Б д т дики хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитигә қарап чиқиш йиғини һәққидә җиддий инкаслар оттуриға чиқти

Мухбиримиз сада
2018.11.07
bdt-xitay-lager-mesilisi.jpg Бирләшкән дөләтләр тәшкилатида ечилған хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини “қәрәллик көрүп чиқиш” йиғинида хитай вәкиллири. 2018-Йили 6-ноябир, җәнвә.
webtv.un.org

Чәтәлдики кишилик һоқуқ паалийәтчилири вә уйғур тәшкилатлири узундин буян күтүп кәлгән б д т дики хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитигә қарап чиқиш йиғини түнүгүн, йәни 6-ноябир күни ечилди.

Йиғинда ғәрбтики америка, әнглийә, австралийә қатарлиқ демократик дөләтләрдин 24 һөкүмәт уйғур вә тибәтниң һазирқи вәзийитини тилға алған болуп, буниң ичидә аз дегәндә 14 дөләт лагер мәсилисини оттуриға қойған. Һалбуки, һечбир мусулман дөлити хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини тилға алмиған. Улар хитайниң намратлиқни түгитиш сиясити һәққидә тәҗрибә алмаштурушни тәләп қилған вә хитайниң кишилик һоқуқ җәһәттә қолға кәлтүргән аталмиш нәтиҗилиригә утуқларни тилигән.

Мәзкур йиғиндин мәлум болушичә, ғәрб әллиридин америка вә австралийә уйғур районидики уйғурларниң көпләп тутқун қилиниши вә һәммә йәрни қаплиған еғир тәқиб системисини қаттиқ әйиблигән чағда, хитай һөкүмити бу хил әйибләшләрни “әмәлийәттин бәкла йирақлап кәткән” дәп тәсвирлигән. Униңдин башқа хитай ташқи ишлар министириниң муавин министири ле йүчеңму буниңға ипадә билдүрүп: “биз бир тәрәплимә қарашта болидиған вә пакитни көзгә илмайдиған бәзи дөләтләрниң әйибләшлирини қәтий қобул қилмаймиз,” дегән.

Йиғин ахирлашқандин кейин кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай бөлүминиң директори софий ричардсон ханим уйғур вәзийитиниң бәзи дөләтләр тәрипидин тилға елиниши вә елинмаслиқи һәққидики тәсиратлирини баян қилип, мундақ деди: “бу бир һәм яхши һәм начар нәтиҗә болди. Пәқәт қисмән дөләтләрниңла шинҗаң вәзийитини тилға елишни халайдиғанлиқини көрдуқ. Бәзилири қәтийла бу тоғрилиқ гәп қилишни халимайдикән. Түнүгүн әгәр мусулман дөләтләр шинҗаң вәзийитини вә шу йәрдики уйғур мусулманлириниң һазирқи әһвалини алаһидә оттуриға қойған болса бәк яхши болатти. Түркийә ‛аз санлиқ милләтләр‚ дәп сийпап өтүп кәткән болсиму, әмма ‛уйғур‚ яки ‛шинҗаң‚ дәп алаһидә тилға алмиди.”

Мәзкур йиғин ахирлишиши биләнла бүгүн дуня уйғур қурултийи баянат елан қилип, уйғур дияридики җаза лагерлириниң дәрһал тақилишини тәләп қилди. Баянатта 2013-йилидики хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитигә қарап чиқиш йиғинидин кейин уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийитиниң күнсайин начарлишишқа қарап йүзләнгәнлики, болупму диний әркинликниң техиму қаттиқ контрол қилинғанлиқи алаһидә тилға елинған.

Мәлум болғинидәк, түнүгүн бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң алдида уйғур, тибәт, моңғул, вийетнам, хитай христиан дини муритлиридин тәшкилләнгән миңдин артуқ адәм лагерларға соланған мәһбусларни қоюп беришни тәләп қилип намайиш өткүзгән иди. Мәзкур баянатта намайишниң тәпсилатиғиму орун берилгән.

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәнди түнүгүнки намайишта сөзлигән нутқида нөвәттики уйғурлар йолуқуватқан дәһшәтлик бастурушни һәқиқий тилға алған дөләтләр саниниң йәнила интайин азлиқини билдүрди.

Д у қ ниң программа йетәкчиси петер ирвин әпәнди түнүгүнки йиғиндин өз ойлиғандәк нәтиҗә чиққан-чиқмиғанлиқи һәққидә зияритимизни қобул қилип, өзлири тәхмин қилған дөләтләрниң уйғур мәсилисини оттуриға қойғанлиқидин мәмнун болғанлиқини билдүрди.

У йәнә мундақ деди: “түнүгүнки йиғинда 24 дөләт уйғурларниң омумий вәзийитини оттуриға қойди. Аз дегәндә 14 дөләт лагерлар мәсилисини алаһидә тилға алди. 125 Дин артуқ дөләт уйғур мәсилисини қәтий тилға алмиди. Аз дегәндә бир милйондин артуқ уйғур вә қазақниң җаза лагериға солиниши кәскин тема болуватқан мәзгилдә бу мәсилиниң түнүгүнкидәк йиғинларда тилға елинмаслиқи, болупму ислам әллириниң қәтийла аваз чиқармаслиқи адәмни бәкла үмидсизләндүридиған иш болуп қалди.”

Софий ричардсон ханимму бу нуқтида өз көз-қаришини баян қилип мундақ деди: “биз ойлиған бәзи мәсилиләр йиғинда тилға елинмиди. Мәсилән, биз хитайдики өлүп кәткән кишилик һоқуқ қоғдиғучилириниң санини бекитип чиққан идуқ. Шинҗаң мәсилиси тилға елинған болсиму, лекин бу мәсилә җиқ дөләтләр тәрипидин оттуриға қоюлмиди.”

Ахирида петир ирвин уйғур дияридики лагерларниң тақилишиға қарита бундин кейинки тиришчанлиқларни тәһлил қилип, мундақ деди: “лагерларни тақаш һәққидә хитайға бесим ишлитиштә хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитигә қарап чиқиш йиғини яхши бир таллаш, әмма бу йетәрлик әмәс. Мениңчә, америка һөкүмитиниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликидә бәлгилик рол ойниған хитай әмәлдарлириға қолланмақчи болған ‛магнетсикий қануни‚ му яхши үнүм һасил қилалайду. Униңдин башқа йәнә б д т ниң һәрхил йиғинлирида авазимизни техиму үнлүк қоюветип кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини муһим нуқта қилишимиз керәк. Биз мусулман дөләтлиридин көпрәк аваз чиқишини халаймиз.”

Юқириқи нуқтида софий ричардсон ханимму пикир баян қилип, уйғур мәсилисини тилға алған дөләтләрниң бирлишип бейҗиңға лагерларни тақаш һәққидә бесим ишлитиши лазимлиқини билдүрди. У мунуларни билдүрди: “мениңчә, түнүгүнки йиғинда шинҗаң мәсилисини алаһидә тилға алған 14 дөләт бирлишип бейҗиң даирилиригә лагерни тақаш һәққидә бесим ишлитиши ақиланә бир таллаш. Хитайниң нөвәттики б д т тики күчигә нисбәтән бу бәлким бәкму қийин болуши мумкин. Бирақ мушу дөләтләрниң мустәқил бир йәргә келәлиши реал вә әмәлийәтчан иш. Буларниң қилидиған иши б д т кишилик һоқуқ алий комиссаридин уйғур диярида тәкшүрүштә болушни тәләп қилиш.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.