Уйғур кишилик һоқуқ программиси барак обамани г-20 йиғинида уйғурларниң кишилик һоқуқини қоғдашқа чақирди

Мухбиримиз ирадә
2016.08.30
g-20-2016-dolet-rehberler-yighini.jpg Хитай сәнәткар ву шявли лайда ясиған, хитайниң хаңҗу шәһиридә өткүзүлидиған г-20 дөләт башлиқлири йиғиниға қатнишидиғанларниң һәйкили. 2016-Йили 28-авғуст, хаңҗу.
Imaginechina

Г-20 дөләт башлиқлири йиғини хитайниң хаңҗу шәһиридә 4-сентәбир күни ечилиш алдида турмақта. Америка президенти барак обама мәзкур йиғинға биваситә қатнишиду вә у йәрдә хитай дөләт рәиси ши җинпиң билән айрим учришишлардиму болидикән. Америка уйғур кишилик һоқуқ программиси бу мунасивәт билән мәхсус баянат елан қилип, барак обамадин бу қетимлиқ хитай зияритидә уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилисини тилға елишни шундақла уйғур елида йеңи уруш қораллириниң синақ қилиниш мәсилисигә алаһидә диққәт қилишини тәләп қилди.

Америка президенти барак обама г-20 дөләт башлиқлири йиғиниға қатнишиш үчүн хитайға бериш алдида туруватқан бир пәйттә, америка уйғур кишилик һоқуқ программиси бир баянат елан қилип, обаманиң чоқум америка һөкүмитиниң уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийитидики әндишилирини тилға елиши керәкликини билдүрди. Дунядики иқтисадий күчлүк дөләтләрниң рәһбәрлири бир ариға җәм болидиған г-20 дөләт башлиқлири йиғини бу йил хитайниң хаңҗу шәһиридә ечилиш алдида турмақта. Кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң йиллиқ доклатлирида кишилик һоқуқ хатириси начар дөләтләр қатаридин орун елип кәлгән хитайда ечилидиған бу йиғин һәрқайси кишилик һоқуқ органлириниңму диққитини қозғиған вә улар бу йиғинниң пәқәтла пул тоғрилиқ сөзлишидиған бир сорунға айлинип қалмаслиқи керәкликини, һәрқайси дөләт башлиқлириниң буни хитайға кишилик һоқуқ қаришини әслитидиған бир пурсәткә айландурушини тәләп қилған иди. Америка уйғур кишилик һоқуқ программисиму дүшәнбә күни мәхсус баянат елан қилип, бу пикирни тәкитлиди.

Америка уйғур кишилик һоқуқ программисиниң тәтқиқатчиси һенрий шаҗәвиски бүгүн зияритимизни қобул қилип, кишилик һоқуқ мәсилисиниң обаманиң бу қетимқи хитай зияритидики әң муһим темиларниң бири болуши керәкликини әскәртти. У мундақ деди: “обама чоқум америкиниң әндишисини йәни хитайниң “террорлуққа қарши туруш” һәрикәтлириниң уйғурларниң диний һоқуқлирини, уларниң әң асасий пуқралиқ һоқуқлирини, йиғилиш‏-намайиш қилиш әркинликлирини дәпсәндә қиливатқанлиқини вә буниңдин америкиниң әндишә һес қиливатқанлиқини очуқ-ашкара һалда тилға елиши керәк.”

Хитай ахбарат васитилири йеқинда өз хәвәрлиридә, хитай қораллиқ күчлириниң уйғур районида “террорлуққа қарши” һәрбий маневир өткүзүп, учқучисиз айропилан қатарлиқ 21 хил һәрбий қоралини синақ қилғанлиқини җакарлиған иди. Хәвәр әйни чағда хәлқара мәтбуатларниңму диққитини қозғиған. Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим болса хитайниң мәзкур маневириниң мәқсити райондики хәлқни зораванлиқ йолиға күшкүртүш вә мәҗбурлаш дәп тәнқид қилған иди. Мәзкур террорлуққа қарши туруш маневири 11-авғусттин 15-авғустқичә уйғур елиниң җәнубидики қәшқәр, хотән вә ақсудин ибарәт 3 вилайәттә өткүзүлгән вә униңға хитай қораллиқ сақчи шинҗаң шөбә қисмидин 3 миңдин артуқ қораллиқ сақчи сәпәрвәр қилинған иди. Уйғур кишилик һоқуқ программиси баянатида, хитай ахбаратлириниң өз хәвәрлиридә қораллиқ қисимлар террорлуққа қарши уруш қилиш иқтидарини өстүрди, дейиш арқилиқ районниң вәзийитини “уруш” вәзийитигә охшитишқа тиришиватқанлиқини вә буниң кишидә әндишә пәйда қилидиғанлиқини әскәртти.

