Онсу наһийәсидә қайчиғиму кимлик номури ойдуруш тәләп қилинған

Мухбиримиз әркин
2017.01.11
yengisar-pichaq.jpg Йеңисардики мәлум бир пичақ дукинидики уйғур һүнәрвән устилар.
wetenmenziriliri.blogspot.com

Тиғлиқ әсвапларни сетишта херидарларниң кимликини тизимлаш түзүми буниңдин 2-3йил бурун уйғур районида омумйүзлүк йолға қоюлған бир хил аманлиқ тәдбири иди. Бирақ ақсуниң онсу наһийәси йеқинда тиғлиқ әсвапларни контрол қилишниң техиму радикал усулини елан қилип йолға қойған.

Онсу наһийәсидики аһалиләр комитетлириниң елан қилған уқтурушида, тәвәликтики барлиқ пуқраларниң бәлгиләнгән орунға берип, палта, пичақ, қиңрақ, оғақ қатарлиқ аилидики тиғлиқ әсвабларға шу аилә мәсулиниң кимлик номурини бастурушни тәләп қилған.

Пуқраларниң тиғлиқ әсвабларға кимлик номурини бастуруши үчүн 2 күн вақит берилгән. Онсу базиридики бир аһалиләр комитетиниң тарқатқан бу һәқтики уқтурушида көрситилишичә, 8‏-январдин 10‏-январғичә кимлик номурини бастурмиғанларниң тиғлиқ әсваблири мусадирә қилинип, өзи җавабкарлиққа тартилидикән.

Онсу наһийәсидики мәлум бир сақчи понкитиниң бир хадими, тиғлиқ әсвабларға кимлик номури бесиш түзүминиң растлиқини дәлиллигән болсиму, әмма бастурмиғанларни қандақ җазалаш қатарлиқ тәпсилий әһваллар һәққидә тохтилишни рәт қилди.

Сақчи: һәә бу сақчихана, немә болди.

Мухбир: йеқинда бир уқтуруш көргәнтим, 10 ‏-чеслағичә пичақ, қиңрақ, чәйду қатарлиқ аилә әсваблириға кимлик номури бесишни тәләп қиптиғу?

Сақчи: сизчу, уни шу аһалиләр комитетиға, шу йәрдики сақчиханиға берип сораң, шулар җаваб бериду, җуму. Ашулардин сораң, уни биз уқмаймиз. Уни ашулар орунлаштуриду. Наһийә базиридики аһалиләр комитети бар, шу йәргә кириң. (Өзи қиливалса) болмайду. (Нәгә берип қилишни) мән билмәймән, мән аһалиләр комитетиға мәсул әмәс.

Онсу наһийәсидә олтурушлуқ бир қизниң билдүрүшичә, униң дадиси бүгүн берип, аилисидики тиғлиқ әсвабларға кимлик номури қойдуруп кәлгән.

Уйғур қиз: бу ақсу кона шәһәр.

Мухбир: маву йеқинда һөкүмәт уқтуруш чиқарған, пүтүн пичақ, чәйдуларға кимлик номуруңларни ойдуруңлар, дәп, қилдиңларму силәр.

Уйғур қиз: һәә, қилдуқ. Әтигәндә қилдурған. Дадам апирип қилдуруптикән. Мән уқмидим уни. Иш қилип хели җиқ пичаққа қилдурған охшайду, 11-12 талмики, ишқилип, хели җиқ нәрсигә қилдурдуқ.

Онсу наһийәсидә олтурушлуқ йәнә бир уйғур аял, йолдишиниң пичақ қатарлиқ 14 хил тиғлиқ әсвапқа кимлик номури қойдуруп кәлгәнликини, һәтта қайчиғиму кимлик номури қойғанлиқини билдүрди.

Уйғур аял: қилип болған биз. Өй бойичә 11 тал чот, пичақ, қайча болуп. Қайчиғиму қилдурдуқ. У йолдишимниң кимлик номуриға қилдуқ. Шу кимлик номури чүшидикән. Пүтүн наһийәдикиләрниң һәммиси қилдуруватиду.

Мухбир: сақчиға берип ойдурамсиләр яки мәхсус бир ойдуридиған йәрни көрситип берәмду?

