4-Нөвәтлик хәлқара тибәт мустәқиллиқи йиғиниға уйғур вәкилиму қатнашти
2017.08.21

21-Авғуст париж шәһиридә башланған 4-нөвәтлик хәлқара тибәт мустәқиллиқи муһакимә йиғиниға уйғурларға вакалитән долқун әйса әпәнди қатнашти.
4-Нөвәтлик тибәт мустәқиллиқи муһакимә йиғини фирансийә пайтәхти париж шәһиридә 21-авғуст чүштин бурун саәт 10:00 билән башланди. Икки күн давамлишидиған бу йиғинға тәклип билән қатнашқан д у қ баш катипи, вакаләтсиз милләтләр тәшкилати (UNPO) муавин рәиси долқун әйса әпәнди йиғинда “шәрқий түркистанниң келәчики вә мустәқиллиқни қолға кәлтүрүш күрәшлири” дегән темида доклат тәқдим қилди.
Долқун әйса әпәндиниң йиғин һәққидә бизгә нәқ мәйдандин бәргән мәлуматлириға асасланғанда, 4-нөвәтлик тибәт мустәқиллиқи хәлқара муһакимә йиғинини, далай ламаниң оттура йол сияситини халимайдиған, тибәтниң мустәқиллиқини тәрғиб қилидиған, дуняниң һәр йеригә таралған 10дин артуқ тибәт тәшкилатлири бирликтә уюштурған. Тибәт мустәқиллиқини ғайә қилған мәзкур тәшкилатлар 3-нөвәтлик хәлқара илмий муһакимә йиғинини өткән йили американиң нюйорк шәһиридә өткүзгән.
Бу қетимқи йиғинға америка, канада, германийә, әнглийә, фирансийә, италийә, шиветсийә, шиветсарийә, һиндистан, непал, тәйвән қатарлиқ 10 дин артуқ дөләттә паалийәт елип бериватқан тибәт яшлар һәрикити, әркин тибәт, явропа тибәт яшлири қурултийи қатарлиқ тәшкилатларниң бир қисим сиясий актиплири, тибәт сүргүндики һөкүмитиниң мустәқиллиқ тәрәпдари болған парламент әзалири, яшлар вәкиллири, тибәтни һимайә қилғучи чәтәл тәшкилатлири, тибәт достлири вә мутәхәссисләр болуп көп санда киши қатнашқан.
Йиғинниң күнтәртипидә, бу йиғинниң мәқситини “тибәтниң нөвәттики вәзийитини анализ қилиш, әркинлик һәрикитидә йеңилиқ яритиш, тибәт мустәқиллиқи үчүн әмәлий қәдәмләрни бесиш” дәп изаһлиған. Долқун әпәндиниң билдүрүшичә, йиғинда нутуқ сөзлигән вәкилләр “мустәқиллиқ тибәтниң һәқиқий чиқиш йоли” дегән қарашларни илгири сүрүшкән һәмдә далай ламаниң һазирғичә тутуп кәлгән оттура йол сияситиниң мәғлубийәттин башқа нәтиҗә бәрмигәнликини тәкитләшкән.
“шәрқий түркистанниң келәчики вә мустәқиллиқни қолға кәлтүрүш күрәшлири” дегән темида доклат тәқдим қилған долқун әйса әпәнди, өз доклатиниң мәзмуни һәққидә қисқичә тохталди.
Йиғинда пикир баян қилған бәзи хитай мутәхәссислири, хитай һөкүмитиниң уйғур диярида барғансери әшәддий бастуруш сиясити йүргүзүватқанлиқини мисаллири билән оттуриға қоюп өтүшкән.
Долқун әйса әпәндиниң ейтишичә, бу қетимқи йиғинда йәнә уйғур, тибәт, моңғул хәлқлириниң иттипақини күчәйтиш, хитай мустәмликиси астидики бу милләтләрниң муһаҗирәттики тәшкилатлири мустәқиллиқ көрүши йолида зич һәмкарлишиш, хитай зулумиға хатимә беришниң үнүмлүк йоллирини ортақ кәшип қилиш үчүн теришиш, һәр йили өткүзүлидиған бу хилдики йиғинларда йеңи йол, йеңи чарә, йеңи идийиләрни оттуриға қоюп, пүтүн дунядики уйғур, тибәт, моңғул хәлқлирини мустәқиллиқ күришигә сәпәрвәр қилиш чақириқлириму оттуриға қоюлған.