Австралийәниң адилайд шәһиридә “5-феврал вәқәси” ниң 18 йиллиқи хатириләнди

Ихтиярий мухбирмиз абидә
2015.02.10
awstraliye-ghulja-weqesi-xatirilesh.jpg Адилайд шәһиридә “5-феврал вәқәси” ниң 18 йиллиқи хатириләп өткүзүлгән паалийәттин көрүнүш. 2015-Йили феврал, австралийә.
RFA/Abide

5-Феврал ғулҗа вәқәсиниң 18 йиллиқи мунасивити билән австралийәниң адилайд шәһиридә шәрқий түркистан австралийә җәмийитиниң орунлаштурушида хатириләш паалийити өткүзүлди вә шеһитларға атап дуа-тилавәтләр қилинди.

Паалийәт адилайдтики уйғурларниң диний алими, имам абдусалам алим әпәндиниң қуран тилавәт қилиши билән башланди.

2 Саәт давамлашқан бу йиғилишта шәрқий түркистан австралийә җәмийитиниң рәиси абдулғопур мөмин әпәнди “қанлиқ қисмәт, ибрәтлик һекмәт, үмидвар келәчәк” дегән темида, шәрқий түркистан австралийә җәмийитиниң катипи нурмуһәммәт түркистани “5-февралдин һазирғичә йүз бәргән вәқәләр вә уйғурлуқ мәсулийити” темисида тохтилип өтти. Йиғинда йәнә вәқә шаһитлири сөзгә чиқип вәқәниң әһмийити, тәсири һәққидә тохтилип өтти һәм ғулҗа вәқәсиниң, шеһитларниң унтулмайдиғанлиқи һәққидә сөзләр қилишти.

Паалийәттә йәнә, адилайд шәһиридә хизмәт һәм оқуштин сирт паалийәтләрни елип бериватқан яшлар һәм оқуғучилар өзлириниң йеқиндин буян қилған ишлиридин һәм кәлгүсидики пиланлиридин җамаәткә доклат берип өтти.

Паалийәттин кийин зияритимизни қобул қилған нурмуһәммәт түркистани әпәнди бу һәқтики өз қарашлирини көпчилик билән ортақлашти.

Бу қетимқи хатириләш сөһбәт йиғини көпчиликниң шеһитларға шундақла хитай зулуми астида қийниливатқан қериндашлириға атап дуа қилиши билән ахирлашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.