Д у қ һәйити түркийә рәһбәрлиригә илһам тохти тоғрисида доклат сунди
2014.01.23

Бейҗиңдики мәркизий милләтләр университети оқутқучиси илһам тохти әпәнди хитай җ х хадимлири тәрипидин тутуп кетилгәндин кейин америка, явропа парламенти вә бәзи инсан һәқлири тәшкилатлири бу һәқтә позитсийә билдүргән болсиму, әмма түркийә һөкүмити техи һазирғичә бу һәқтә позитсийә билдүрмиди.
Бу сәвәбтин дуня уйғур қурултийи муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди, д у қ мусапирлар комитети мудири хәйрулла әфәндигил әпәнди 23-январ күни түркийә парламентиға кирип түрк рәһбәрләргә 2013-йилдики қанлиқ вәқәләр вә илһам тохти тоғрисида тәйярлиған доклатини сунди. Улар һакимийәт бешидики адаләт вә тәрәққият партийисиниң парламент әзаси мустафа әлиташ әпәнди, өктичи партийиләрдин милләтчи һәрикәт партийисиниң парламент әзаси др. Рәшат доғру, нәвзат қорқмаз, мәһмәт шандир, җумһурийәт хәлқ партийисидин келип чиққан парламент әзаси әхмәт гүмүш вә нәҗдәт әҗдәр әпәндиләргә мәзкур доклатни бәрди шуниңдәк илһам тохти тоғрисида мәлумат бәрди.
Баш министир рәҗәп таййип әрдоғанниң түркийә парламентидики вәкили мустафа әлиташ әпәнди бу доклатни түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давутоғлиға йәткүзидиғанлиқини ейтти. Парламент әзалири келәр һәптә түркийә парламентида мухбирларни күтүвелиш йиғини чақирип хитайни илһам тохтини қоюп беришкә чақиридиғанлиқини тәкитләшти.