Долқун әйса әпәнди башчилиқидики һәйәт вашингтонда муһим учришишларда болди
2019.02.15

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәнди мушу айниң 6-күни америка пайтәхти вашингтондики ақиллар мәркизи болған худсон институтиниң тәклипигә бинаән мәзкур институт уюштурған йиғинға қатнишиш үчүн кәлгән иди. У бу йиғинни нәтиҗилик ахирлаштурғандин кейин пайтәхт вашингтондики паалийәтлирини давамлаштуруп, америка сиясәт саһәсидики муһим орган вә шәхсләр билән көрүшти. У бүгүн радиойимизниң зияритини қобул қилип бу һәқтики соаллиримизға җаваб бәрди.
У бу қетимқи учришишлириниң асасий мәқситиниң америка дөләт мәҗлисидә тонуштурулидиған уйғурларға аит икки қанун лайиһисиниң мақуллиниши үчүн йәниму көп аваз тәшкилләш болғанлиқини ейтти.
Долқун әйса әпәнди бир һәптидин буян америка уйғур кишилик һоқуқ қурулуши башлиқи өмәр қанат әпәнди вә уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң ташқи ишлар мәсули луиса гирив ханимлар бирликтә “уйғур кишилик һоқуқ сиясити-2019” намлиқ қанун лайиһисиниң имза қойғучилиридин болған америка дөләт мәҗлисиниң кеңәш палатаси әзаси тед йохо, америка дөләт мәҗлисидә сунулған уйғурларға мунасивәтлик йәнә бир қанун лайиһиси- “уйғур қануни” ниң имза қойғучиси, америка дөләт мәҗлисиниң демократлар партийәсигә мәнсуп авам палата әзаси брәд шермин билән учрашқан. Улар йәнә кеңәш палатасиниң ғоллуқ әзаси тед круз, америка ташқи ишлар министирлиқиниң дини ишларға мәсул алаһидә әлчиси сәм бровнбәк қатарлиқ муһим әрбаблар биләнму биваситә учришип уйғурлар әһвалини тонуштурған. Бу һәйәт йәнә кеңәш палата әзаси марко рубийониң ишханиси, ақ сарай вә ташқи ишлар министирлиқиниң алақидар хадимлири билән биваситә көрүшүп уларниң уйғур давасини қоллиғанлиқиға рәһмәт ейтқан шундақла улардин ярдәмлирини давамлаштурушни тәләп қилған.
Өмәр қанат әпәндиниң билдүрүшичә, бу бир һәптә җәрянида улар йәнә америкадики муһим тәтқиқат органлири, вашингтон почтиси қатарлиқ муһим ахбарат васитилири һәм шундақла һәрқайси дини гуруппиларниң вәкиллири билән учрашқан.
Мәлум болушичә, бу қетим америка сиясәт саһәсидики шәхсләр вә органлар билән елип берилған учришишларниң йәнә бир муһим мәзмуни болса “хәлқара магнетский қануни” арқилиқ уйғур елидики лагер түзүми вә башқа бесим сиясәтлирини иҗра қилишта биваситә рол ойнаватқан шәхсләрни җазалаш мәсилиси болған. Өмәр қанат әпәнди бу җәһәттә иҗабий тәрәққиятлар болғанлиқини вә буниң пат арида нәтиҗиси көрүлүшигә болған үмидини билдүрди.
Долқун әйса әпәндиниң ейтишичә, у бу қетимлиқ зияритидә америкида уйғур мәсилисигә болған диққәтниң зор дәриҗидә ашқанлиқини һес қилған.
Йеқинқи күнләрдин буян атақлиқ музикант вә нахшичи абдуреһим һейтниң лагердики өлүм хәвири чиққандин кейин хитай һөкүмитиниң униң видийосини тарқитиши дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур җамаитини һәрикәткә кәлтүргән иди. Нәтиҗидә, бир қисим уйғур яшлириниң башламчилиқ қилиши билән иҗтимаий таратқуларда “мәнму уйғур” һәрикити қозғилип хәлқара ахбаратларниң зор диққитини қозғиған. Долқун әйса әпәнди америкадики учришишлиридиму бу һәрикәтниң көп қетим тилға елинғанлиқини, бу һәрикәтниң америка һөкүмәт саһәсидиму диққәт тартқанлиқини ейтип, дунядики барлиқ уйғурларни мана мушундақ иҗтимаий һәрикәтләрни давамлиқ қанат яйдурушқа дәвәт қилди.