Уйғур аял: мушу онсу наһийәсидики сақчихана қилған йәр баркән, ашу йәрдә немә қилдуқ. Аһалиләр райони апирип шу йәрдә ойдурди. (Ойдурмиғанларни қандақ қилиду) уни уқмидуқ.

Бу, хитай даирилириниң уйғур районида йолға қойған муқимлиқ намидики әң радикал аманлиқ тәдбирлириниң бири. Әмма бу тәдбир, чәтәлдики уйғур тәшкилатлириниң қаттиқ тәнқидигә учриди. Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән чаршәнбә күни радийомизда онсу наһийәсиниң мәзкур аманлиқ тәдбирини тәнқидләп, хитай даирилириниң нервиси қаттиқ җиддийлишип кәткәчкә һәрхил чариларни ишлитип беқиватиду, деди.

Илшат һәсән мундақ дәйду: “ бу хәвәрни көрүп мениң шу замат есимға кәлгини немә дегәндә, хитайниң тарих китаблирида әң җиқ тәкитләйдиған моңғуллар хитайни ишғал қилғандин кейин, 10 аилигә бирдин чәйду берип, тамақ етишкә шуни йолға қойған. Шу есимға кәлди. Буни хитайлар наһайити наразилиқ билән моңғулларниң әң рәзил сияситиниң бири, дәйду. Шу хитай өзи рәзил дегән усулни һазир бизниң хәлқимизгә ишлитиватиду. Бу тәрәққий қилип, һәр бир аилидики қайчидин тартип, кичик бәкигичә кимлик номурини бастуруп, бир адәм шуниңға игә болушини йолға қойди. Бу демәк, хитай әмәлдарлири шәрқий түркистандики пути көйгән тохудәк немә қилишини, қандақ қилишини билмәй, бир хил дәккә-дүккидә каллисиға кәлгән чариләрниң һәммини ишлитиватиду.”

Илшат һәсәнниң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмитиниң муқимлиқни йәрлик даириләргә көтүрүп бериши, йәрликниң қанунларға хилап бу хил бимәнә тәдбирләрни йолға қоюп, кишилик һоқуқниң давамлиқ еғир бузғунчилиққа учришини кәлтүрүп чиқармақтикән.

Илшат һәсән мундақ дәйду: “ кишилик һоқуқниң бизниң вәтәндә йоқап кетиши, буни хитайниң дәпсәндә қиливатқанлиқиниң түп сәвәби, шу йәрдики (муқимлиқни) көтүригә бериш, мәсулийәтни өзиниң төвәндики әмәлдарлириға артип, чатақ чиқса сени сүрүштүримиз, дегәчкә булар каллисиға кәлгән усулниң һәммини ишлитиватиду. Бу йәрдә буларниң 1‏-вәзиписи шу йәрдин бир иш чиқмиса, дәйду. Иш чиқишниң алдини елиш үчүн қандақ қиливатиду, десә, әң дөт, әң вәһший, адәмниң әң зитиға тегидиған, адәмниң ғуруриға тегидиған усулларни ишлитиватиду. Сиясәтни төвәндикиләр бәлгилимигәндин кейин, юқириға наразилиқ билдүрәлмигәндин кейин, булар пүтүн бесимни пуқраға селиватиду. Бу хил бесим арқисида кишилик һоқуқ әмәс, инсандәк яшаш шараитиниму йоқ қиливатиду.”

Өткән йили28‏-декабир күни хотән қарақаш наһийәлик партком 4 уйғурниң һуҗумиға учрап, 5 адәм өлгән. Өлгәнләрниң 3 нәпири һуҗумчи уйғурлар, 2 нәпәри һөкүмәт хадими иди.

Даириләр бу вәқәни баһанә қилип, уйғур районида аманлиқ тәдбирлирини қаттиқ күчәйткән. Шәһәр-базарлардики аһалиләр районлирида 24 саәтлик қаттиқ кимлик тәкшүрүш түзүмини йүргүзгән. Даириләр қарақаш “партком вәқәси” йүз берип 10‏-күни, гума наһийәсидә 3 уйғурниң етип өлтүрүлгәнликини, уларниң 2015‏-йили йүз бәргән ‏“22‏- апрел вәқәси” гә четишлиқ икәнликини җакарлиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.