Рабийә қадир ханим: хитай илһам тохтини дәрһал қоюп бериши керәк!!!

Мухбиримиз гүлчеһрә
2014.01.16
ilham-toxti-wang-lishyong.jpg Илһам тохти әпәнди тутулуп кетиштин икки күн илгири, хитай язғучиси ваң лишйоң униң өйигә йоқлап кәлгәндә чүшкән хатирә сүрәт. 2014-Йили 13-январ, бейҗиң.
RFA/Méhriban

Уйғур биз ториниң саһиби, бейҗиң милләтләр университетиниң дотсенти, үзлүксиз һалда чәтәл мухбирлириниң зиярәтлирини қобул қилип, хитай вә чәтәл тор бәтлиридә уйғурларниң қануний һәқ-һоқуқлири һәққидә пикир баян қилип келиватқан шундақла бу сәвәб билән хитай даирилириниң нәзәрбәндтә туруватқан, тонулған уйғур зиялий илһам тохти әпәнди 15-январ сақчилар тәрипидин елип кетилди. 16-январ чәтәл мухбирлириниң илһам тохтиниң тутқун қилиниши һәққидә сориған соалиға җаваб бәргән хитай баянатчиси хуа чүнйиң, илһам тохтиниң қанунни бузуш гунаһи билән қолға елинғанлиқини көрсәтти. Нөвәттә пүтүн дунядики уйғурлар вә униңға көңүл бөлгүчиләр илһам тохтиниң һаятий бихәтәрликидин вә униң қоллиғучилириниң тәқдиридин әндишә қилмақта, дуня уйғур қурултийи 16-январ мәхсус баянат елан қилип хитай һөкүмитиниң илһам тохтини тутқун қилишиға күчлүк наразилиқ билдүрди вә хитай даирилирини, илһам тохтини дәрһал қоюп беришкә, униң аилә тавабиатлири вә қоллиғучилириға паракәндичилик салмаслиққа чақирди. Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим 16-январ бу һәқтә истансимизда радио баянати берип, хитайни “уйғурларниң илһам тохтиға охшаш зиялийлирини қалаймиқан тутқун қилишниң елип келидиған ақивити еғир болиду” дәп агаһландурди.

Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим, дуня уйғур қурултийи рәһбәрлик һәйитиниң, илһам тохтиниң тутулғанлиқи хәвирини алғандин башлап 15 вә 16-январ музакирә вә телефон йиғини чақирип хәлқара миқясида мәтбуат, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә һәр қайси дөләт һөкүмәтлиригә илһам тохтиниң қоюп берилиши үчүн җиддий һәрикәт қилип, хитайға бесим ишлитишкә чақириш үчүн җиддий һәрикәт елип бериватқанлиқини тәкитләп мундақ деди:
-Илһам тохти уйғурларниң һәқ-һоқуқини қолға кәлтүрүш йолида, хитайниң қануний даириси ичидә һәрикәт қилип, орунлуқ пикир-тәклипләр билән уйғур елиниң вә хитайниң тинчлиқи, һәр қайси милләтләрниң иттипақлиқини ишқа ашуруш үчүн һәссә қошуп келиватқан, чәтәлдики һәр қандақ уйғур тәшкилатлири биләнму чәк чегра айрип, интайин еһтиятчанлиқ билән, бир зиялий болуш сүпити билән тинч йолда қанунлуқ паалийәт елип бериватқан болсиму, хитайниң тутқун қилишиға учриди.