Һенрий шаҗәвиски әпәндиниң ейтишичә, бу мәсилә баянатта тилға елинған әң муһим мәсилиләрниң бири икән. У мундақ деди: “нөвәттә уйғур елида диққәт қилишқа тегишлик бир қанчә муһим мәсилә бар. Буниң бири хитай қораллиқ қисимлириниң илгирилигән һалда қораллиниш мәсилиси. Йеқинда хитай қораллиқ күчлири райондики маневирда йеңи-йеңи қоралларни синақ қилғанлиқини җакарлиди һәм шундақла уйғун болмиған терминларни қолланди. Биз шуни унтуп қалмаслиқимиз керәк, райондики уйғурларниң мутләқ көп қисми тинчлиқпәрвәр хәлқ. Улар пәқәт өзлириниң асасий кишилик һоқуқлириниң капаләткә игә қилинишини тинч йол билән тәләп қилмақта. Әмма хитайниң бу һәрикити болса интайин дүшмәнчә вә тәһдит характерини алған. Йәнә бири, биз хитай һөкүмитиниң “террорлуққа қарши туруш қануни” дегәнгә охшаш қанунлар вә бир қисим йәрлик қанунлар арқилиқ уйғурларниң кишилик вә сиясий һоқуқлирини чәклимә астиға еливатқанлиқини көрдуқ. Хитай һөкүмитиниң бу қәдимиму кишигә әндишә бериду. Обама хитай билән әлвәттә бихәтәрлик темилирини сөзлишиду. Әмма бу бихәтәрлик уйғур хәлқиниң кишилик һоқуқиниң дәпсәндә қилиниши бәдилигә кәлмәслики керәк.”

Уйғур кишилик һоқуқ программисиниң баянатида бу һәқтә мундақ дәп йезилған: “президент обама чоқум шәрқий түркистандики һәддидин ашқан қораллинишниң өзлирини һәйран қалдурғанлиқини очуқ-ашкара һалда хитай тәрәпкә билдүрүши керәк. Йеқинқи шәрқий түркистандики аталмиш террорлуққа қарши туруш маневирида 21 хил йеңи қорал синақ қилинди. Шәрқий түркистанда хитай армийилириниң қораллинишиға рухсәт қилинмаслиқи керәк, чүнки хитай һөкүмити районда террорлуқ тәһдитиниң зорийиватқанлиқини илгири сүрүп туруп, әмәлийәттә тинчлиқпәрвәр наразилиқ һәрикәтлиригә террорлуқ дәп зәрбә бәрмәктә.”

Уйғур кишилик һоқуқ программиси баянатида, америка президенти барак обамаға мундақ тәләпләрни қойди: “һәрқандақ һәрбий техникиниң тинчлиқпәрвәр уйғурларға қарши ишлитилмәсликини капаләткә игә қилиш, районда сиясий муқимлиқни илгири сүрүш үчүн қорал күчигә тайинишни азайтиш, америка дөләт ишлири министирлиқиниң террорлуққа мунасивәтлик доклатидики хитай илгири сүрүватқан “уйғур террорлуқи” тәнқид қилинған бөлүмләрни хитайниң сәмигә селиш, уйғур елидики сиясий вә диний паалийәтләрниң чәклинишини оттуриға қоюш вә уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийитини яхшилаш үчүн бирәр тәдбир елинған-елинмиғанлиқини сүрүштә қилиш, бир йол бир бәлвағ сияситидә уйғурларниңму мәнпәәт көрүшигә капаләтлик қилиш вә хитайни хәлқара кишилик һоқуқ хитабнамисигә әмәл қилишқа чақириш.”

Мәлум болушичә, америка президенти барак обама бу қетим хаңҗудики г-20 дөләт башлиқлар йиғиниға қатнишип, у йәрдә һәрқайси дөләт рәһбәрлири билән учрашқандин сирт, хитай вә түркийә рәһбәрлири билән айрим-айрим һалда учришиш елип баридикән. Вал стрит журнили бу һәқтики хәвиридә, обаманиң ши җинпиң билән җәнубий деңизниң игилик һоқуқ мәсилиси, интернет бихәтәрлики вә икки дөләт арисидики иқтисадий мәсилиләр үстидә сөзлишидиғанлиқини билдүрди. Бирақ, кишилик һоқуқ мәсилисиниң бу нөвәт күн тәртипкә келидиған-кәлмәйдиғанлиқи ениқ әмәс.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.