Чақлиқ орундуқтики 12 яшлиқ уйғур бала раманҗан намайиш мәйданини ләрзигә салди
2018.03.19

Бирнәччә күндин буян чәтәлләрдики уйғурлар 15-март күни пүтүн дунядики 14 дөләт 18 шәһәрдә охшаш вақитта өткүзүлгән “бир аваз бир қәдәм” намайиши һәққидә қизғин бәс-муназирә қилишмақта. Болупму германийәниң мюнхен шәһиридики намайиш қатнашқучилири арисида чақлиқ орундуқта олтуруп намайишқа қатнашқан 12 яшлиқ раманҗан алаһидә диққәт қозғимақта. Мәдинә ханим оғли раманҗан билән бирликтә 600 километир мусапини бесип, мюнхендики уйғур җамаитиниң намайишиға қатнашқан. Уларниң һекайиси муһаҗирәттики миңлиған уйғурларниң көзлирини яшлап, уларға ғурур вә илһам беғишлимақта.
15-Март күни австралийәниң аделайд шәһиридики намайишиға қатнашқучилардин пәризат ханим ватисапта чақлиқ орундуқ билән мюнхендики намайишқа қатнашқан 12 яшлиқ уйғур бала раманҗан һәққидики тәсиратини баян қилған. У, чақлиқ орундуқтики оғлини иттирип 6-7 саәтлик мусапини бесип, нәччә қетим пойиз алмишип мюнхенға йетип кәлгән қәйсәр ана мәдинә ханимниң миллий роһи һәққидиму тохтилип өткән. Пәризат ханим, чақлиқ орундуқтики 12 яшлиқ раманҗан билән қәйсәр ана мәдинә ханимниң сунмас роһиниң әркин, демократик дөләтләрдә яшап туруқлуқ уйғурлар үчүн адаләт тәләп қилидиған намайишларға қатнишиштин өзини қачуруп келиватқан, уйғур җамаитигә қошулуп яшаштин еһтият қиливатқан бир қисим уйғурларға аҗайип бир дәрс болғанлиқини тәкитлигән.
Бу қетимқи “бир аваз, бир қәдәм” намайишини тәшкиллигүчиләрдин америкидики рошән аббас ханим зияритимизни қобул қилип, намайиш мәйданидики тәсирлик көрүнүшләр һәққидә тохталди.
Рошән аббас ханим, германийәниң мюнхен шәһиридики намайиш қатнашқучилири арисида чақлиқ орундуқта олтуруп намайишқа қатнашқан 12 яшлиқ раманҗанни алаһидә тилға алди. 600 Километир мусапини бесип, оғлини чақлиқ һарва билән иттирип мюнхендики намайиш мәйданиға елип кәлгән мәдинә ханимниң роһидин қаттиқ тәсирләнгәнликини билдүрди.
Биз бүгүн, йәни 19-март күни германийәдә яшайдиған бу ялғуз ана-балини зиярәт қилиш пурситигә ериштуқ. Намайиштин кейин дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурлардин көплигән тәшәккүр телефонлирини алғанлиқини билдүргән мәдинә ханим, шу күнки намайишқа чақлиқ һарвидики мейип оғлини елип бериштики сәвәбләр һәққидә тохталди.
Мәдинә ханим, өзиниң бир ана болуш сүпити билән зулум астидики уйғур миллитиниң бир әзалиқ мәҗбурийитини ада қилиш вә оғлини уйғур җамаитиниң қойнида тәрбийәләп, униңға уйғурлар дуч келиватқан бүгүнки мислисиз зулумни билдүрүш бурчиниң барлиқини алаһидә тәкитлиди. У оғлиға кичикидин башлап уйғур тилини өгитип кәлгәнликини, өзи җапа чәксиму, көп һалларда пурсәт болсила германийәдә өткүзүлүп келиватқан намайишларға оғли билән берип қатнишип келиватқанлиқини билдүрди.
Германийәдә туғулуп бу йил 12 яшқа киргән, чақлиқ орундуқ билән мәктәпкә берип-келидиған раманҗанму сап уйғур тили билән зияритимизни қобул қилди.
Зияритимиз җәрянида раманҗан өзиниң бир уйғур балиси болуш сүпити билән уйғурлуқ бурчини ада қилишқа һәр вақит тәйяр икәнликини, өзиниң хитай һөкүмитигә болған наразилиқини ипадиләш үчүн 15-март күни мюнхендики намайишқа аписи билән биллә барғанлиқини баян қилди.
Раманҗан мундақ деди: “чүнки мән уйғур, мениң томурлиримда еқиватқини уйғурниң қени. Мән гәрчә маңалмисамму, әмма һәммә йерим сақ. Мән вәтинимни вә уйғур миллитимни сөйимән. Шуңа йол қанчә йирақ вә җапалиқ болсиму, әмма мән апам билән намайишқа кәлдим!. . . ”
Мәлум болушичә, 15- март күни мюнхен шәһиридә өткүзүлгән “бир аваз, бир қәдәм” намайишиға қатнашқан раманҗан шу күни намайиш мәйданидикиләрниң диққәт нуқтилириниң биригә айланған. Намайишқа қатнишиватқан уйғурлар вә намайишни көрүш үчүн кәлгән германлар раманҗандин униң немә үчүн намайишқа қатнашқанлиқини сориған. Раманҗан улардин өзиниң немә үчүн намайишқа қатнашса болмайдиғанлиқини қайтуруп сориған вә йиғлап кәткән. Раманҗанниң йиғиси намайишқа қатнашқан уйғурларни тәсирләндүргән вә уларниң миллий роһиға илһам бәргән болса, намайишни көргили кәлгән йәрлик германларниң техиму күчлүк һесдашлиқини қозғиған.