Ху җия: илһам тохти аилисиниң нопуси бейҗиңда болмаслиқи уларни техиму мүшкүлатта қойди
2018.05.14
10-Май күни зияритимизни қобул қилған бейҗиңдики кишилик паалийәтчиси ху җяниң билдүрүшичә, уйғурларниң қануний һәқлирини тәләп қилғини үчүн, 2014-йили даириләр тәрипидин өмүрлүк қамаққа һөкүм қилинған илһам тохтиниң бейҗиңдики аяли гүзәлнурниң вә икки оғлиниң нопусиниң бейҗиңда болмаслиқи бу аилигә техиму көп қийинчилиқларни кәлтүргән.
Ху җя әпәндиниң билдүрүшичә, илһам тохтиниң чоң оғли бабур бу йил башланғуч мәктәпни түгитип, толуқсиз оттура мәктәпкә чиқиш алдида болсиму, әмма бейҗиңда яшаватқиниға 10 йилдин ашқан гүзәлнур вә балиларниң нопуси бейҗиңда болмаслиқи, бу аилини бейҗиң нопусидикиләр бәһримән болидиған һәрқандақ иҗтимаий капаләтләрдин мәһрум қилған.
Ху җя мундақ дәйду: “гүзәлнурниң билдүрүшичә балиларниң бу йиллиқ оқуш мәвсуми 3-айда башлинипту. Униң чоң оғли бабур 9-айда оттура мәктәпкә чиқидикән. Әмма һазирқи мәсилә гүзәлнур вә балиларниң бейҗиңда нопуси болмаслиқи уларға техиму зор мүшкүлатларни кәлтүрүватқанлиқи. Гүзәлнур бейҗиңда яшаватқиниға 10 йилдин ашти. Илһамниң нопуси бейҗиңда болғини үчүн әсли гүзәлнурниң бейҗиң нопусиға өтүши тамамән мумкин иди. Әмма илһам тохти илгири уларни бейҗиң нопусиға алдуруш ишини беҗирәлмигини үчүн, һәрқандақ ишта қануний һөҗҗәтләрни тәләп қилидиған бейҗиңда балиларниң мәктәптә оқуш мәсилисиму бу аилигә еғир бесимларни елип келипту”.
Ху җя әпәндиниң тәкитлишичә, яқа юртлуқларни чәткә қақидиған бейҗиңдәк бир шәһәрдә илһам тохтиниң аяли гүзәлнур вә балилириниң йәнила нопуссиз яшашқа мәҗбур болуштәк қисмити сәвәбидин гүзәлнур ханим балилирини буниңдин кейин бу шәһәрдә давамлиқ оқутуш имканийитини қандақ һазирлаш мәсилисигә дуч кәлгән.
Илһам тохти әпәнди, 2014-йили 15-январ күни хитай даирилири тәрипидин тутқун қилиништин илгирики йилларда радийомиз зияритини қобул қилған чағлиридиму, уни тәқиб астиға алған бейҗиң сақчи даирилириниң униң уйғурлар һәққидә давамлиқ сөзлишини чәкләш үчүн, униң аилиси вә уруқ-туғқанлириғиму түрлүк бесимларни ишлитип, аяли гүзәлнур вә икки оғлиниң бейҗиңда нопусқа орнитилиши қатарлиқ мәсилиләрни шәрт қилған иди. Илһам тохти әпәнди сақчи даирилириниң бу арқилиқ өзиниң “уйғурбиз” торида давамлиқ мақалә елан қилишини тосушқа урунғанлиқи вә униң әркин асия радиоси қатарлиқ хәлқара мәтбуатларниң зияритини қобул қилмаслиқини тәләп қилғанлиқини билдүргән иди.
Илһам тохтиниң йеқин достлиридин бири болуш сүпити билән униң тутқундин илгирики сақчиларниң тәқиби астидики әһваллири һәққидә тохталған хуҗия әпәнди йәнә, илһам тохтиниң, аяли вә балилириниң бейҗиңдики нопусини һәл қилишиға бейҗиң сақчилири үзлүксиз тосқунлуқ қилған вә һәр хил қийинчилиқларни турдурған болсиму, әмма униң аяли вә балилириға техиму зор роһий бесим елип кәлмәслик үчүн, өз бешиға кәлгән бу хил бесим вә қийинчилиқларни өзи ялғуз үстигә алғанлиқини тәкитлиди.
Илһам тохтиниң америка индиана университетида оқуватқан чоң қизи җәвһәрму илгири радийомиз зияритини қобул қилған чағлирида, өзиниң оқуши түгигәндин кейин икки укисини америкиға әкелип оқутуш арзуси бар болсиму, әмма гүзәлнур ханим вә икки укисиниң нопуси бейҗиңда болмиғанлиқи үчүн, уларниң бейҗиңда паспорт елишиниң мумкин болмай қелишидин әнсиригәнликинии билдүргән иди.
Америкидики кишилик һоқуқ паалийәтчиси сав яшө ханим, 2014-йили илһам әпәнди хитай даирилири тәрипидин тутқун қилинип, муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинғандин буян, илһам тохтиға әркинлик тәләп қилиш һәрикитиниң башламчилиридин бири болуп кәлмәктә.
Сав яшө ханим илһам тохти тутқун қилинғандин буян, униң аилиси йолуқуватқан паҗиәлик қисмәтләрниң, һәрқандақ бир хитай өктичисиниң аилисигә келидиған бесимлардинму еғир икәнликини тәкитлиди.
Униң қаришичә, уйғурларниң қануний һәқлири вә хитайлар билән болған мунасивәттә баравәрлик орнини тәләп қилғанлиқи үчүн “миллий бөлгүнчилик” билән әйиблинип түрмигә ташланған илһам тохти өз хәлқи алдидики виҗдани бурчини ада қилишни өз һаят мизани дәп билгәнлики үчүн бу хил қаттиқ җазаға учриди. Буниңға хәлқара җәмийәт вә һөкүмәтләр илһам тохти вә униң аилисигә һәр вақит көңүл бөлүп туруши керәк иди.