Илһам тохти UNESCO ниң “маданҗат сиң мукапати” ға намзатлиққа көрситилгән
2018.05.17

Хитай түрмисидики уйғур зиялийси илһам тохти әпәнди йеқинда бирләшкән дөләтләр тәшкилати пән, маарип вә мәдәнийәт тәшкилати (UNESCO) ниң 2018-йиллиқ “маданҗат сиң мукапати” ға намзат қилип көрситилди. Мәлум болушичә, мәзкур мукапат өз пикир-қарашлирини зоравансиз қаршилиқ йоли билән ипадиләп җазаланған билим адәмлири үчүн тәсис қилинған икән. Германийәдики “илһам тохти гурупписи” ниң тәвисийәси билән илһам әпәндини бу мукапатқа намзатлиққа көрсәткән чәтәлләрдики бир қисим сиясий паалийәтчиләр зияритимизни қобул қилди һәмдә илһам тохтиниң мәзкур мукапатқа лайиқ көрүлүшиниң сәвәби вә әһмийити һәққидә тохталди.
Германийәдики “илһам тохти гурупписи” ниң мәсули әнвәрҗан әпәнди зияритимизни қобул қилип, уйғурларниң қануний һәқлирини тәләп қилғини үчүн хитай һөкүмити тәрипидин муддәтсиз қамаққа мәһкум қилинған илһам тохтиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати пән, маарип вә мәдәнийәт тәшкилатиниң 2018-йиллиқ “маданҗат сиң мукапати” ға намзатлиққа талланғанлиқ уқтурушни 16-май күни тапшурувалғанлиқини билдүрди.
Әнвәрҗан әпәндиниң билдүрүшичә, у вә мәзкур тәшкилаттики марий һолзман ханим, ингрид видиярто ханимлар бир айдин буян бу хизмәтни җиддий ишлигән икән. Чәтәлләрдики сиясий паалийәтчиләрдин америкидики “пуқралар күчи” тәшкилатиниң башлиқи яң җйәнли әпәнди вә канададики кишилик һоқуқ паалийәтчиси шең шө ханимлар өз намидин UNESCO ға алаһидә мәктуп йезип илһам тохти әпәндини мәзкур мукапатқа намзат қилип көрсәткән.
Илһам тохтиниунәсчо ниң 2018-йиллиқ “маданҗат сиң мукапати” ға намзат қилип көрсәткүчиләрдин америкидики “пуқралар күчи” тәшкилатиниң башлиқи яң җйәнли әпәнди зияритимизни қобул қилип, илһам тохтиниң әмили паалийәтлири униң мәзкур мукапатқа лайиқлиқини испатлиғанлиқини билдүрди.
У мундақ деди: “мәзкур мукапатниң характеридин елип ейтқинимизда, бу мукапат зоравансиз васитиләр арқилиқ адаләт вә һәққаний тәләпләрни қоюшта төһпә көрсәткүчиләрни тәқдирләшни мәқсәт қилған. Биз илһам тохтиниң иш-излирини билимиз. У тонулған уйғур билим адими болуш сүпити билән уйғур муһитида өсүп-йетилди, хитайниң пайтәхти бейҗиңда хитай мәдәнийити билән тонушти. Униң һәр икки милләт һәққидики чүшиниши интайин чоңқур вә әтраплиқ. Шуңа у икки милләт арисидики тоқунушниң кәлгүси тәрәқиятиниң немидин дерәк беридиғанлиқиниму яхши билиду. Бу зидйәт мувапиқ һәл қилинмиса, һәр икки милләткә еғир талапәт елип келидиғанлиқини техиму яхши билиду. Әсли бу мәсулийәтни һакимийәт бешидики хитай коммунист һөкүмити үстигә елиши керәк иди. Мәйли қандақ болмисун, зиянкәшликкә учрайдиғини йәнила һәр икки милләт хәлқи. Илһам тохти әпәнди бу мәсилиләрни чоңқур тонуп йәткән. Шуңа у өзиниң тор бекити вә язмилилирида икки милләт оттурисида сәмимий диалог елип берилиши керәкликини тәшәббус қилди. Өз-ара чүшинишни, зораваниқ ишләтмәслик пиринсипини тәшәббус қилди. Уйғурларниң һәқ-һоқуқлирини, баравәрликини тәләп қилди. Әнә шу нуқтидин мениңчә илһам тохти әпәнди мәзку мукапатқа әң лайиқ кишиләрдин бири. ”
Яң җйәнли әпәндиниң қаришичә, өз миллити болған уйғурларни вә хитай хәлқини яхши чүшинидиған илһам тохти әмәлийәттә хитай хәлқи билән уйғурлар арисидики мурәккәп мунасивәттә көврүклүк рол ойнап кәлгән. У өз паалийитидә икки милләт арисидики өткүр зиддийәтни тинчлиқ йоли билән һәл қилишни тәшәббус қилған киши икән.
