Қизилсу йезисида “муқимлиқ бойичә чатма җавабкарлиқ мәсулийәтнамиси” йолға қоюлған
2014.08.27
Йеқинда иҗтимаий учур вастилирида қизилсу йезилиқ партком вә һөкүмәт намида “муқимлиқни сақлаш бойичә чатма җавабкарлиқни ортақ үстигә елиш мәсулийәтнамиси” дегән бәлгилимә тарқалған.
30 Маддилиқ бу мәсулийәтнамидә йеза тәвәсидики деһқанларниң қолум - қошнилар ара бир - бирини назарәт қилиши шуниңдәк туюқсиз вәқәләр йүз бәрсә кәнт аһалилириниң коллектип бойичә чатма җавабкарлиқни ортақ үстигә елиши бәлгиләнгән.
Мәзкур мәсулийәтнамә иҗтимаий учур вастилири арқилиқ ашкара болғандин кейин уйғур ели вә чәтәлләрдики уйғур җамаәтчилики арисида күчлүк инкас пәйда қилди.
Радиомиз пәйзиват наһийәсиниң қизилсу йезиси вә униңға қошна йезиларға телефон қилип бу һәқтә техиму илгирилигән һалда учур елишқа тиришқан болсиму, лекин телефон линийиси үзүветилгәчкә бу һәқтә чоңқурлап учур елишқа имкан болмиди.
Иҗтимаий учур вастилири арқилиқ җамаәтчиликкә ашкара болған мәзкур 30 маддилиқ мәсулийәтнамә қизилсу йезилиқ һөкүмәт намидин 18 - авғуст күни чиқирилған. Мәсулийәтнамидә кәнт мәсули, гуруппа мәсули һәмдә һәр бир гуруппиниң әзалириниң имза қоюши тәләп қилинған.
Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған америкидики уйғур зиялийлиридин доктор җүрәт обул мунуларни билдүрди.
“мән алдинқи күни фейсбук арқилиқ тарқалған бу 30 маддилиқ мәсулийәтнамини көрүп һәйран қалдим. Растни десәм, бу мәсулийәтнамидики мәзмунларниң һечбири әқлимгә сиғмиди. Бундақ чекидин ашқан бимәниликни дуняниң башқа һәрқандақ йеридин учратқили болмайду. Мундақчә ейтқанда, һазир хитай һөкүмити өзиниң аталмиш муқимлиқ сиясити үчүн уйғур хәлқини коллектип бәдәл төләшкә, йүз бәргән җиддий вәқәләргә коллектип мәсул болушқа шундақла ахирида коллектип җазалинишқа мәҗбур қиливатиду. Тарихта мустәмликичи милләтләр өзигә қарам қилинған милләтләрни коллектип җавабкар болушқа вә уларни коллектип җазани қобул қилишқа мәҗбурлиған әһваллар болған. Бундақ әһваллар хитай тарихидиму шундақла натсистлар германийәсиниң йәһудилар үчүн қурған җаза лагерлиридиму болған. Ваһаләнки, дуня 21 - әсирниң мәдәнийәт муһитида туруватқан бүгүнки күндә, бу қисмәтниң уйғур хәлқиниң бешиға келиши адәмни һәқиқәтәнму тәәҗҗүпләндүриду. Әркин, демократик әлләрдә яшаватқан кишиләрниң көпинчиси бүгүнки уйғурлар дуч келиватқан бу әһвалларни аңлиса ишинәлмәй қалиду. Бу адәмни техиму азаблайду. Растни ейтқанда, бу 30 маддилиқ чатма җавабкарлиқ мәсулийәтнамисиниң өзи уйғурлар үстидики миллий вә диний зулумниң қайси дәриҗигә йәткәнликини көрситип беридиған бир пакит, халас.”