Уйғур дияридики 2 йерим милйон кишиниң шәхсий учурлири пүтүнләй ашкариланған
2019.02.18
Голландийәдики бир нәпәр интернет мутәхәссисиниң билдүрүшичә, уйғур дияридики 2 йерим милйондин артуқ кишиниң чирай пәрқләндүрүш техникиси арқилиқ хитайниң сүний әқил контрол системисиға киргүзүлгән шәхсий учурлири пүтүнләй ашкарилинип кәткән.
Бу хәвәр бүгүн әтигән, йәни 17-феврал ройтерс агентлиқи, “җәнубий хитай әтигәнлик почтиси”, “әл-җәзирә” вә “америка авази” қатарлиқ көп сандики дуняви таратқуларда улап хәвәр қилинди.
Хәвәрдә дейилишичә, голландийәдики GDI фондиниң тор бихәтәрлики мутәхәссиси вектор геверс алдинқи күни тасадипий һалда шенҗендики бир хитай юқири техника ширкитиниң сандани, йәни санлиқ мәлумат амбирида сақлиниватқан милйонлиған кишиләрниң шәхсий учурлирини байқиған. Мәзкур санданда уйғур диярдики 2 йерим милйондин артуқ кишиниң кимлик номури, исим-фамилиси, җинси, адреси, туғулған йил-ай-күни, иш орни һәмдә уларниң өткән 24 саәт ичидики чирай тонуш техникиси арқилиқ камера архипиға йолланған һәрикәт һалити вә йүрүш-туруши қатарлиқ шәхсий учурлири хатириси бар икән.
Хәвәрдә дейилишичә, бу пәқәт хитайдики сүний әқил вә юқири техника учур системиси билән шуғуллинидиған бирла ширкәтниң санданиниң тасадипий ашкарилиниши икән. Хитай таратқулириниң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмәт тәрәп нөвәттә шенҗендики мәзкур ширкәткә қарита җиддий һалда тәкшүрүш елип бармақтикән.
Радийомиз 2016-йилиниң ахирлиридин башлап хитай һөкүмитиниң “омумий хәлқ саламәтлик тәкшүрүши” дегән нам астида уйғур дияридики йәрлик аһалиләрниң шәхсий учурлири, йәни уларниң қан әвришкиси, чирай көрүнүши, көз алмиси вә көз қаричуқи, аилә әзалири вә уруқ-туғқанлар зәнҗири шундақла башқа һәр түрлүк хусусий учурлирини архиплаштуруватқанлиқи һәққидә көплигән мәлуматларни ашкарилиған иди. Униңдин башқа хитай даирилириниң охшаш вақитта йәнә уйғур диярдики барлиқ маторлуқ қатнаш васитилиригә из қоғлаш аппарати орнатқанлиқи, шәхсләрниң янфонлириға һөкүмәт мәбләғ селип ишләп чиққан контрол әплирини қачилиғанлиқи мәлум болған иди.
Уйғур дияридики 2 йерим милйон кишиниң хитай һөкүмитиниң юқири техникилиқ контрол системисида сақлиниватқан шәхсий учурлириниң ашкарилиниши хәлқарада күчлүк ғулғула қозғиди. Бу хәвәр хитай һөкүмитиниң уйғур диярида милйонлиған уйғур, қазақ вә башқа йәрлик мусулман хәлқләрни җаза лагерлириға қамап, инсанийәткә қарши җинайәт садир қиливатқанлиқи илгири сүрүлүватқан, хәлқара җәмийәтниң хитайға болған инкаси күчийиватқан бир мәзгилдә ашкариланди.
Көзәткүчиләр, шенҗендики пәқәт бирла хитай ширкитиниң санданида сақлиниватқан уйғур дияридики 2 йерим милйон кишиниң шәхсий учури бизгә хитай һөкүмитиниң уйғур диярида ғайәт зор юқири техникилиқ контрол системисини қуруп болғанлиқини, әмди дуня буниңға давамлиқ сүкүт қилса инсанийәт тарихидики мөлчәрлигүсиз бир мәйдан паҗиәниң йүз беришидин сақланғили болмайдиғанлиқини көрситип бәрмәктә, дегәнләрни илгири сүрмәктә.