Үрүмчи оттура сот мәһкимисиниң муавин башлиқи ғалип қурбан вәзийәткә наразилиқ билдүргәнлики үчүн тутқун қилинған
2018.12.14

Үрүмчи вәзийитидин, болупму үрүмчидики юқири дәриҗилик әмәлдарлар қатлиминиң ички ишлиридин хәвәрдар бир кишиниң радийомизға йәткүзүшичә, үрүмчи шәһәрлик оттура сот мәһкимисиниң муавин башлиқи ғалип қурбан уйғур районида 2017-йилиниң бешидин башланған йиғивелиш лагерларға кәң-көләмдә адәм солаш вә бир түркүм аталмиш “диний әсәбийлик” делолирини қаттиқ бир тәрәп қилиш әһвалиға қарита тақәт қилип туралмиған. У өз наразилиқини хитайниң дөләт мәнпәәтини қоғдаш нуқтисида туруп оттуриға қойған болсиму, әмма бу йил 6-айда тутқун қилинған. Мухбиримизниң үрүмчи оттура сот мәһкимисигә қарита елип барған телефон зиярәтлири давамида ғалип қурбанниң 6 айдин бери тутқунда икәнлики сот хадимлири тәрипидин дәлилләнди.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, вәзийәттин хәвәрдар кишиниң баян қилишичә, үрүмчи шәһәрлик оттура сот мәһкимисиниң муавин башлиқи ғалип қурбан икки йилдин буян уйғур районида йүз бериватқан кәң-көләмлик тутқун вә еғир җаза һөкүмлиригә давамлиқ һалда сүкүт қилишқа тақәт қилалмиған. Болупму бу вәзийәтниң у өзи вәзипә өтәватқан мәзгилдә шәкиллиниши униңда еғир бир җавабкарлиқ туйғуси вә роһий бесим пәйда қилған. У ахири вәзийәтниң чәктин ешип кетиватқанлиқи һәққидә алақидар йиғинларда өз пикрини ашкара оттуриға қойған. У бу йил 4 -айда бейҗиңға бир йиғинға барған вақтида уйғур райондики вәзийәтниң хәтәрлик бир йөнилишкә қарап кетиватқанлиқи һәққидә алақидар рәһбәрләргә вә дөләтлик әрзийәт идарисигә шикайәт қилған. Учур йәткүзгүчиниң йәнә билдүрүшичә, ғалип қурбан шу қетимлиқ бейҗиң сәпиридин қайтқан һаман үрүмчи айродромида тутқун қилинған. Биз бу учурниң тоғра-хаталиқини айдиңлаштуруш үчүн үрүмчидики сот органлириға телефон қилдуқ.
Учур йәткүзгүчиниң баян қилишичә, ғалип қурбан дәсләптә өзигә тәстиқ селиш үчүн сунулған бир қисим сот һөкүмлиригә мәзкур делоларда қанунниң дәпсәндә қилинғанлиқини илгири сүрүп, имза қоюшни рәт қилған яки арқисиға сүргән. У бу қилғини үчүн алақидар йиғинларда һесаб беришкә мәҗбур болғанда нөвәттики “тәрбийиләш” долқуниниң райондики көп сандики аилиләрни вәйранчилиққа салғанлиқи, буниң ақивәттә милләтләр иттипақлиқи вәзийити вә районниң муқимлиқини еғир хәвпкә иттириватқанлиқини оттуриға қойған.
Үрүмчи төмүр йол сот мәһкимисиниң бир бөлүм башлиқи дәсләптә тутқундики муавин мәһкимә башлиқи ғалип қурбанни тонумайдиғанлиқини ейтти, арқидин униң делосини бәк билип кәтмәйдиғанлиқини тилға алдию, ахирида ғалип қурбанниң үрүмчи шәһәрлик оттура сот мәһкимисидә вәзипә өтигәнликини тилға елип, әһвални оттура соттин ениқлишимизни тәвсийә қилди.
