Голландийәдики уйғур җамаити 5-феврал ғулҗа вәқәсини хатирилиди
2016.02.02
31-январ голландийәдики уйғурлар “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” дә җәм болуп, 5-феврал ғулҗа вәқәсини хатирилиди.
Паалийәт әһли алди билән 19 йил илгири мәзкур вәқә җәрянида ғулҗа шәһиридә қурбан болған кишиләрниң роһиға атап қуран оқуди. Дуалар қилди. Андин мәзкур вәқәниң тирик шаһитлиридин бири абдусалам әпәнди қатарлиқлар әйни чағда көргән- аңлиғанлирини баян қилип бәрди.
Кийин көпчилик бирликтә пикир қатнаштуруп, мәзкур вәқәниң уйғур хәлқигә көрсәткән тәсири һәққидә мулаһизә елип барди. Улар “хитайларниң бу хил вәқәләрни бастуруштики васитилириниң қәбиһликигә бақмай, хәлқниң әркинлик вә азадлиққа болған арзу-арминидин ваз кәчмигәнликидин пәхирлинидиғанлиқи” ни билдүрди.
Паалийәт шу йәр вақти чүш саәт 2 дин8 гә қәдәр давам қилди. Паалийәттә давам қиливатқан диний билимләрдин сават аңлитилди вә иштиракчилар өзлири дуч кәлгән мәсилиләр һәққидә соаллар сорап җаваблирини алди. Униңдин башқа йәнә көпчиликниң адитигә айланған җамаәт болуп намаз оқуш, ғизалиниш, өз-ара һал-муң болуштәк әһмийәтлик ишларму болди.
Зияритимизни қобул қилғанлардин “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” тәшвиқат мәсули һүсәнҗан әпәнди бу паалийәткә мунасивәтлик йүрәк сөзлирини аңлатти.
Паалийәткә қатнашқан “голландийә уйғур бирлики” ниң мәсули садиқҗан сәләй әпәндиму бүгүнки бу паалийәтниң мувәппәқийәтлик өткәнликини тәкитлиди вә 5-феврал күни голландийәниң дәнһах шәһиригә җайлашқан хитай баш әлчиханиси алдида намайиш паалийити елип берилидиғанлиқини билдүрди.