Гүзәлнур: “үрүмчи сақчи идарисиниң ерим илһамниң маашини тоңлатқанлиқи қанунсизлиқ”
2014.03.27
Илһам тохти әпәнди 15-январ тутқун қилинғандин буян даириләр һәр хил йоллар арқилиқ униң аяли гүзәлнур ханимға қаратқан бесимни күчәйткәнлики мәлум болмақта.
Илһам тохтиниң аяли гүзәлнур ханим мушу күнләрдә еғир роһи бесимға учриғандин башқа, иқтисадий бесимғиму учраватқанлиқини билдүрди. У илһам әпәндиниң мәктәп тәрипидин берилидиған мааши үрүмчи сақчи даирилириниң буйруқи билән тоңлитиветилгәнликини, адвокат ли фаңпиң арқилиқ үрүмчи сақчи даирилириниң бу хил қанунсиз бу қилмишини сүрүштүрүш қарариға кәлгәнликини билдүрди.
“бир һәптә илгири, үрүмчи сақчи идариси ерим илһам тохтиниң маашини беридиған банкиға уқтуруш қилип, униң мәктәптин нормал бериливатқан маашини тоңлатқанлиқини уқтум. Мән адвокат ли фаңпиң арқилиқ үрүмчи сақчи идарисиниң бу хил қанунсиз қилмиши үстидин әрз қилиш қарариға кәлдим.”
Юқириқилар гүзәлнур ханимниң 27-март күни радиомиз зияритини қобул қилғанда дегән сөзлири.
Гүзәлнур ханим сөзидә ери илһам әпәнди тутқун қилинғандин буян, даириләрниң униңға қаратқан назарәтни күчәйткәндин башқа, нөвәттә йәнә иқтисадий җәһәттинму бесим ишлитишкә башлиғанлиқини билдүрди.
Гүзәлнур ханимниң билдүрүшичә, илһам тохти әпәнди үрүмчи сақчи идариси тәрипидин бу йил 15-январ күни тутқун қилинғандин кейин, өткән һәптә даириләр илһам әпәндиниң мәркизи милләтләр университетидин бериливатқан маашиниму тоңлитиш буйруқи бәргән. 21-Март пәйшәнбә күни илһам әпәндиниң маашини елиш үчүн банкиға барған гүзәлнур ханим, мааш картисиға 3-айлиқ мааши киргән туруқлуқ, пул алалмиғандин кейин, банка хадимлиридин буниң сәвәбини сүрүштүргән. Банка хадими униңға мәктәпниң илһам әпәндиниң маашини униң һесабатиға киргүзгән болсиму, әмма үрүмчи шәһәрлик сақчи идариси илһам тохти намидики һесабатни тоңлитиш буйруқи бәргини үчүн өзлириниң буйруқни иҗра қилишқа мәҗбур икәнликини билдүргән.
Илһам әпәндиниң адвокати ли фаңпиң гүзәлнур ханимға үрүмчи шәһәрлик сақчи идарисиниң бу қилмишиниң хитай қануниға хилап икәнликини билдүрүп, өзиниң йеқин арида илһам әпәнди билән көрүшүш үчүн үрүмчигә барғанда бу мәсилини оттуриға қойидиғанлиқини вә мунасивәтлик орунлардин сәвәбини сүрүштүрүп, һөкүмәттин бу мәсилә һәққидә ениқлима беришни тәләп қилидиғанлиқини билдүргән.
Гүзәлнур ханим йәнә илһам әпәнди тутқун қилинғандин буян, даириләрниң униң атуштики уруқ-туғқанлири вә тонушлар арқилиқ униң юрти атушқа қайтип кетишини қайта-қайта тәвсийә қилғанлиқини билдүрүп, өзиниң илгири бу хил тәләпләрни рәт қилғанлиқи үчүн, үрүмчи сақчи идарисиниң илһам әпәндиниң маашини тоңлитиш буйруқи чүшүрүш арқилиқ, уни бейҗиңдин айрилишқа мәҗбурлимақчи болған болуши мумкинликини, әмма өзиниң бешиға һәрқандақ еғир күнләр келишидин қәтийнәзәр бейҗиңдин айрилмайдиғанлиқини билдүрди.
Гүзәлнур ханим бейҗиң мәркизи милләтләр университетиниң мәктәп кутупханисида ишләйдиған болуп, илһам тохти әпәнди тутқун қилинғандин кейин, бейҗиңдәк истемал сәвийиси юқири болған шәһәрдә униңға охшаш кутупхана хизмәтчисиниң 2000 сомлуқ мааши билән, йәсли йешидики икки бала вә америкида оқуватқан қизи җәвһәрниң оқуш расходини ғәмләш гүзәлнур ханимға еғир иқтисадий бесим елип кәлгән. Мәлум болушичә, гүзәлнур ханим 6 яшлиқ чоң оғлиниң һәр айлиқ оқуш пули үчүн 600 сом хәлқ пули, 4 яшлиқ кичик оғлиниң йәсли пули үчүн ейиға 1100 сом төләйдиған болуп, илһам әпәнди тутқун қилинғандин буян еғир роһи бесим ичидә яшаватқан гүзәлнур ханим үчүн бу иқтисадий йүкниң қошулуши, униң бундин кейинки һаят мусаписини техиму қийинлаштурған.