Ху җя, воесер қатарлиқлар, тордашларни җәвһәрниң дадиси илһам тохтини қоюп бериш һәққидики чақириқиға аваз қошушқа чақирди

Мухбиримиз меһрибан
2014.02.20
ilham-toxti-jewher-indian-university-elliot-sperling-305.png Америкиниң индияна үнверсититиниң професири еллийот сперлиң әпәнди 16-феврал күни илһам тохти тоғрисида лексийә сөзлимәктә. яндикиси илһам тохтиниң шу үнверсититта оқуватқан қизи җәвһәр илһам.
Photo: RFA


15 - январ күни илһам тохти әпәнди тутқун қилинғандин буян, хитайдики кишилик һоқуқ паалийәтчилиридин ху җя, воесер, ваң лишюң қатарлиқлар илһам әпәнди вә униң оқуғучилириниң әһвалиға йеқиндин көңүл бөлүп кәлмәктә.

Улар17 - январ күни хитай даирилирини илһам тохтини шәртсиз қоюп беришкә чақириқ қилип, илһам тохти әпәндини қоюп бериш һәққидики имза топлаш паалийитини башлиған иди. Ху җя вә воесер қатарлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчилири 19 - ,20 - феврал күнлири йәнә твитерда чақириқ қилип,илһам әпәндигә көңүл бөлидиған достларни илһам тохтиниң қизи җәвһәрниң дадиси илһам тохтини қоюп бериш һәққидә твитерға йоллиған чақириқиға аваз қошушқа чақирди.

Бейҗиңдики кишилик һоқуқ паалийәтчиси ху җя вә тибәт өктичи язғучиси воесер қатарлиқлар бүгүн твитер торида чақириқ елан қилип, техиму җиқ тордашларни хитай даирилири тутқун қилған уйғур өктичиси илһам тохти әпәндини қоюп бериш чақириқиға аваз қошушқа дәвәт қилди.

Хитай һөкүмитиниң сияситини тәнқидлигәнлики үчүн бир қанчә қетим хитай түрмисидә ятқан, үзлүксиз һалда тәқип астиға елинип келиватқан атағлиқ хитай өктичиси ху җя 20 - феврал твитерда тордашларни 15 - январ күни хитай даирилири тәрипидин тутқун қилинған уйғур өктичи зиялийси илһам тохтиниң әһвалиға көңүл бөлүшкә чақирди.

Ху җя твитер торида,“һазир бейҗиңда 20 - феврал кечә, нәччә саәттин кейинла 2014 - йил 21 - феврал җүмә күни кириду.Җүмә күни уйғур зиялийси илһам тохти әпәнди тутқун қилинғиниға 37 күн толиду. Әмма бейҗиң вә шинҗаңдики аталмиш дөләт аманлиқини қоғдаш сақчилири илһам әпәндиниң өйидикиләргә техичә һечқандақ қануний рәсмийәтни тапшурмиди. Әтә университетларда оқуш башлиниду, әмма бейҗиң милләтләр университетидикиләр мәктәп қорасида илһам әпәнди вә униң билән биллә тутқун қилинған оқуғучилирини көрәлмәйду...Тордашлар илһам әпәндини сүрүштә қилайли!” дәп чақириқ қилған.

Ху җя йәнә хитай һөкүмитини тәнқидләп “һәқ - наһәқ астин үстүн қилинған бу хил түзүм кишиләргә азап - оқубәт елип кәлмәктә. Аз санлиқлар көп санлиқларни бастуридиған, езидиған, һақарәт қилидиған, қанунсизлиқ қилидиған бундақ түзүмдә улар һәр вақит өзиниңкини тоғра дәп билиду, мәйли көпчилик уларниң дегинини қобул қилсун, қилмисун, улар мәҗбурлаш, қорқитиш йоллири арқилиқ кишиләрни бойсундурушқа уруниду. Мана бу, һәқиқәт вә адаләттин мәһрум қилинған җәмийәт” дегән җүмлиләрни язған.

Ху җя йәнә, америка авази радиосиниң зияритини қобул қилғинида дадиси илһам тохти үчүн адаләт тәләп қилған җасарити үчүн җәвһәргә мәдәт берип,“җәвһәр, сиз дадиңиз илһам тохтиға охшаш уйғур ана тилиңиз, хитай тили вә енгилиз тиллирида өз миллитиңиз үчүн һәқни сөзләйдиған қәһриманға айланғиниңизда, дадиңиз илһам тохти сиздин пәхирлиниду!” дәп язған.

Илһам тохти әпәндиниң қизи җәвһәр дадиси илһам әпәнди тутқун қилинғандин буян индиана университетидики оқутқучи - оқуғучиларға чақириқ қилиш, америка авази, әркин асия радиоси, нюйорк вақти гезити қатарлиқларниң зияритини қобул қилиш, твитир қатарлиқ аммиви торларда илһам әпәндиниң паалийәтлирини тонуштуруш йоллири арқилиқ хитай даирилиридин илһам тохти әпәндини қоюп беришни тәләп қилип кәлмәктә.

Тибәт өктичи язғучиси воесер илһам тохтиниң қизи җәвһәрниң дадиси илһам тохти һәққидики сөзлирини нәқил елип тивитерға йоллап, тордашларни илһам тохти әпәндини қоюп бериш чақириқиға аваз қошушқа дәвәт қилған.

Воесер : “илһам тохти әпәндиниң 19 яшлиқ қизи җәвһәр оқуватқан индиана университети илһам тохти әпәндиниң нөвәттики әһвалиға алаһидә көңүл бөлмәктә. 16 - Феврал индиана университетида мәхсус лексийә уюштурулуп, илһам тохти әпәндиниң иш - паалийәтлири тонуштурулди. Җәвһәр доклат берип дадиси илһам тохти үчүн адаләт тәләп қилди. Тордашлар, техиму җиқ кишиләрни илһам тохтини шәртсиз қоюп бериш тәләпнамисигә имза қоюшқа чақирайли. Чүнки илһам тохти әпәндигә охшаш һәқ - адаләт үчүн сөзлигүчиләрни қәдирләш, даириләрдин илһам тохтини қоюп беришни тәләп қилиш һәр биримизниң баш тартип болмас бурчи” дегән.

15 - январ күни илһам тохти әпәнди бейҗиңдики өйидин тутқун қилинғандин кейин, тибәт өктичи язғучиси воесер, хитай язғучиси ваң лишюң, ху җя қатарлиқларниң тәшәббуси билән,17 январ илһам тохти әпәндини қоюп бериш һәққидә имза топлаш паалийити башланған иди. Мәлум болушичә 20 - феврал күни бу чақириққа имза қойғучилар 2000 дин ашқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.