Демократик күчләрниң “хитай пуқралар күчи тәшкилати” ниң муһакимисидин тәсиратлири
2015.05.04
Пуқралар күчи тәшкилатиниң рәиси доктор яң җйәнли “милләт, дин, чегра һалқиған демократик һәрикәт яш рәһбәрлириниң 10-нөвәтлик хәлқаралиқ муһакимә йиғини” да. 2015-Йили 27-апрел, вашингтон.
Өткән һәптә, америкидики “хитай пуқралар күчи тәшкилати” ниң баш саһибханилиқи вә чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан хитай, уйғур, тибәт, тәйвән вә хоңкоң тәшкилатлири шундақла диний әркинлик вә башқа кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң һәмкарлиқида, “милләт, дин вә чегра һалқиған демократик һәрикәт яш рәһбәрлириниң 10-нөвәтлик хәлқаралиқ муһакимә йиғини” пайтәхт вашнгитонға қошна мәрийлән штатида өткүзүлди.
Йиғин ахирлашқандин кейин, охшимиған гуруппиларниң вәкиллириниң мәзкур йиғиндин алған тәсиратлири вә муһакимиләрдин қандақ йәкүнләргә кәлгәнлики, йиғин әһлиниң муһакимиләрдин уйғурлар вәзийити һәққидә қандақ чүшәнчиләргә игә болғанлиқи тоғрисида йиғинға иштирак қилған дуня уйғур қурултийи, америка уйғур бирләшмиси вә уйғур инсан һәқлири программисиниң вәкиллири вә башқа хитай демократик күчләрни зиярәт қилдуқ.
27-Апрелдин 30 апрелғичә давам қилған “хитай пуқралар күчи тәшкилати”ниң10-нөвәтлик милләт, дин вә чегра һалқиған демократик күчләр хәлқаралиқ муһакимә йиғини наһайити тәртиплик вә нәтиҗилик тамамланди.
Мәзкур йиғинға чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан уйғур, хитай, тибәт, ички моңғул вә тәйвән вә хоңкоңлуқ тәшкилатчилар, шундақла башқа кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң вәкиллири, диний тәшкилатларниң вәкиллири, тәрәпсиз тәтқиқатчилар, мухбирлар болуп 100дин артуқ киши қатнашти. Йиғин җәрянидики дин, муһит, кишилик һоқуқ мәсилилиридә уйғурлар учраватқан зулум бастуруш тоғрисидики доклат вә мулаһизиләр күчлүк диққәт қозғиди.
30-Апрел йиғинниң йепилиш мурасимидин кейин дуня уйғур қурултийи, америка уйғур бирләшмиси вә уйғур инсан һәқлири программисиниң вәкиллири долқун әйса, өмәр қанат, илшат һәсән, зүбәйрә шәмсидин қатарлиқ уйғур тәшкилат йетәкчилири, паалийәтчиләр мәзкур йиғин һәққидә көз қарашлирини ортақлашти вә уйғур мәсилисини, уйғурлар вәзийитини вә арзусини мәзкур йиғинда тоғра, үнүмлүк аңлитиш пурсити яритилғанлиқини йәкүнлиди.
Уйғур паалийәтчиләр дәп өткәндәк, һәқиқәтән бәзи йиғин қатнашчилири, һәтта бәзи чәтәлдики хитайчә мәтбуат мухбирлириниңму уйғур мәсилилиригә нисбәтән чүшәнчиси интайин тар вә мүҗмәл болуп, америкида хитайлар тәрипидин бесиливатқан бир аммиви гезитниң хитай мухбири өзиму долқун әйса вә илшат һәсән әпәндиләрниң доклатлирини аңлап һәйран қалғанлиқини йошуралмиди вә орнидин туруп өзиниң уйғурларға һесдашлиқини ипадилиди.
Мәзкур йиғинға бейҗиңдин келип қатнашқан хитай давачилардин или хуәнҗүн бу йиғинға қатнишиштин бурун пәқәт хитай мәтбуатлирида көргән-аңлиғанлири асасидила уйғурларни наһайити тар мәнидин чүшәнгәнликини, һазир хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан қанлиқ бастурушлиридин бир туруп һәйран қалған болса, йәнә бир тәрәптин һәйран қелишниң һаҗити йоқ, чүнки өзи бир хитай пуқраси туруп бунчә қаттиқ бастурулуватқан чағда, әзәлдинла башқа аз санлиқ милләтләрни кәмситидиған хитайда уйғурларниң вәзийитини тәсәввур қилалайдиғанлиқни билдүрди һәмдә һәммимиз хитай коммунистик һакимийитиниң қурбанлирикәнмиз, чоқум бирликтә әркинликимиз, арзулиримиз үчүн күрәш қилишимиз, мәйли хитай ичи яки сиртида болайли, хитай һакимийитиниң дәпсәндичиликлирини тохтитиш үчүн бу адаләт йолдин янмаслиқимиз керәк, деди.
