Лагерға ташланған чәтәл пуқраси: гүлбаһар җелилова лагерда көргән қара күнләр (4)
2019.01.16

Гүлбаһар җелилова уйғур җәмийитидики бир қисим даңлиқ шәхсләр биләнму бир камерида ятқан
Лагердин қутулуп чиққан қазақистанлиқ шаһит гүлбаһар җелилованиң сөзләп беришичә, у 2017-йили-5 айдин, 2018-йили 9-айғичә болған 15 ай лагер һаятида уйғур җәмийитидә көзгә көрүнгән бәзи адвокат, язғучи, телевизийә диктори, дохтур вә игилик тиклигән бәзи уйғур аяллар биләнму камердаш болған. Униң ейтишичә, у түрмә дохтурханисида болса бәзи кесәл тутқунларниң ухлитишқа елип кетилип иккинчи қайтип кирмигәнликигә шаһит болған. Униң камердашлиридин аңлишичә, бу ухлитиш адәттики ухлитиш болмастин, уларға окул уруп ухлитиш арқилиқ өлүм җазаси иҗра қилиштин дерәк беридикән.
Тәпсилатини мухбиримиз гүлчеһрәниң шаһит гүлбаһар җелилова билән өткүзгән мәхсус сөһбитиниң давамидин аңлайли.
Қазақистанлиқ уйғур тиҗарәтчи гүлбаһар җелилова үрүмчидә хитай сақчилири тәрипидин қанунсиз тутқун қилинип, чәтәл пуқраси болғиниға қаримай 15 ай лагерға қамалған вә униңдин чиқалиған шаһитларниң бири. У тутқунларниң көплүкидин лагер орнида қоллиниливатқан үрүмчидики 3-, вә 2-түрмиләрдә һәм түрмиләр районидики түрмә мәркизи дохтурханисида мәһбуслуқ һаятини өткүзгән.
Гүлбаһарниң ейтишиға қариғанда, 2017-йили-5 айда у тутулған вақит хитай даирилириниң бейҗиңда ечилидиған икки йиғининиң алдида, бихәтәрлик баһанисидә уйғурларни сәвәбсиз тутушни күчәйткән мәзгилигә тоғра кәлгән. У, сақчилардин “юқириниң йиғин алдида үрүмчидин 160 миң адәмни тутуп солайсиләр дегән сан чүшти” дейишкәнлирини аңлиған икән. Дәрвәқә узун қалмай, у ятқан түрмә камери өзигә охшаш һеч бир җинайити болмиған һәр хил гуман вә төһмәтләр билән елип келингән һәр хил сәвийә, охшимиған салаһийәткә игә уйғур аяллар билән тошуп кәткән. Гаһида 30, гаһида 40 адәм бир камерда ятқан.
Камердашлириниң исимлирини санап келип, бәзилириниңкини есигә алалмиған гүлбаһар: “охшимиған камерларда охшимиған бигунаһ қериндашлирим билән биллә яттим, улар билән қериндашлиримдинму йеқин болуп кәттуқ, уларни язсам 10 лап китаб пүтиду. . .” дәйду.
Гүлбаһар өзиниң хитайниң лагер сүпитидә қолланған әслидики әрләр 3-түрмисидә һәтта уйғур җәмийитидә хели инавити бар, көзгә көрүнгән шәхсләрдин даңлиқ адвокат, язғучи 43 яшлиқ гүлбаһар әзиз, телевизийә диктори 53 яшлиқ җәмилә қатарлиқлар биләнму бир камерда ятқанлиқини билдүрди. Униң ейтишичә, һәр түрлүк гуманлар билән қара қоюқ қамалған уйғур аялларниң зулмәтлик түрмидә бир һәтта икки йилдин буян йетиватқанлириму бар болуп, улар һәр түрлүк қийин-қистақларға учриған. Бәзилири туюқсиз елип чиқип кетилгәндин кейин қайтип кәлмигән.
Тиҗарәт үчүн үрүмчигә барғанда туюқсиз тутқунға учрап лагерға ташланған чәтәл пуқраси гүлбаһар җелилованиң лагерниң ички сири һәққидә бәргән гуваһлиқи вә учурлири ичидә, һазирға қәдәр радийомизға мәлумат бәргүчиләр тилға елип бақмиған бир нуқта бар. Йәни, гүлбаһар хитай сақчи даирилириниң үрүмчидә җаза лагери орнида тутқунларни солиған түрмә вә тутуп туруш орунлиридин башқа, түрмиләрдин елип келингән еғир бимарларни солайдиған түрмә дохтурханисидиму қорқунчлуқ бир мәзгилни өткүзгән. У бу қабаһәтлик җайда бәзиләрниң ухлитишқа елип чиқип кетилгәнликини көргән. Түрминиң бу кесәлханисида узақрақ ятқанларниң гүлбаһарға қәйт қилишичә бу “ухлитиш” адәттики ухлитиш болмастин, уларниң мәңгүлүк ухлитиветилидиғанлиқидин дерәк беридикән. Йәни бу бәзи бимарларға түрмә дохтурханисиниң өзидила окул уруп ухлитиш арқилиқ өлүм җазаси иҗра қилинидиғанлиқиниң бешарити икән.
Қаттиқ сорақ вә еғир зулумларға учриған гүлбаһар, қери-яш һәммә аялларниң давамлиқ туюқсиз қип-ялиңач қилинип тәкшүрүлидиғанлиқини сөзләп берип: “камердики әң ахирқи күндә сақчилар камердикиләрниң һәммимизни ялиңачлап тәкшүрди һазирму у мәнзирә көз алдимда туриду, һазирму еғир хорлуқ вә номус һес қилимән. . .” дәйду.
Шаһит гүлбаһар җелилова билән өткүзгән сөһбитимизниң кейинки қисмида у бизгә, өзиниң “лагерда мушундақла өлүп кетидиған охшаймән” дәп һаяттинму үмидини үзгинидә туюқсиз қуюп берилгәнлики вә шу күндики кәчмишлирини сөзләп бериду.