Яң җйәнли әпәнди йәнә хитай һөкүмитиниң илһам тохтиниң тоғра тәшәббуси вә пикирлирини қобул қилишниң орниға уни рәһимсизләрчә түрмигә солиғанлиқи, уйғурлар үстидики етник бастурушни күчәйтип, хитай пуқралириға вә хәлқараға уйғурларни “бөгүнчи”, “террорчи” қилип көрситишкә урунуп кәлгәнликини тәнқидлиди.
Яң җйәнлиниң билдүрүшичә, мана мушундақ бир тарихи вәзийәттә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан тәңсиз сияситини өз қәлимигә тайинип зоравансиз йол арқилиқ ашкара тәнқитләшкә җүрәт қилалиған уйғур зиялийси илһам тохтини хәлқаралиқ мукапатларға намзат қилип көрситиш һәр җәһәттин муһим әһмийәткә игә икән.
Яң җйәнли әпәнди профессор илһам тохтиниң пәқәт өз хәлқи үчүн бәдәл төләватқан виҗдан мәһбуси болупла қалмастин, бәлки йәнә пүткүл хитай дөлити вә хәлқарада баравәрлик, адаләт, кишилик һоқуқ үчүн күрәш қиливатқан милйонлиған кишиләрниң үлгиси икәнликини билдүрди. яң җйәнли әпәнди, илһам әпәндиниң бу хил кишилик һоқуқ мукапатлириға көрситилишиниң хитай коммунист һөкүмитиниң адаләтсиз, баравәрсиз сияситини дуняға ашкарилаш, хитай һөкүмитиниң мустәбит сияситини әйибләш, хитайда давамлишиватқан мустәбит һакимийәт қурулмисини өзгәртиш, хитайда һәқиқий демократийә түзүми орнитишқа асас селишта муһим әһмийәткә игә икәнликини тәкитлиди.
Гугул вә википедия қатарлиқларниң архип амбарлиридики мәлуматлардин мәлум болушичә, 1995-йили тәсис қилинған “маданҗат сиң мукапати” 1996-йилдин буян һәр икки йилда бир қетим тарқитилип кәлмәктикән. Әркинлик вә адаләт үчүн күрәш қилған илим адәмлиригә, түрмидики виҗдан мәһбуслириға мәдәт бериш үчүн тәсис қилинған 100 миң долларлиқ бу мукапат һазирға қәдәр 12 шәхс вә бир тәшкилатқа берилгән икән.
Һиндистанниң пәнҗап штатида туғулған, кейин әнглийә пуқралиқиға өткән һосуллуқ язғучи вә рәссам маданҗат сиң 1924-йили туғулуп, 2013-йили вапат болған. У һиндистан хәлқлириниң һаяти әкс әткән рәсимлири, адаләтсизлик тәнқидләнгән язмилири вә өзиниң кишилик һоқуқ паалийәтлири билән хәлқарада тонулған шәхс. Униң тәшәббуси билән 1995-йили UNESCO мәзкур мукапатни тәсис қилған.