Илһам тохтиниң қоллиғучиси өлүм тәһдитигә учриған
Ху җя 21-июл твиттерға йоллиған учурида, 20-июлдин буян намсиз тәһдит телефонлирини тапшурувелишқа башлиғанлиқи, һәтта бәзи учурларда өзиниң өлүм тәһдитигә учриғанлиқини билдүрди.
-
Мухбиримиз меһрибан
2014-07-21 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
Түрмидики уйғур зиялийси илһам тохтини йеқиндин қоллап келиватқан хитай өкчиси ху җяниң өлүм тәһдитигә учриғанлиқи мәлум.
Ху җя 21-июл твиттерға йоллиған учурида, 20-июлдин буян намсиз тәһдит телефонлирини тапшурувелишқа башлиғанлиқи, һәтта бәзи учурларда өзиниң өлүм тәһдитигә учриғанлиқини билдүрди.
Ху җя өткән һәптә хәлқара мәтбуатларниң зияритини қобул қилип, намәлум кишиләр тәрипидин һуҗумға учриғанлиқи, бу һуҗумларға өзиниң йеқиндин буянқи паалийәтлири вә уйғур зиялийси илһам тохтини қоллиғанлиқи сәвәб болғанлиқини билдүргән иди.
Ху җя әпәнди дүшәнбә күни твиттер ториға йоллиған учурда мундақ йезилған: “ху җя, мән мәхсус саңа охшаш өзини биләлмигән кишиләрниң әдипини беримән. Алдинқи күни йегән тайиқиң пәқәт саңа берилгән бир қетимлиқ агаһландуруш халас. Һәрикитиңни йәнә мушундақ давамлаштурсаң вә ағзиңни юммисаң, техиму еғир бәдәл төләйсән, икки путуңму чеқилип, мәҗруһлар орундуқиға мәһкум болисән. Қуруттәк йәрдә өмиләп маңисән. Ата-анаң вә хотунуңниму палакәт басиду. Кейинки күнүң өлгәндин бәттәр болиду.”
Йәнә бир учурда мундақ дейилгән: “ху җя сән сақчиға мәлум қилипсән, әмма бу сән үчүн бәрибир. Сән өзүңни бәк әқиллиқ чағлаватисән, әгәр йәнә мушундақ ағзиңни юммай қалаймиқан җөйлүйдиған болсаң, өйүңдила көйүп өлисән.”
Радиомиз хитай бөлүминиң зияритини қобул қилған ху җя әпәнди, өзиниң таяқ йегәнлики вә бу хил телефон тәһдитлиригә учриғанлиқини бейҗиң сақчилириға мәлум қилған болсиму, әмма сақчи даирилириниң униңға бәргән җаваби, уни өйдин чиқмаслиққа агаһландуруп, уни өйигә нәзәрбәнд қилиш болғанлиқини билдүрүп, сақчиларниң ялап апириши билән елип берилған дохтур тәкшүрүш нәтиҗисиниңму сақчиларниң райи бойичә йезилғанлиқини баян қилди.
Ху җя: маңа кәлгән телефон тәһдитлиридә наһайити қопал вә әпсанә сөзләр ишлитилгәндин башқа, мени накар қилидиғанлиқи һәтта өйүмдә көйдүрүп өлтүридиғанлиқи һәққидә тәһдит қилинди. Бу һаятимға нисбәтән еғир тәһдит иди. Мән бу хил тәһдитләргә көп учриғиним үчүн пәрва қилмидим. Әмма, сақчи даирилириниң бу тәһдитләргә қарита пассип инкаси мени әпсусландурди. Вәқәдин кейин мән йәнә өйүмгә нәзәрбәнд қилиндим. Мән уларға дохтурға беришим керәкликини тәкрар дегәндин кейин, улар мени сақчи машиниси билән қанун дохтуриға апирип тәкшүртти. Рентгенда мениң баш сөңиким йерилғанлиқи ениқ көрситилгән туруқлуқ, тәкшүрүш доклатиға йеник яриланған дәп йезилди.
