Хитай демократлири илһам тохтини сахароф мукапатиға намзат көрсәтти

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2016.06.27
ilham-toxti-guruppisi-qurulush-elani.jpg “илһам тохти гурупписи” ниң қурулғанлиқини җакарланған, берлинда чақирилған уйғур мусапирлар мәсилиси йиғинида (солдин оңға) мари һолизман ханим, әнвәрҗан әпәнди вә америка хәлқара демократийини илгири сүрүш фондидин луиса ханимлар. 2016-Йили 27-апрел, германийә.
RFA/Ekrem

Хитай демократлири илһам тохтиниң бу йиллиқ сахароф мукапатиға еришиши үчүн явропа парламентиға бирләшмә мәктуп йоллиди.

Уйғур өктичи зиялийси илһам тохти хитай пайтәхти бейҗиңда туруп уйғурларниң кишилик һәқ-һоқуқи тоғрисида пикир баян қилған һәмдә хитай һөкүмитиниң миллий сияситини әйиблигәнлики сәвәблик 2014-йили 15-январ тутқун қилинип, 23-сентәбир үрүмчидә “ бөлгүнчилик” җинайити билән әйиблинип муддәтсиз қамақ җазасиға мәһкум қилинған иди.

Явропадики бир қисим кишилик һоқуқ тәшкилатлири, җүмлидин дуняниң һәрқайси җайлиридики хитай демократлири 24-июн күни бирләшмә мәктуп һазирлап, явропа парламентиниң илһам тохтиға 2016-йиллиқ сахароф мукапатини лайиқ көрүшини тәләп қилған.

Илһам тохти гурупписиниң мәсуллиридин әнивәрҗан әпәндиниң бүгүн бәргән мәлуматиға асасланғанда, илһам тохтини сахароф мукапатиға наил қилиш тәшвиқати бу айдин бери яврупа парламентида йәнә җанланған. Әнивәрҗан әпәнди, мушу бирқанчә күндин буян көплигән хәлқаралиқ кишилик һоқуқ органлириниң яврупа парламентиға хәт йезип, илһам тохтини бу йиллиқ сахароф мукапатиға намзат көрситиш илтимаслирини сунғанлиқини әскәртти. Униң билдүрүшичә, илһам тохтини қоллап яврупа парламентиға хәт язған тәшкилатлар ичидә йәнә моңғул, тибәт вә хитай демократлириму баркән.

Хитай демократлири явропа парламентиға йоллиған мәктупқа 2008-йили сахароф мукапатиға еришкән хитай зиялийси ху җя, һазир америкида яшаватқан әма адвокат чен гуаңчең, германийә китаб йәрмәнкиси тинчлиқ мукапатиға еришкән ляв йеву, америкидики кишилик һоқуқ паалийәтчиси тең бяв, германийәлик журналист су йүтуң, америкидики кишилик һоқуқ паалийәтчиси яң җйәнли, америкилиқ иқтисадшунас шя йеляң, 1989-йилидики тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитиниң лидәри, һазир америкида яшаватқан җу феңсо, “хитайни өзгәртиш” ториниң америкидики тәһрири я шөсав қатарлиқлар имза қойған.

Америкидики хитай зиялийси я шөсав ханим бүгүн бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, хитай демократлири бирләшмә мәктуп йоллапла қалмай, бу қетим көплигән хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниңму явропа бирликигә өз алдиға мәктуплар йоллиғанлиқини билдүрди. У сөзидә “ илһам тохтини сахароф мукапатиға намзат көрситиш мәктупи явропа парламентида иҗабий баһа вә қоллашларға еришти. Паалийәтлиримиз давам қиливатиду” деди.

Әнивәрҗан әпәнди хитай демократлириниң бу қетим явропа парламентиға йоллиған илһам тохтини сахароф мукапатиға лайиқ көрүшни тәләп қилған мәктупиниң мәзмунини қисқичә баян қилди.

Әнивәрҗан әпәнди өзиму бирқанчә күндин бири фирансийәлик кишилик һоқуқ паалийәтчиси вә хитайшунас мари һолизман ханим билән биргә явропа парламентини зиярәт қилип, илһам тохтини сахароф мукапатиға намзат көрситиш җәһәттики теришчанлиқлирини давамлаштурған.