Биз (дуня уйғур қурултийи) илгири, хитай уйғур мәсилисини һәл қилишта биз билән сөһбәтлишишни рәт қиливатқан болсиму, әмма илһам тохтиға охшаш қанунлуқ йол билән тоғра пикир тәклип бериватқан зиялийларниң мәслиһәтигә қулақ селип уйғур мәсилисини һәл қилиду дәп үмид қилған идуқ, һалбуки, хитай өзиниң ниқабини ечип ташлиди, демәк хитай әмди дөләт ичидики илһамниң йолини тутуватқан барлиқ зиялийларниң һәммисини тутқун қилип, қәтий қаттиқ қоллуқ билән уйғур хәлқини шиддәт билән бастурушни илгири сүрүши мумкин, буни биз, уйғур хәлқигә, дунядики бизгә охшаш уйғур мәсилиси үчүн дава қиливатқанларға, дунядики уйғур мәсилисигә көңүл болуватқан дөләт вә тәшкилатларға “немини халисақ шуни қилимиз, биз уйғурларни бастуруп түгитимиз” дегән сигналиниң башлиниши дәп қараймиз, бу интайин хәтәрлик.

Рабийә қадир ханим йәнә, йеқинқи күнләрдә хитайниң “шинҗаң мәсилиси” һәққидә ашкара вә мәхпий ачқан йиғинлири һәмдә бәлгилигән сиясәтлири билән мунасивәтлик дәп қарайдиғанлиқини билдүрүп йәнә мундақ деди:
-Хитай һөкүмитиниң уйғурларни арқа-арқидин өлтүрүватқан бир вақитта, илһамниң балилири вә анисиға азар берип, өзини қопаллиқ билән тутуп кетишигә барлиқ уйғур тәшкилатлири қаттиқ наразилиқ билдүримиз, хитай илһам тохтини дәрһал қоюп бериши керәк !илһам тохтиға дөлити ичидә тинчлиқ орнитидиған зиялий сүпитидә вә уйғур хәлқиниң авази сүпитидә муамилә қилиши керәк вә илһам тохтидәк кишиләр билән сөһбәт өткүзүши керәк, хитай, илһам тохти вә униңға охшаш зиялийларни тутуш билән еғир ақивәткә қалидиғанлиқини һес қилиши керәк.

Рабийә қадир ханим йәнә, өзи, дуня уйғур қурултийи вә барлиқ чәтәлләрдә уйғур мәсилисини һәл қилиш үчүн паалийәт елип бериватқан тәшкилатларниң илһам тохтиниң тутқун қилиниши билән, хитай һөкүмитидин пүтүнләй үмидсизләнгәнликини билдүрүп, илһам тохтиға мунасивәтлик башқа уйғур зиялийлириниң, униң әгәшкүчилириниң, һәтта уруқ-туғқанлириниң бихәтәрликидинму әндишә қиливатқанлиқини билдүрүп мундақ деди:
-Илһам тохтила әмәс,башқа уйғурларму тутқун қилинди, хитай зиялийлириниму қолға еливатиду, йеқиндила уйғур тилида мәктәп қуримән дәп тиришчанлиқ көрсәткән зиялий абдувәли аюпни тутти, хитай ашундақ гунаһни артип қанунсиз қолға еливатиду, чүнки һазир илһам тохти өзи адвокат туталмайду, өзини ақлиялмайду, хитай униңға өзи халиған гунаһни арталайду, шуңа бәк әндишә қиливатимән, илһамниң һаятий бихәтәрликидин әндишә қиливатимән.

Рабийә қадир ханим зияритини ахирлаштуруп, дуня уйғур қурултийиниң һазирниң өзидиму йәнә бир җиддий йиғин ачидиғанлиқини билдүрди, америка һөкүмитигә, явропа бирлики вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати һәмдә барлиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири билән алақилишип, илһам тохтиниң қоюп берилишини қолға кәлтүрүш үчүн тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини тәкитлиди.

Дуня уйғур қурултийи 16-январ өз тор бетидә илһам тохтиниң қоюп берилишини тәләп қилип пүтүн дуняға баянат елан қилип узун өтмәй, тор бәт хитай тәрәпниң хакир һуҗумиға учрап кашила чиққан, әмма дуня уйғур қурултийиниң бу һәқтики мәхсус баянатини башқа һәр қайси дөләтләрдики уйғур тәшкилатлириниң тор бәтлиридин көрүш мумкин.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.