Ху җя әпәнди өзигә һуҗум қилғучилар вә тәһдит учурлири йоллиғучиларниң адәттики коча лүкчәклири әмәсликини билдүрүп: маңа һуҗум қилғучилар вә тәһдит телефон учурлири йоллиғанлар адәттики коча лүкчәклири әмәс. Улар мәхсус тәрбийиләнгәнлики ениқ. Әмма бейҗиң сақчилири хупсәнлик қиливатиду. Мән узун йиллардин буян сақчи даирилири билән муамилә қилип келиватимән. Улар һәр хил йолар арқилиқ өзлири яқтурмиған кишиләргә зәрбә берип кәлмәктә, деди.
Өткән һәптә хитай өктичиси ху җяниң һуҗумға учриғанлиқи хәлқара мәтбуатларда хәвәр қилинғандин кейин, бу әһвал хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң диққитини қозғиған иди.
Мәркизи париждики хәлқара чеграсиз мухбирлар тәшкилати 18-июл җүмә күни баянат берип, кишилик һоқуқ тәшкилатлирини хитай өктичиси ху җяниң әһвалиға диққәт қилишқа чақирған иди.
Чеграсиз мухбирлар тәшкилатиниң асия бөлүми мудири бенҗамин исмаил бу һәқтә тохтилип: “ху җяниң һуҗумға учришини қобул қилғили болмайду. Пакитлар бу қилмишларниң мәқсәтлик елип берилғанлиқини көрсәтмәктә” дегән.
Ху җя әпәнди өзигә қаритилған тәқиб қилиш, һуҗум қилиш вә тәһдитләрниң сәвәби һәққидә тохтилип, йеқиндин буянқи паалийәтлири болупму уйғур зиялийси илһам тохтини қоллиғанлиқи бу хил һуҗум қилишларға сәвәб болғанлиқини билдүргән.
Хитай кишилик һоқуқ паалийәтчиси ху җя нөвәттә хитай түрмисидә тутқунда туруватқан уйғур өктичи зиялийси илһам тохтиниң йеқин достлиридин бири.
У өткән һәптә твиттерға йоллиған учурида, илһам әпәндиниң аяли гүзәлнур ханим вә униң оғлини йоқлап, бейҗиң мәркизи милләтләр университетидики илһам әпәндиниң өйигә барғинида, ишик алдидики назарәтчиләр тәрипидин тосувелинғанлиқини билдүргән иди.
18-Июл җүмә күни зияритимизни қобул қилған илһам әпәндиниң аяли гүзәлнур ханимму өткән һәптә уни вә оғлини йоқлап кәлгән илһам әпәндиниң достлири тибәтлик аял язғучи войсер, хитай зиялийси ху җя қатарлиқларниң ишик алдидики назарәтчиләр тәрипидин тосувелинғанлиқини билдүрүп, һазир даириләрниң уларни 24 саәтлик назарәт астиға алғандин башқа, һәтта илһам әпәндиниң достлириниңму бу аилини зиярәт қилишиға һәр хил тосқунлуқларни қиливатқанлиқини билдүргән иди.
Илһам әпәнди бу йил 15-январ бейҗиңдики өйидин тутқун қилинғандин буян, ху җя йәнә хәлқара мәтбуатларниң зияритини қобул қилип, хитай һөкүмитиниң тинчлиқ йол арқилиқ уйғурларниң қануний һәқ-һоқуқлирини тәләп қилған илһам тохтини тутқун қилғанлиқини әйибләп, тордашларни илһам әпәндиниң аилисиниң бешиға кәлгән еғир күлпәтләргә диққәт қилишқа һәмдә һәққанийәтни яқлиғучи барлиқ кишиләрни илһам әпәндини шәртсиз қоюп бериш тәләпнамисигә имза қоюшқа чақирған иди.