27-Апрел хитай түрмисидики өктичи зиялий илһам тохтиниң мартен әнналс мукапатиға намзат көрситилгәнлики елан қилинғандин кейин, илһам тохтини қоллаш садалири чәтәлдә йәниму күчәйгән, мәтбуатлар илһам тохтиға аит көплигән мақалиләр вә син филимлирини елан қилған. Бу йил апрел йәнә берлинда чақирилған уйғур мусапирлири илмий муһакимә йиғинида “ илһам тохти гурупписи”ниң рәсмий қурулғанлиқи җакарланған иди. Мәзкур гуруппиниң қурғучиси әнивәрҗан әпәнди явропа парламентиниң милләт вәкиллиригә илһам тохтини тонутуш хизмитиниң барғансери яхши үнүм яритиватқанлиқини тәкитлиди.

Франсийлик кишилик һоқуқ паалийәтчиси вә хитайшунас мари һолизман ханим өз нөвитидә йәнә илһам тохти гурупписиниң актип хадимлиридин бири болуп, у бу қетимқи явропа зиярити һәққидә тохталғанда, мумкин қәдәр явропа парламентидики техиму көп кишиниң диққитини илһам тохти мәсилисигә җәлп қилиш үчүн паалийәтлирини барғансери күчләндүрүватқанлиқини тилға алди.

У мундақ деди: “ бизниң мәқситимиз, явропа парламентидики техиму көп милләт вәкиллириниң илһам тохтиға болған һесдашлиқ вә қоллашлирини қолға кәлтүрүш. явропа парламентиниң барғансери көп милләт вәкиллири бизниң авазимизға қулақ селиватиду, илһам тохтини чүшиниватиду, униң һәқсизлиққа учриғанлиқини биливатиду вә уни қоллаватиду. Бизниң бу һәптә елип барған явропа парламентидики паалийитимиз көплигән милләт вәкиллириниң қоллишиға еришти. Мән илһам тохтиниң бу йиллиқ сахароф мукапатиға еришишини үмид қилимән.”

Баш штаби германийәдики “җәнубий моңғулийә хәлқ партийиси”ниң рәиси тәмсилто әпәндиму бу һәқтә қарашлирини баян қилип, моңғул тәшкилатлириниңму илһам тохтиға чуңқур һесдашлиқ қилидиғанлиқини тәкитлиди. У сөзидә мундақ деди: “ таҗавузға учриған шәрқий түркистан, тибәт, җәнубий моңғулийә хәлқлири йолуқуватқан еғир зулумларни хитай ишғалидики бир земинда туруп сөзләш җасарити һәммә адәмдә йоқ. Болупму, һәрқандақ наразилиқи, һәрқандақ чуқани террор қалпиқи билән бастурулуватқан шәрқий түркистанда бу техиму мүшкүл иш. Бирақ илһам тохти буниңға җасарәт қилди. У уйғурларниң дәрдини өзиниң әркинликини қурбан қилиш бәдилигә хитай вә дуняға аңлатти, йәнә келип у, хитайниң йүрики болған бейҗиңда туруп адаләт үчүн исян қилди. Униңдин ялғуз уйғурларла әмәс, бизму пәхирлинимиз.”

Әнивәрҗан әпәндиниң баян қилишичә, сахароф мукапати болса явропа парламентидики мутләқ көп қисим милләт вәкиллириниң тәстиқ авази билән бәлгилинидиған бир мукапат болуп, бу һәптә явропа парламентида елип барған паалийәт, илһам тохти һәққидә һеч савати болмиған көплигән милләт вәкиллирини ойғатқан вә уларниң илһам тохтиға болған қизиқишини қозғиған.

Хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати мәсуллиридин һанно шедләр әпәнди илгири зияритимизни қобул қилғанда илһам тохтини “ уйғурларниң ярамлиқ символи” дәп атиғаниди. У сөзидә: “ илһам тохти мәсилиси кишилик һоқуқ мәсилиси, әркинлик мәсилиси, уйғур мәсилиси демәктур. Илһам тохти мәсилисини хәлқарада җиддий тема сүпитидә тутуп туруш, уйғурлар мәсилисини дуняви мәсилә һалиға кәлтүрүштә зор рол ойнайду” дегән.

Әнивәрҗан әпәнди, хитай демократлириниң сахароф мукапатини илһам тохтиға лайиқ көрүп явропа парламентиға йоллиған мәктупи мунасивити билән, өзиниң уйғур җамаитигә қарита мураҗиитини тилға елип өтти.

Мәлумки, илһам тохти гурупписи бу йил 25-май явропа парламентида йиғин чақирип, илһам тохтини сахароф мукапатиға намзат көрситиш йолида теришчанлиқ көрсәткән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.