Уйғур мәсилиси б д т да кәскин муназирә қозғиди

Мухбиримиз әркин
2018.05.22
bdt-xitay-gherb-talash-tartish.jpg Америкиниң б д т дики баш әлчисиниң ярдәмчиси кәллий курей(оттурида) хитай вәкилиниң сөзигә шиддәтлик инкас қайтурмақта. 2018-Йили 21-апрел.
un.org

21‏-Апрел күни уйғур мәсилиси б д т да хитай вә уни қоллайдиған дөләтләр билән америка башчилиқидики ғәрб дөләтлири оттурисидики кәскин муназиригә сәвәб болди. Муназирә б д т иҗтимаий-иқтисади кеңиши аммиви тәшкилатлар комитетиниң 17‏-нөвәтлик йиғини аммиви тәшкилатларниң б д т дики орни вә ролиға даир бәзи қарарларни муназиригә қойғанда йүз бәргән.

Йиғинда хитай вәкили германийә “тәһдит астидики хәлқләр җәмийити” ниң б д т дики көзәткүчилик салаһийитини бикар қилишни, д у қ рәиси долқун әйсаниң б д т йиғинлириға қатнишишини чәкләшни тәләп қилип, уни “террорлуқ” билән әйиблигән.

Хитайниң тәлипини пакистан, иран, куба, русийә қатарлиқ дөләтләр қоллиған болсиму, лекин америка, явропа иттипақи, германийә, әнглийә, қатарлиқ дөләтләр қарши чиққан. Исраилийә вәкили америкиниң пикирини қоллайдиғанлиқини билдүргән. Йиғинда болупму америка вәкили хитай вәкилиниң сөзигә шиддәтлик инкас қайтуруп, хитайниң уйғур паалийәтчилирини һечқандақ дәлилсиз әйибләп кәлгәнликини тәнқидлигән. Бу сөзләрни америкиниң б д т дики баш әлчисиниң ярдәмчиси кәллий курей хитай вәкилиниң сөзигә рәддийә бәргәндә қилиду. У, хитай долқун әйсани террорлуқ билән әйибләп кәлгән болсиму, лекин униң һазирға һечқандақ бир дәлил көрситип бақмиғанлиқини әскәртип: “бүгүн наһайити көңүлсиз вә кишини үмидсизләндүридиған бир күн болди. Чүнки, бу комитеттики өзини исламниң һимайичиси, дәп қараватқан бәзи әза дөләтләр бүгүн хитай вәкиллириниң ислам вәһимисигә янтаяқ болди. Бу, хитайда тутамға чиққудәк һечқандақ дәлил көрсәтмәй туруп террорлуқ баһанисидә җазалиниватқан аз санлиқ милләтләрниң диний вә кишилик һоқуқини қоғлишиватқан шәхсләрниң тиришчанлиқини тосқунлуққа учратмақта. Мән аммиви тәшкилатлар комитетиниң қараридин бир сөзни нәқил алмақчи. Униңда тутамға чиққудәк дәлил тәләп қилинған. Бу мәзкур комитетиниң қаидә-түзүминиң бир принсипи”.

Кәлий курей сөзидә йәнә хитайниң долқун әйсани узун йиллардин бери әйибләп кәлгән болсиму, лекин униң һазирға қәдәр бу әйибләшлирини испатлайдиған һечқандақ дәлил көрситип бармиғанлиқини билдүргән.

Кәлий курей мундақ дәйду: “биз буйәрдә хитай һөкүмитиниң бу шәхс вә униң тәшкилати -дуня уйғур қурултийи һәққидики әйибләшлирини нәччә йиллардин бери аңлап кәлдуқ. Униң бу һәқтики мәктубидиму бу әйибләр бар. Биз улардин тутамға чиққудәк бир дәлил тәләп қилған болсақму, бирақ улар өзиниң әйиблишини испатлайдиған һечқандақ бир учур билән тәминләп бақмиди. Америка долқун әйса әпәндигә униң герман гираждани икәнлики, ипадиси вә һечқандақ җинайи хатириси йоқлуқиға қарап униңға 10 йиллиқ виза бәрди. Америка әмәлдарлири долқун әйса билән қәрәллик учришип туриду. Әгәр у вә униң тәшкилати хитай һөкүмити ейтқандәк нурғун террорлуқ вәқәлиригә җавабкар бир террорчи болса, бу залдики һәрқандақ бир киши бизниң америка армийәсидики қиз-йигитлиримизниң сүрийә алдинқи сепидә даиш вә җиһади ашқунларға қарши урушиватқанлиқиға сәмимий ишәнмәмду. Әгәр бу шәхс шундақ адәм болса бизни уни тәклип қилип, бу дөләттә униң әркин йүрүшигә йол қойиду, дәп ойламду? бу адәмни рәсими ани тапқанлиқ”.

Хитай вәкили дүшәнбә күнки йиғинда долқун әйсаниң хитайда йүз бәргән бир қатар партлитиш, гөрүгә елиш, өлтүрүш вәқәлиригә мәсул икәнликини илгири сүргән. У: “тәһдит астидики хәлқләр җәмийити террорчи долқунни б д т ниң йеқинда өткүзүлгән йәрлик милләтләр йиғинини өз ичигә алған бир қатар йиғинлириға қатнаштурди. Долқун хитай һөкүмити тәрипидин 2003‏-йили террорчи, дәп бекитилгән шәхс. У террорлуқ һәрикәтләрни тәшкилләшкә вә пиланлашқа қатнашқан шундақла террорчиларни қутқузуш, пул билән тәминләшни пиланлашқа иштирак қилған” дәп тәкитлигән.

