғдилиш әһвалини тәкшүрүп тәтқиқ қилидиған вә бу милләт вә хәлқләрниң авази болуш үчүн қурулған бир орган. Мәзкур тәшкилат 11-июл күни елан қилған йиллиқ доклат 217 бәттин тәркиб тапқан болуп, униң хитайға аит қисмида уйғурлар, тибәтләр вә моңғулларниң вәзийити айрим сәһипиләр бойичә тилға елинған. Тәшкилатниң қаришичә, хитай қанунлирида рәсмий етирап қилинған 55 милләт билән “ортақ мәвҗут болуп туруш” сиясити асасида бу милләтләрниң дини вә миллий кимликлиригә һөрмәт қилиш, тилини, маарипини қоғдаш бекитилгән болсиму, әмәлийәттә бу қәғәз йүзидә бекитилгәнләрниң иҗра қилинмайватқанлиқини, болупму буниң уйғур ели, тибәт вә ички моңғулда әң ярқин ипадилинидиғанлиқини билдүргән.
Доклатниң уйғур аптоном райониға аит қисмида 2015-йили ичидә хитай һөкүмитиниң бесим сияситиниң үзлүксиз давам қилип, уйғурларниң пикир әркинлики, йиғилиш-намайиш қилиш, әркин саяһәт қилиш әркинликлириниң чәклимигә учриғанлиқи билдүрүлгән. Тәшкилат буларға мисал көрситип, өткән йили уйғур районида йүз берип, хәлқараға ашкариланған бир қисим вәқәләрниң тәпсилатлириниму елан қилған. Тилға елинғанлар ичидә хотәндә башқа наһийә вә йезиларға бериш үчүн даириләрдин йол хети елиш тәләп қилиниши, ғулҗа даирилириниң өткән йили уйғурларни паспортлирини тапшуруп беришкә қистиғанлиқи, пу җичяң вә ваң йү қатарлиқ кишилик һоқуқ адвокатлириниң уйғурларниң мәсилисини күн тәртипкә әкәлгәнлики үчүн миллий өчмәнликкә қутратқулуқ қилиш җинайити билән әйиблинип қолға елиниш вәқәлири орун алған.
Буниңдин сирт, уйғурларниң дини әркинлики болупму хитай һөкүмитиниң рамизан мәзгилидә уйғурларни рози тутуштин чәкләш үчүн йолға қойған сиясәтлири мәзкур тәшкилатни қаттиқ ойландурған мәсилә болуп, доклатта буниңға тәпсилий орун берилгән. Униңда мундақ дейилгән :
Өткән йили уйғур районида болупму рамизан мәзгилидә уйғурларниң дини һоқуқлири қаттиқ дәпсәндә қилинди. Бултур 4-айда тонулған имам вә башқа 16 киши рухсәтсиз тәблиғ қилған дегән җинайәт билән 9 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинди. Бешини оривалған аяллар дохтурханиларға кириштин, аптобусқа чиқиштин чәкләнди. Бир қисим дукан игилири һарақ-тамака сетишқа мәҗбурланди. Ресторанлар рамизан мәзгилидиму тиҗарәт қилишқа мәҗбурлинип зор наразилиқ пәйда болди. Бундин сирт, сентәбирдә хотән даирилириниң уқтуруш тарқитип, ата-аниларни балилириға 22 хил дини исимларни қоюштин мәни қилғанлиқи хәвәр қилинди.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң вашингтон шөбисиниң башлиқи ти кумар әпәнди бүгүн бизниң зияритимизни қобул қилғанда ейтқан сөзидә, уйғурларниң дини һоқуқлириниң бу йилму охшашла дәхли-тәрзгә учриғанлиқини билдүрди. Ти кумар әпәнди сөзидә “хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитай һөкүмитини уйғурларниң болупму оқуғучи вә дөләт кадирлириниң дини һоқуқини дәпсәндә қилди, дәп қарайду. Хитай һөкүмити рамизан мәзгилидә уларни рози тутуштин, күндилик ибадитини иҗра қилиштин чәкләшни күнсайин күчәйтмәктә. Хитай һөкүмити бу сияситини өз мәйличә иҗра қилмақта” деди.
Хәлқара аз санлиқ милләтләр һоқуқи тәшкилатиниң доклатида йәр алған йәнә бир муһим мәсилә болса уйғур миллий кимликиниң зәрбигә учраш мәсилисидур. Доклатта ейтилишичә, хитай һөкүмити шәһәрләштүрүп, хәлқләрниң турмуш сәвийисини юқири көтүрүш нами астида қәшқәр қәдимий шәһиригә бузғунчилиқ қилиш арқилиқ уйғурларниң миллий бинакарлиқ мираслири вә йәрлик миллий кимликигә зиян салған. Доклатта америкилиқ антрополог җей давчерниң сөзи нәқил елинған болуп, у: “уйғур мәһәллилири әсирләрдин бери уйғур миллий өрп-адәтлириниң давамлишишида һәл қилғуч рол ойнап кәлгән иди” дегән.
Дуня уйғур қурултийиниң сабиқ баш катипи, уйғур зиялийси нурмәмәт мусабай әпәнди юқиридики көз қарашниң интайин тоғрилиқини, даириләрниң уйғур миллий кимликиниң барлиқ елиментлириға һуҗум қилиш арқилиқ уйғурларни ассимилятсийә қилиш нийитигә йәтмәкчи болуватқанлиқини билдүрди.
Хәлқара аз санлиқ милләтләр тәшкилати өз доклатида уйғур елидики хитай тилини асас қилған “қош тил маарипи” вә юқирида тилға елинған бир қатар сиясәтләрниң уйғурлар арисида әндишигә йол ачқанлиқини, күчлүк наразилиқларни пәйда қилғанлиқини шуңа уйғур елидә зораванлиқ вәқәлириниңму артип бериватқанлиқини тилға алған. Нурмәмәт мусабай әпәнди болса хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан бу хил сиясәтлирини тохтитиш үчүн хәлқараниң күчлүк рәвиштә хитайға бесим ишлитиши керәклики, әксичә болғанда бесимниң илгириләп күчийип кетидиғанлиқини әскәртти.
Хәлқара аз санлиқ милләтләр һоқуқи тәшкилатиниң йиллиқ доклатиға, җүмлидин униңдики уйғурларниң әһвалиға аит мәсилиләргә қарита хитай тәрәпниң қандақ инкас билдүргәнлики намәлум.