Дуня уйғур қурултийи : “хәлқара уйғур елидики һашардин ибарәт шәкли өзгәргән қуллуқ түзүмгә диққәт қилиши керәк”

Мухбиримиз ирадә
2016.11.11
uyghur-hashar-osteng-chepish.jpg Һашарға мәҗбурлинип өстәң чепиватқан уйғур деһқанлар. Ақсу.
Social Media


Дуня уйғур қурултийи пәйшәнбә күни уйғур елидики мәҗбурий әмгәккә селиш-һашар һәққидики йеңи доклатини елан қилди. Дуня уйғур қурултийи баш катиби долқун әйса әпәнди доклат һәққидә қилған сөзидә, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң миллий вә диний һоқуқлириға қаратқан бесим сиясәтлири күнсайин күчийиватқан бир шараитта, һашардин ибарәт мәҗбурий әмгәккә селиш сияситиниңму уйғурларни биарам қиливатқан йәнә бир чоң мәсилә болуватқанлиқини әскәртти. Шуңа у, дуня җамаиـтини бу мәсилә һәққидә хәвәрдар қилиш вә бу мәсилигә диққәт қилишқа чақириш үчүн мәзкур доклатниң тәйярланғанлиқи билдүрди.

Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, уйғур елида һашардин ибарәт мәҗбурий әмгәккә селиш һәрикити изчил давам қилип кәлмәктә. Хитай һөкүмити һашар әмгикини бикар қилидиғанлиқини 10 йил илгирила елан қилған болсиму, бирақ у, уйғур елиниң җәнубидики вилайәтләрдә йәнила түрлүк шәкил вә намлар астида охшаш давам қилмақта. Радийомиз игилигән учулардин йеқинқи йилларда хитай һөкүмитиниң уйғур елида аталмиш “әл райи қурулуши” дәп елип бериватқан су қурулуши, йол қурулушлири вә шундақла бир қисим дөләт мәхсус мәбләғ аҗратқан чоң қурулуш әмгәклириниңму уйғур деһқанларниң зиммисигә артилип келиватқанлиқи мәлум болған иди. Кишигә худди қуллуқ түзүмни әслитидиған бу хил мәҗбурий әмгәк түзүми уйғур елида пәсил айримай, йил бойи айларчә давам қилмақта.

Дуня уйғур қурултийи уйғурлар учраватқан башқа нурғун инсан һоқуқи дәпсәндичиликлири билән бирликтә һашарниңму диққәт қозғашқа вә хәлқара җамаәтниң көңүл бөлүши зөрүр болған бир мәсилә икәнликини тәкитләш үчүн, пәйшәнбә күни мәхсус доклат елан қилди. “шәрқий түркситандики мәҗбурий әмгәк сестимиси-дөләтниң тәстиқи билән йүргүзүлүватқан һашар сестимиси” мавзулуқ бу доклат 29 бәттин тәркиб тапқан. Доклатниң кириш қисмида уйғур елидики сиясий вәзийәт шәрһилиниш билән биргә, һашарниң зади немә икәнлики, униң қандақ шәкилләрдә иҗра қилинидиғанлиқи һәққидә чүшәнчә берилгән. Долқун әйса әпәнди бизгә бу доклатта йәр алған мәзмунларни чүшәндүрүп өтти: “бу доклат кириш қисм, һашар һәққидә чүшәнчә, униң иҗра қилиш шәкиллири вә униң сиясий арқа көрүнүши вә алақидар хәлқара қанунлар вә шундақла бизниң хитай һөкүмити вә хәлқара органларға қойған тәләплиримиздин ибарәт 5 бөлүмдин тәркиб тапқан. Хитайдики “әмгәк билән өзгәртиш түзүми” хәлқарада кәң тонулсиму, әмма һашар буниңдинму пәрқлиқ. Шуңа биз доклатта һашарниң зади немиликини наһайити тәпсилий чүшәндүрдуқ.”

Илгири хәлқара кәчүрүм тәшкилати қатарлиқ органлар хитайдики бу мәҗбурий әмгәккә селииш мәсилиси һәққидә тәнқидлигәндин кейин, хитай һөкүмити бу түзүмни бикар қилғанлиқини елан қилған иди. Бирақ, истансимиз игилигән учурларда йеқинқи йилларда уйғур елиниң җәнубида түрлүк наразилиқ, қаршилиқ һәрикәтлири йүз беришкә башлиғандин кейин, даириләрниң һашарни қайта йолға қоюп, уни уйғурларниң күндилик һәрикитини тәқиб қилиш вә контрол қилиш вастисигә айландурувалғанлиқи мәлум болған иди. Доклатта оттуриға қоюлған муһим нуқтиларниң бири дәл мушу болуп, долқун әйса әпәнди бу һәқтә мундақ дәйду: “ ши җинпиң һакимийәткә чиққандин буянқи 3-4 йил мабәйнидә һашар түзүми қайтидин шиддәтлинишкә башлиди. Хитай һөкүмити уйғурларни бикарға ишлитиш арқилиқ бир яқтин өзлиригә иқтисадий мәнпәәт яратса, йәнә бир тәрәптин уйғурларни бир йәргә мәҗбурий йиғивелиш арқилиқ уларниң күндилик һәрикәтлирини контрол қилишни, уларни тәқиб қилишни ишқа ашурди.”

Дәрвәқә, радийомиз мухбирлири бултур ақсуниң тоқсу наһийисидики бир кәнт аманлиқ мудиридин һашар һәққидә суал сориғанда, у 2015-йили 1-айдин башланған “долқун һашар” ниң кишиләрни бош қоймаслиқ вә бош вақитлирида топлишип қалаймиқан вә қанунсиз иш чиқирип қоюшиниң алдини елиш үчүн йолға қоюлуватқанлиқини паш қилған иди. У сөзидә һашарниң һәргиз ишләпчиқиришниң еһтияҗи билән әмәс, пәқәт вә пәқәт муқимлиқниң еһтияҗи билән иҗра қилиниватқанлиқини билдүргән иди. Йеқинда уйғур елидин игиләнгән мәлуматтиму уйғур елиниң җәнубидики мәлум бир йезида “сотсиялистик әмгәк” дәп атилидиған бир хил мәҗбурий әмгәк шәклиниң йүргүзүлүватқанлиқи мәлум болди.

Долқун әйса әпәнди болса һашарниң хәлқарада хитай өзи қол қойған әмгәк қанунлириға хилаплиқини әскәртип, уйғур елида мушундақ қанунға хилап бир һәрикәтниң һелиһәм давам қиливатқанлиқидин хәлқарадики алақидар тәшкилатларни хәвәрдар қилишниң интайин муһимлиқини вә бу доклатниңму әнә шу мәқсәт билән тәйярланғанлиқини ейтти.

Мәзкур доклатта йәнә, уйғур елиниң җәнубидики қәшқәр, атуш, хотән вә ақсу қатарлиқ җайлардики һәрқайси наһийә вә йезиларниң нопус алаһидилики вә уйғур-хитай аһалилириниң нисбити, уларниң кирим пәрқигә аит статестикилиқ мәлуматларму айрим-айрим һалда берилгән болуп, доклатта пәқәт һашар мәсилисила әмәс, бәлки уйғур елиниң җәнубидики сиясий, иҗтимаий, иқтисадий вәзийәт, уйғур-хитай нопуси оттурисидики пәрқләр, ишқа орунлишиш вә кирим мәнбәлири оттурисидики пәрқләргә аит учурларму йәр алған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.