Бу уйғур мәсилисиниң тунҗи қетим б д т кәскин муназиригә сәвәб болушидур. Хитай д у қ рәһбириниң б д т йиғинлириға қтанишишиға изчил кашила пәйда қилип кәлгән. У долқун әйсаниң 2017‏-йили 4‏-айда б д т иҗтимаий -иқтисади кеңишиниң йәрлик милләтләр һәққидики йиғиниға қатнишишиға тосқунлуқ қилған. Бу йил 4‏-айда униң мәзкур йиғинға қатнишишиға йәнә тосқунлуқ қилған болсиму, лекин бу қетим долқун әйса америка, германийә қатарлиқ дөләтләрниң ярдими билән йиғинниң ахириға қатнашқан иди.

Бирақ кәлий курей б д т дики сөзидә бу йәрдики мәсилиниң ноқул “тәһдит астидики хәлқләр җәмийити” ниң мәсилиси әмәсликини тәкитлигән. У, бу йәрдики мәсилиниң уйғур районидики лагерлар икәнликини, чүнки бу йиғивелиш лагерлириға йүз миңлиған уйғурниң қамалғанлиқини тәкитлигән. Бу америка вәкилиниң тунҗи қетим б д т да уйғур районидики лагерлар мәсилисини тилға елиши вә бу лагерларни “йиғивелиш лагери” дәп тәриплишидур.

У сөзидә “вашингтон почтси гезити”, бирләшмә агентлиқиниң йеқинда елан қилған уйғур районидики лагерлар һәққидики баш мақалиси вә хәвирини нәқил кәлтүрүп мундақ дәйду: “бу лагерларда йетип чиққан сабиқ мәһбуслар вашингтон почтиси гезити вә бирләшмә агентлиқиниң зияритини қобул қилип, өзлириниң уйғур мәдәнийитини қалақ, дәп әйибләшкә, мусулманлиқтин ваз кечишкә, узун кийим кийгәнлики, намаз оқиғанлиқи, балилириға қуранни өгәткәнлики, балилириниң исмини имамға қойдурғанлиқи үчүн кәчүрүм сорашқа мәҗбурланғанлиқини билдүрди. Хитай тор бекәтлиридики нурғун мәлуматлардин һөкүмәтниң хитай ширкәтлирини бу йиғивелиш лагерлириниң, йәни бу тәрбийәләш лагерлириниң қурулушиға қатнишишқа чақирғанлиқи, хитай һөкүмитиниң бу лагерларда бирқанчә йүз миңдин бир милйонғичә болған уйғурни тәрбийәләватқанлиқи документлаштурулди. Мана бу бүгүнки мәсилиниң негизи. Биз немә үстидә сөзлишиватқанлиқимизни арилаштуруп қоймайли. Бу йәрдики мәсилә тәһдит астидики хәлқләр җәмийити вә униң б д т ға қошуватқан төһписи әмәс. Б у йәрдики мәсилә хитайда авази боғулған бир хәлқниң һәқ -һоқуқини қоғдашқа урунған шәхсләргә тосқунлуқ қилишқа йол қоюш мәсилисидур”.

Дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса зияритимизни қобул қилип, өзиниң “тәһдит астидики хәлқләр җәмийити” гә әза икәнликини, лекин хитайниң мәзкур тәшкилатни наһәқ әйибләватқанлиқини билдүрди.

У мундақ дәйду: “тәһдит астидики хәлқләр тәшкилатиниң б д т дики көзәткүчилик салаһийитини музакирә қилиш мәсилиси бизгә четишлиқ болуп қалди. Чүнки, бу йиғинларға мушу тәшкилатниң намида қатнишип кәлгән. Чүнки мән бу тәшкилатниң әзаси. Лекин дуня уйғур қурултийиниң рәиси бу тәшкилатларни суйиистемал қиливатиду, дәп һуҗум қиливатиду.”

Долқун әйсаниң илгири сүрүшичә, хитай б д т да гуруһ уюштуруп, д б т ниң кишилик һоқуқ механизмини суйиистемал қилмақта икән. У мундақ дәйду: “бу йәрдә адаләтсизлик мәвҗут. Чүнки, б д т ға әза 180-190 дәк дөләт бар, буниң ичидә кишилик һоқуқ хатириси начар болған хитайға һәмтавақ нурғун дөләтләр бар. . . . Демәк б д т кишилик һоқуқ хатириси начар болған мустәбит дөләтләр өз ара һәмкарлишивелип, тәрәпсиз кишилик һоқуқ паалийити билән шуғуллинидиған тәшкилатларни чәкләйдиған әһваллар мәвҗут, буму шуниң мисалиниң бири”.

Б д т иҗтимаий -иқтисади кеңиши аммиви тәшкилатлар комитети дүшәнбә күни “тәһдит астидики хәлқләр җәмийити” ни көзәткүчилик салаһийитини музакирә қилишни қобул қилип, мәзкур тәшкилатниң җүмә күнгичә мәзкур органға язма чүшәнчә беришини тәләп қилған. Әгәр мәзкур комитет җүмә күни қарар қобул қилса, мәзкур тәшкилатниң көүзәткүчилик салаһийити бу йил 7‏-айда әза дөләтләрниң аваз беришигә сунулидикән. Биз сәйшәнбә күни “тәһдит астидики хәлқләр җәмийити” ни зиярәт қилишни тәләп қилған болсақму, лекин бу тәшкилат һазирчә пикири билдүрүшни рәт қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.