Германийәниң 5 чоң шәһиридә хитайға қарши намайиш өткүзүлди
2019.02.04
Германийәдики “миллий гөрүш” тәшкилати дуня уйғур қурултийи билән һәмкарлишип, явропадики 10 дөләт, 16 шәһәрдә намайиш тәшкиллиди.
Мәркизи германийәниң көлн шәһиридә болған “миллий гөрүш” тәшкилати д у қ билән һәмкарлишип, 2-февралдин башлап явропа дөләтлири, австралийә, шималий америка қитәлиридә хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан зулумлириға, җаза лагерлириға қарши намайиш тәшкиллиди. Дуняниң һәр йеридә йүзмиңларчә әзаси болған бу тәшкилат ялғуз явропаниң өзидила 10 дөләт, 16 мәркизий шәһәрдә намайиш уюштурған болуп, 2-феврал күни германийәниң 5 чоң шәһиридә бирла вақитта намайиш өткүзүлди.
Германийәниң һамбург, дүсселдорф шәһәрлиридә көлими зор намайишлар өткүзүлгән болсиму, намайишчилар билән алақилишиш имканимиз болмиди. Әмма берлин, франкфурт вә мюнхен шәһиридә өткүзүлгән намайишлар тоғрисида нәқ мәйдандин мәлумат игилийәлидуқ.
Мюнхен шәһиридики намайиш мәйданидин бизни учур билән тәминлигән д у қ ниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди намайишниң тәсирлик өткәнликини һәмдә түрк қериндашлириға болған миннәтдарлиқини баян қилип өтти.
Германийәниң франкфурт шәһиридә өткүзүлгән намайишқа 300 әтрапида түркләр вә 30 әтрапида уйғурлар қатнашқан болуп, 200 километир йол йүрүп, алайитән карлсрухе шәһиридин франкфуртқа берип бу намайишқа иштирак қилған д у қ тәтқиқат мәркизиниң мудири әнвәр әһмәт әпәнди намайиш һәққидә бизни мәлумат билән тәминлиди.
Германийә пайтәхти берлинда 2-феврал күни өткүзүлгән намайишниңму көлими зор болған. Д у қ яшлар комитетиниң мудири ғәюр қурбан әпәнди хитайниң берлиндики баш әлчиханиси алдида өткүзүлгән бу намайиш тоғрисида өз қарашлирини оттуриға қоюп өтти.
2-Феврал күни йәнә әнглийә, австрийә, белгийә, данийә, голландийә, фирансийә, австралийә қатарлиқ дөләтләрдиму намайишлар болуп өткән. “миллий гөрүш” тәшкилати тәшкиллигән бу хилдики намайишлар йәнә дуняниң охшимиған дөләтлиридики мәркизий шәһәрләрдә 3-февралдин 6-февралғичә давам қилидикән.