Хоңкоң ямғурлуқ һәрикити тәшкилати вәкиллиридин тав әпәнди:
Хитай коммунистик һөкүмити хоңкоң пуқралириниң қанунлуқ һәқ-һоқуқлирини дәпсәндә қилип, буниң үчүн һәрикәт қилғучиларни бастуруп кәлди, бу йиғинға нурғун бизгә охшаш бастурушқа учриған, уйғур, тибәт, моңғул достларниң вәкиллири қатнашти, мән уларниң хитай һакимийитигә қарши елип бериватқан тиркишиши, қаршилиқ һәрикәтлиридин толиму илһам алдим, хитай коммунист һөкүмитиниң һәр қайси динларға, кишилик һоқуқ паалийәтчилиригә қаратқан бастуруши күчәймәктә, адәм органлирини мәҗбурий тирик еливелиши давам қилмақта, илһам тохтиға охшаш адаләт тәләп қилған тинчлиқпәрвәр зиялийларниму мәңгүлүк қамақларға сулимақта, биз хәлқаралиқ қанунларға асасән өзимизниң һәқ-һоқуқлириға еришиш үчүн елип бериватқан һәмкарлиқимизни күчәйтишимиз керәк, деди.
Бу йиғинниң баш саһипхани, америкидики “хитай пуқралар күчи тәшкилати” ниң қурғучилиридин бири вә рәиси яң җйәнли әпәнди мәзкур йиғинға чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан хитай, уйғур, тибәт, тәйвән вә хоңкоң тәшкилатлири шундақла башқа кишилик һоқуқ тәшкилатлири вәкиллириниң өз-ара ишәнч һәмдә чүшәнчисиниң йәниму чоңқурлашқанлиқи вә буниңдин кейин һәр қайси дин, милләт, чегра һалқиған бу гуруппиларниң өз мәсилилирини хәлқараға йәниму үнүмлүк аңлитиш һәмдә һәл қилиш йоллирини бирликтә издәш үчүн һәмкарлиқниң күчәйтилидиғанлиқини билдүрди һәмдә ахирида барлиқ уйғур достларға бу сөзүмни йәткүзүп қойсиңиз дәп, мунуларни алаһидә әскәртти:
“уйғур сәпдашларға ейтқандәк, тәкитләйдиғиним, гәрчә хитайниң адаләтсиз һакимийити, силәргә шунчә көп апәт елип кәлгән болсиму, әмма хитай кишилири билән алақәңларни үзмәсликиңлар керәк, мән уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлириниму тоғра чүшинимән, чүнки уйғурларниң иқтисадий, сиясий, һәр җәһәттин мәнпәәтлириниң һәммиси сиясәт арқилиқ хитайларниң қолиға өтти, уйғурлар хитай һөкүмитигә наразилиқини тинчлиқ йоли билән аңлитишқиму амалсиз, илһам тохтиниң тәқдири буни чүшәндүрүп бериду, нөвәттә уйғурлар қолидин келидиған йоллар билән қаршилиқ қиливатиду, әмма хитай уни террорлуқ, зораванлиқ дәп көрситип бастуруватиду, шуңа уйғурларниң вәзийити мурәккәп бир вәзийәткә йүзләнгән бир пәйттә, уйғурларниң һәқиқий вәзийитини, мәсилиниң, зиддийәтниң мәнбәсини хәлқараға аңлитиш интайин муһим.Буни бирликтә, һәмкарлиқта елип беришимиз зөрүр. Чәтәлләрдә уйғур достлар билән учришиш, сөһбәтлишиш, һәтта бирликтә бәзи мәсилиләр үстидә хизмәт қилиш җәрянида чүшәндимки, аримизда һечқандақ дүшмәнлик йоқ, миллий зиддийәтни хитай коммунистик һакимийитиниң сиясити кәлтүрүп чиқарған. Буни хитай пуқралириға аңлитиш керәк, һазирчә силәрни чүшинидиғанлар аз болсиму, барғанчә көпийиду. Биз һәр бир милләтләрниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқиға һөрмәт қилишимиз зөрүр. Йәнә бир мәсилә уйғурлар өз вәзийитини тоғра аңлитишқа пайдилиқ имканийәтләрдин мәнпәәтләнгәндин башқа, өзиниң мәдәнийитини сақлап қелишқа тиришиш, йәни мәдәнийәтниң бәлгиси болған тилини чоқум яхши сақлиши керәк, мән уйғурларға “уйғур тили инқилаби” ни қозғашни тәвсийә қилимән, йәни уйғур тилида сөзләшни, уйғур йезиқини ишлитишни һәр йәрдә күчәйтишни, һәммә уйғур өзидин башлаш керәк, чүнки тилни йоқатқанда уйғур кимлики йоқайду. Шуңа тилни сақлап қелиш бу бәк муһим !”