Вәзийәттин хәвәрдар кишиниң йәнә баян қилишичә, ғалип қурбан алақидар бир йиғинда өзиниң мустәқил қаришини ашкара оттуриға қойғандин кейин аптоном район дәриҗилик дөләт хәвпсизлики оргининиң алақидар хадимлири тәрипидин бир нәччә қетим аталмиш “сөһбәт” кә чақиртилған. У “сөһбәт” давамида өзиниң дөләтниң образи вә дөләтниң қанунини қоғдаштин башқа мәқсити йоқлуқини оттуриға қойған. Әмма дөләт хәвпсизлики хадимлири униңға тәнбиһ бәргән вә йол көрсәткән болуп, уни аталмиш “террорчиларға һесдашлиқ қилмаслиқ” һәққидә ишарәтлик шәклидә агаһландурған.
Үрүмчи шәһәрлик оттура сот мәһкимисиниң бир хадими ғалип қурбанниң нөвәттә иш орнида йоқ икәнликини ашкарилиди. Әмма у ғалип қурбанниң қачандин бери вә немә сәвәбтин иш орнида йоқ икәнлики, қачан иш орниға қайтип келиш еһтималлиқи һәққидики соаллиримизға җаваб берәлмиди.
Вәзийәттин хәвәрдар кишиниң йәнә радийомизға баян қилишичә, уйғур районида милйонлиған кишиниң сәвәбсиз лагерларға солинишидин ибарәт бу кәң-көләмлик тутқунда асаси қатламларда асасән уйғур сақчилар алдинқи сәптә ишқа селинмақтикән. Аталмиш “террорлуқ” вә “әсәбийлик” кә қарши еғир җаза һөкүмнамилириғиму асасән дегүдәк уйғур сот хадимлириниң имзаси қоюлмақтикән. Бу вәзийәт бир қисим уйғур рәһбирий кадирларда өзигә вә әвладлириға тарихий бир җинайәт артилип қелиш әндишиси пәйда қилмақтикән. Ғалип қурбанниң мана мушундақ бир әндишә билән вәзийәткә инкас қайтурғанлиқ еһтималлиқини оттуриға қойған мәзкур инкасчи ғалип қурбанниң дөләт хадимлириниң йошурун тәһдитигә учриғандин кейин һәм өз бихәтәрликини қоғдаш нуқтисидин һәм уйғур райондики вәзийәт вә өзи дуч кәлгән сорақ һәққидә бейҗиңдики алақидар органларға мәлумат бәргәнлики мәлум.
Үрүмчи шәһәрлик оттура сот мәһкимисиниң йәнә бир хадими ғалип қурбанниң аз дегәндә 6 айдин бери тутқунда икәнликини дәлиллиди. Биз униңдин ғалип қурбанниң нөвәттә қамақханида яки лагерда икәнликини сориғинимизда у бу җәһәттә өзиниң мәлумати йоқлуқини ейтти.
Вәзийәттин хәвәрдар кишиниң баян қилишичә, ғалип қурбан бейҗиңда әһвал мәлум қилған чеғида уйғур райондики аталмиш “тәрбийиләш мәркәзлири” ниң хитайниң уйғур районида бәрпа қилмақчи болған әбәдий әминлик нишаниға хилап икәнликини нуқтилиқ оттуриға қойған. Алақидар даириләр униң шикайәтлирини сәврчанлиқ билән аңлиған вә һәтта вәзийәтни мәлум қилғанлиқиға миннәтдарлиқ билдүрүп йолға селип қойған. Әмма ғалип қурбан үрүмчи айродромиға чүшкәндин кейинла из-дерәксиз ғайиб болған. Ғалип қурбанниң аилә тавабиатлири билән достлири униң үрүмчидә тутқунда икәнликидин бир айдин кейин хәвәр тапқан.
Үрүмчи шәһәрлик оттура сотниң нөвәтчи хадими ғалип қурбанниң хаталашқанлиқи һәққидә соттики ишчи-хизмәтчиләргә уқтуруш қилинғанлиқи вә йәнә икки айчә аввал сот хизмәтчилиригә көрситилгән сақчи ибрәт филимида ғалип қурбанниңму аталмиш хаталиқлириниң тилға елинғанлиқни ашкарилиди. У йәнә мәзкур ибрәт филимидә ғалип қурбанниң “икки йүзлимичилик” билән әйибләнгәнликини тилға алди. Әмма у мәзкур филимда дейилгән конкрет пакитлар һәққидә мәлумат берәлмиди.